Әлишир навайи вә ана тил ғурури

Түркий классик әдәбиятида, җүмлидин уйғур әдәбиятида йүсүп хас һаҗиптин кейинки әң юқири пәллә яратқан шәхс-шәк-шүбһисизки, әлишир навайидур.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2012.10.20
elishir-nawayi-305.jpg Әлишир навайи
RFA/Qutlan

Әгәрдә йүсүп хас һаҗипни өзиниң гегант әсири “қутадғу билик” арқилиқ исламийәттин кейинки түркий әдәбиятиға  ул салди дәп қарисақ, әлишир навайини түркий классик әдәбиятиниң йүксәк чоққисини яратти дейишкә тамамән һәқлиқмиз.

Навайи 15-әсирниң иккинчи йеримидики давалғуп турған бир заманда яшиди. Бу мәзгилдә гәрчә әмир темур қурған катта империйә парчилинип кәткән болсиму, лекин темурий нәсәблик түрк һөкүмранлар йәнила орта асияниң сиясий сәһнисидә күч көрситивататти. Шундақ болушиға қаримай бу дәврдә әрәб вә парс тиллириға чоқунуш кәйпияти әвҗ алған болуп, түркий тилида иҗадийәт елип баридиған әдибләр аз санлиқ орунға чүшүп қалиду. Худди абдуреһим өткүр тәкитләп өткәндәк: “бу дәврдә парс тили билән әрәб тили пүткүл орта асия бойлап наһайити кәң түрдә ямрап кетиши билән әдәбиятта һаким тил дәриҗисигә көүтүрүлгән. Түркий тилида сөзлишидиған хәлқләрниң әдиб-шаирлири өз ана тилини ташлап яки яратмай, парс тилида әсәр йезишни бир хил модиға айландурувалған. Һәтта өз ана тилида язған әдиб-шаирлар мәсхирә қилиниш дәриҗисигә берип йәткәниди”. Навайи замандашлириниң мәлуматлириға қариғанда, әйни дәврдә бәзи түркий әдиблириниң әрәб вә парсчиға болған чоқунуши шу дәриҗигә берип йәткәнки, улар “фарсий шекәрәст” (парс тили шекәр тил), “әрәбий һәсәләст” (әрәб тили һәсәл тил) дәп давраң селишиду.

Ана тил кризисқа дуч кәлгән бу җиддий пәйттә навайи орнидин дәрс туриду. Шаирниң қәлбидики ана тил ғурури униңға иҗадий илһам вә мәдәт ата қилиду. Навайи өзидин бурунқи лутфи, сәккаки вә атайи қатарлиқ түркий тилида шеир язған шаирларниң изидин меңип, өзиниң ана тилдики пасаһәтлик шеирлири билән парсчә йезиш тәрәпдарлириға җәң елан қилиду. У мәрданилик билән мундақ мисраларни язиду:

Түрк нәзмидә чу тартип мән әләм,

Әйләдим ул мәмликәтни бир қәләм.

Навайи өзиниң ана тилида язған бир йүрүш әсәрлири арқилиқ әрәб-парс тиллириға мәптун болуш кәйпияти әвҗ алған 15-әсирниң кейинки йеримида  түркий әдәбиятиниң абруйини қоғдап қалди. Униң мол мәзмунлуқ әсәрлири вә бәдиий балағәткә толған шеирлири ана тилниң башқа һәрқандақ тилдин қелишмайдиған һаятий күчкә игә икәнликини көрситип бәрди. Навайиниң ана тил ғуруридин “түркий һүнәрәст” (түркий тили һүнәр-сәнәт тили) дегән уқум орта асияға яңриди.

