Адамс (ADAMS) йәр шари балилар рамизан паалийитидә уйғур мәдәнийити намаян қилинди
2024.02.20
Америкиниң вирҗинийә шитатидики мусулманларниң тәшкилати- “адамс мәркизи” (ADAMS Center) саһибханилиқ қилған иккинчи қетимлиқ адамс йәр шари балилар рамизан паалийити 2024-йили 17-феврал шәнбә күни өткүзүлүп, көп хил мәдәнийәтләр намаян қилинди. Бу паалийәттә вирҗинийә вә вашингтон шәһири әтрапидики җайлардин кәлгән уйғур балилири вә башқа мусулманлар вә мусулман пәрзәнтлири җәм болуп, рамизан роһини тәбрикләп өзлириниң мәдәнийәт нәмунилирини көрсәтти.
Мәзкур паалийәтләр кишини мәптун қилидиған қончақ көргәзмиси, мәдәнийәт-сәнәт номурлири вә хәлқаралиқ көргәзмиләрни өз ичигә алған болуп, булар көпчиликни чоңқур һаяҗан вә хушаллиқ ичигә чөмдүрди. Паалийәт қатнашчилири йәнә заманивилашқан рамизан базиридики өзгичә өй безәклири, кийим-кечәк, ислами китаблар вә һәр түрлүк паалийәтләрдинму һузур алди. Һәр хил йемәклик вә татлиқ түрүмләр билән тәбрикләш паалийити рамизанниң бай мәдәнийәт арқа көрүнүши вә хушаллиқини һәқиқий әкс әттүрди.
Бу паалийәткә америка уйғур бирләшмиси билән вирҗинийәдики “меһрибан ана” (Ana Care) ана тил мәктипи қатнашқан болуп, улар бу паалийәттә интайин муһим рол ойнап, уйғур мәдәнийити, уйғур әнәниви кийим-кечәклири вә даңлиқ таамлар билән уйғур кимликини намаян қилди. Униңдин башқа йәнә бу паалийәттә америка уйғур бирләшмиси вә “меһрибан ана” мәктипи йәнә уйғур елидә хитайниң коммунизм идеологийәси вә җуңхуа миллити ортақ еңиниң тәсиригә учрап ислам дини етиқадини йоқатқан вә етиқад әркинликидин мәһрум болған, шундақла уйғур тилида сөзлиши вә маарип тәрбийәси елиши чәкләнгән уйғур балилириниң һазирқи ечинишлиқ әһвалини тәсвирләйдиған тәсирлик сүрәтләрни көргәзмә қилиш арқилиқ паалийәт қатнашқучилириға шу реаллиқни чүшәндүрүп бәрди. Бу паалийәт, қатнашқучиларға нисбәтән уйғурларниң етиқад әркинлики вә мәдәнийитиниң боғулушқа учраватқанлиқи һәққидики тонушини өстүрүш пурсити яритип бәргән.
Бу қетимлиқ адамс мәркизиниң балилар рамизан паалийитидә, “меһрибан ана” (Ana Care) мәктипиниң оқуғучилири җанлиқ уссул номурлири арқилиқ талантини намаян қилип, тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти. Бу паалийәттә гөдәк уйғур балилири йәнә паратқа қатнашқан болуп, улар гүзәл уйғур кийимлирини вә чимән доппилирини кийип, қоллирида һәр түрлүк музика әсваблири, мәдәний мирас буюмлири вә уйғурларниң даңлиқ китаблирини көтүрүп һәм шәрқий түркистан көк байриқини ләпилдитип, әнәниви уйғур мәдәнийитини намаян қилди. Бу паалийәт җәрянида йәнә, уйғур таамлиридин саңза, самса вә башқилар һәқсиз тарқитилди.
Биз бу паалийәт мунасивити билән америка уйғур бирләшмиси рәиси әлфидар илтәбир ханимни зиярәт қилдуқ. Әлфидар ханим хитайниң еғир чәклимилиригә дуч кәлгән уйғур ели ичидики уйғурларға селиштурғанда, муһаҗирәттики уйғурларниң бу муқәддәс айни әркин-азадә күтүвалидиғанлиқини билдүрди.
У йәнә адамс йәр шари балилар рамизан паалийитигә охшаш паалийәтләрниң уйғурларға рамизан мәзгилидә мәдәнийәт вә диний кимликини қоғдаш һәм ипадиләш үчүн сәһнә һазирлап бериш ролини ойниғанлиқини тәкитлиди.
Биз йәнә бу паалийәттә актип рол ойниған бир қанчә уйғур яшни зиярәт қилдуқ. Уларниң бири вашингтонда алий мәктәптә оқуватқан уйғур қизи асина изгил вә вирҗинийәдә турушлуқ яш диний зат әнқәр һаҗи болуп, уларму бу қетимлиқ рамизан паалийитигә қатнишиштики мәқсити һәққидә тохтилип өтти.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.