Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (4)

Мухбиримиз қутлан
2018.05.08
Abdulhakim-mahsum-hajim-leksiye.jpg Мәрһум абдулһекимхан мәхсум лексийә сөзлимәктә. (Вақти ениқ әмәс)
RFA/Arslan

4-Бөлүм: уйғур мусапирлар долқуни вә түркийә

2013-Йилидин 2015-йилиғичә болған җәрянда хитайниң җәнубий өлкилири арқилиқ шәрқий-җәнубий асия дөләтлиригә қечип чиққан зор түркүмдики уйғур мусапирлар әйни вақитта хәлқара таратқуларниң диққитини қозғиған иди.

Бир мәзгил таратқуларниң қизиқ нуқтисиға айланған бу вәқә кейинчә нәччә йүзлигән уйғурларниң тайланд вә униңға қошна әлләрдә тутқун қилиниши, йүзлигән уйғур тутқунларниң хитайға қайтурулуши вә бир қисим уйғур мусапирларниң түркийәгә йолға селиниши билән нәтиҗиләнди. Бу қетимлиқ зор һиҗрәт долқуни зор сандики уйғур аилилирини өз вәтинидин айрип, хитай өлкилиридин шәрқий-җәнубий асия әллиригә, у йәрдин таки түркийәгичә созулған узун мусапирәт линийәсини һасил қилди.

Түркийә, болупму истанбул әнә ашу мәзгилләрдә уйғур мусапирларниң 1950-йиллардин буянқи әң чоң қоналғусиға айланди.

Дәл шу мәзгилләрдә, йәни 2016-йилиниң феврал айлирида мәрһум абдулһәкимхан мәхсум истанбулниң зәйтинбурну районидики туралғусида зияритимизни қобул қилип, уйғур мусапирлири мәсилиси, уларни йәрләштүрүш вә тәрбийәләшниң тәхирсизлики, уларда тоғра вә мөтидил болған исламий чүшәнчиләрни турғузушниң зөрүрлүки һәққидики қарашлирини шәрһләп өтти.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум шу қетимлиқ зияритимиз әснасида мунуларни баян қилди: “шәрқий-җәнубий асия әллири арқилиқ бир қисми түркийәгә йетип кәлгән мусапир қериндашлиримизниң мәсилиси нөвәттә бизни әң көп ойландуруватқан бир муһим мәсилигә айланди. Хитайниң уйғурлар вәтинидә йүргүзүватқан дәһшәтлик зулуми уларни өз юртлирини ташлап чәтәлләргә қечишқа мәҗбур қилған әң чоң сәвәбтур. Һалбуки, бу қериндашлиримизниң көп қисми узун вә мушәққәтлик қечиш сәпиридә инсан тәсәввур қилалмайдиған қийин күнләрни баштин өткүзди. Һәтта уларниң хели көп қисми өз кәлгүсигә вә өзи тәвәккүл қилған йолниң ахирқи нәтиҗисигә нисбәтән каллисида һечқандақ ой-хиял һәм тәйярлиқи болмиған кишиләрдур. Шуңа түркийәдики уйғур җамаити, уйғур аммиви тәшкилатлири, шу җүмлидин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати бу мәсилидә җиддий чарә-тәдбир қоллинип, мусапир қериндашлиримизға игә чиқишқа тиришчанлиқ көрсәттуқ.”

У йәнә мунуларни илгири сүрди: “мусапир қериндашлиримизниң дәсләпки түркүми истанбулға йетип кәлгәндә уларни орунлаштуруш бир мәсилигә айланди. Һәтта шу мәзгилләрдә маарип җәмийитиниң ишхана вә заллириму мусапир қериндашлиримиз билән толди. Уларни мувапиқ йосунда йәрләштүрүш, бала-чақилирини мәктәпләргә киргүзүш, тирикчилик йоллирини көрситип бериш, мәниви вә психик җәһәттин әслигә келивелишиға ярдәм қилиш, тоғра болған исламий әқидә вә чүшәнчиләрни сиңдүрүш, вәтән, милләт вә өз кимлики һәққидә тәрбийә бериш шундақла уларни түркийә җәмийитиниң бир қисмиға айландуруш қатарлиқ җәһәтләрдә көплигән тиришчанлиқларни көрситишимизгә тоғра кәлди. Уларниң хели көп қисми кейинчә җамаитимиз тәркибигә қошулуп, тоғра вә мувапиқ болған яшаш йоллирини талливалған болсиму, әмма йәнә бир қисми өзи билгән йолларға маңидиған, өзи мәнсуп болмиған гуруһ вә мәзһәпләрниң тоқунушлириға арилишип қурбанлиққа айлинидиған паҗиәләрдинму хали болалмиди. Һәтта уларниң ичидә бизгә һуҗум қилидиған, бизниң қериндашлиримиз үчүн көрсәткән тиришчанлиқлиримизни хата чүшинидиған әһвалларму йүз бәрди. Әмма биз йәнила өз хизмәтлиримизни, бурчлиримизни ада қилишни давамлаштурдуқ.”

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум ахирида шәрқий-җәнубий асиядики узунға созулған қачқунлуқ вә тутқунлуқтин кейин бир қисми түркийәгә йетип кәлгән уйғур мусапирларни йәрләштүрүш, уларни нормал һаят йолиға йетәкләш һәмдә муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң бир тәркибигә айландурушниң уйғур тәшкилатлири үчүн әң тәхирсиз бир хизмәт икәнликини алаһидә әскәртип өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.