Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (6)

Мухбиримиз қутлан
2018.05.22
abdulhekim-mexsum-yighinda.jpg Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум йиғинда сөз қилмақта. 2016-Йили март, истанбул.
RFA/Arslan

6-Бөлүм: истанбулда уйғурниң тиниқи

Уйғурларниң түркийәдә шәкилләндүргән иҗтимаий топлуқлири ичидә истанбулдики уйғур җамаити сан вә көләм җәһәттин муәййән кәңлик һасил қилған. Истанбул кона шәһириниң тар соқақлиридин зәйтинбурну кочилириғичә, ақсарайниң қайнамлиқ базарлиридин сәфакөйниң гирвәклиригичә болған бу қәдимий шәһәрдә уйғурларниң қәдими бесилмиған кочилар йоқ дейәрлик болса керәк.

Дәрвәқә, истанбулниң йеқинқи бир әсирлик тәрәққият мусаписидә түркистан тупрақлиридин, җүмлидин уйғур дияридин келип бу шәһәрниң қайнақ һаятиға сиңип кәткән түркий зәбанлиқ инсанлар сан-санақсиз. Уларниң ичидә уйғурларниңму үлүши бар. Шундақ, истанбулниң бүгүнки җанлиқ һаят картинисида уйғурниңму тиниқи бар.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаятиниң ахирқи йили истанбулдики туралғусида радийомиз зияритини қобул қилғинида, бу шәһәрниң һаятиға қошулуп бериватқан уйғур муһаҗирлириниң хушаллиқи билән азаблири, күлкилири билән йиғиси шундақла мувәппәқийәтлири билән оңушсизлиқлири һәққидә пикир баян қилған иди.

У кейинки йилларда истанбулдики уйғурлар дуч келиватқан қийинчилиқлар вә киризислар һәққидә тохталғинида мундақ 4 түрлүк әһвални “сәл қарашқа болмайдиған әң тәхирсиз вә әң җиддий мәсилә” категорийәсигә киргүзгән иди.

У мундақ дәйду: “биринчидин, тил вә мәдәнийәт җәһәттики йеқинлиқ сәвәбидин түркийәдики уйғурларниң ана тилини қоллиниш частотиси йилдин йилға тарийип бармақта. Иккинчидин, түркийәгә кәлгән биринчи вә иккинчи әвлад уйғурларниң хели көп қисми яшаш мәҗбурийити вә тирикчилик ғеми сәвәбидин тиҗарәт вә башқа кәсипләргә зеһнини бәргән болсиму, әмма оқуш вә өзини билим билән қоралландуруш ишиға көңүл қоялмиди. Буниң нәтиҗисидә улар билән йәрлик түркләр арисида һәр җәһәтләрдин мәлум пәрқләр сақланмақта. Үчинчидин, көплигән уйғурлар пәрзәнтлирини мәһәлливий мәдрисиләргә яки түрлүк диний гуруппиларниң мәктәплиридә оқутуп, түркийә дөләт маарип системисидин бәһримән болушқа сәл қарап кәлди. Буниң нәтиҗисидә уйғур балилири билән йәрлик түрк балилири арисида маарип сәвийәси җәһәттин арилиқ шәкилләнди. Төтинчидин, түркийәдики уйғурларниң хели көп қисми түрк тили, түркийә қануни вә бу дөләтниң системисини өгинишкә сәл қарап, бу йәрдики мәвҗут системиниң сиртида яшимақта. Бу бизниң көз алдимиздики әң реал вә әң әмәлий мәсилиләрдур. ”

Мәрһум абдулһәким мәхсум шу қетимлиқ зияритимиз давамида түркийәдики уйғурларниң той-төкүн вә никаһлиниш әһвали һәққидә тохтилип, уйғурларниң һазирға қәдәр өз миллитидин никаһлиниш әнәнисини сақлап кәлгәнликини, никаһ вә той-төкүнләрниң қоюқ уйғур миллий әнәниси бойичә өткүзүлидиғанлиқини алаһидә тилға алди.

Ахирида у истанбулдики уйғур җамаитиниң өлүм-йитим, дәпнә вә ахирәтлик ишларға мунасивәтлик адәтлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу йәрдә алаһидә тилға елишқа тегишлик бир нуқта барки, у болсиму түркийәдики уйғурларниң өлүм вә ахирәтлик ишларға тутқан алаһидә җиддий муамилисидур. Истанбулда бирәр уйғур аләмдин өтсә, у кишиниң җиназа намизи вә дәпнә мурасимиға қатнишидиған уйғурларниң сани бу йәрдики башқа милләтләрни һәйран қалдуриду. Чүнки бу ишта уйғурларға айрим уқтуруш қилинип, тәклипнамә язидиған әһваллар мәвҗут әмәс. Һәрқандақ уйғур истанбулда бирәр қериндишиниң қаза қилғанлиқини аңлиған һаман һәрқанчә муһим иши болсиму уни ташлап қоюп чоқум өлүмгә келиду. Бу әмәлийәттә муһаҗирәттики уйғурларниң мусапирлиқ һаятидики давамлаштурушқа тегишлик есил адәтлиридин биридур. ”

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.