Шаир қисқиғинә 60 йил өмүр көрди. Әмма у аҗайип зор әдәбий вә илмий әсәрләрни қалдуруп кәтти. Навайиниң әсәрлири өз дәвриниң чәмбирикидин һалқип чиқип, пүткүл орта асия вә мусулман шәрқиниң 15-әсирдики бәдиий тәпәккуриниң бүйүк намайәндиси болуп қалди. Һиндистанда империйә қурған бабур өзиниң навайиға болған йүксәк һөрмитини мундақ баһа билән ипадилигәниди: “әлиширбәг тәңдиши йоқ адәм иди. Түркий тилда шундақ шеирларни йезиптуки, һечким униңчилик көп һәм яхши язған әмәс”. Әлишир навайиниң вапатидин йерим әсир кейин, тарихчи вә дөләт әрбаби мирза һәйдәр өзиниң “тарихий рәшиди” намлиқ китабида навайиниң нәсәбиниң уйғур икәнликини тилға алиду һәмдә пәхирлиниш иликидә мундақ дәп язиду: “мир әлиширниң тәхәллуси навайидур. Униңдин аввал вә униңдин кейин һечким түркий тилда униңдин көпрәк вә униңдин йүксәкрәк шеир язалиған әмәс. Навайи бу һүнәрдә устаздур”.

Навайи парс тилини судәк билидиған, парс тилида аҗайип пасаһәтлик шеирларни язалайдиған туруқлуқ, қилчә иккиләнмәстин түркий тилида иҗадийәт елип бариду. У өмриниң ахирида язған “муһакимәтул луғәтәйин” намлиқ илмий әсиридә түркий тили билән парс тилини селиштуруп, түркий тилиниң парс тили мумкин болмиған ипадиләш имканийитигә игә икәнликини дәлилләр арқилиқ очуқ көрситиду. У ана тилини ташлап парс тилиға мәптун болған әдибләргә қаритип мундақ дәп язиду: “бу сөзләрдин дүшмәнлирим билән мухалиплирим мени өзиниң тәбиити түркий тилиға майил болғини үчүн парс тилини рәт қилишта һәддидин ашурувәтти дәп гуман қилишмисун. Һалбуки, парс тили тәтқиқатида вә парсчә сөзләрдин пайдилиништа һечким техи мәнчилик иш қилалиғини йоқ”. Навайи йәнә бу әсириниң ахирида яшларни өз ана тилини қәдирләшкә, шаирларни ана тилда йезишқа чақириқ қилип мундақ дәйду: “бизниң тәйярға ашиқ билимсиз яшлиримиз һә десила ишниң оңийини көзләп, парс тили билән шеир йезишқа қизиқмақта. Вәһаләнки, әгәр киши яхширақ мулаһизә қилидиған болса, түркчә сөзләрниң мәнә җәһәттин нәқәдәр кәң вә чоңқурлуқини, услуб җәһәттин нәқәдәр пасаһәтлик икәнликини билгән болатти. Түркий тилиниң кәң мәниликлики вә һәр тәрәплимилики шунчә дәлилләр билән испатланди. Шундақкән, әмди бу тилда сөзләшкүчи хәлқләр арисидики шаирлар өзиниң шундақ гүзәл вә бай тили туруқлуқ, өз қабилийәт вә маһарәтлирини башқа тил билән көрситимән дәп аварә болмиса иди. Әгәр икки тилда йезиш иқтидари болса, өз тилида көпрәк язса иди...”.

Навайиниң түркий әдәбий тилини қутқузуш һәмдә раваҗландуруш йолидики тиришчанлиқлири орта асия вә уйғур дияриниң мәдәний һаятида йеңи сәһипә ачти. Навайини өрнәк қилған бир топ һармас әдибләр чағатай түркий әдәбияти мунбиридә қайта җәвлан қилди. Навайиниң бәдиий методи вә бай иҗадий мираслири бәш әсиридин буян орта асияда навайишунаслиқ илмини вуҗудқа кәлтүрди. Орта асияниң хәттатлиқ вә китабәт сәнити наһайити зор дәриҗидә навайи әсәрлирини өзигә мәнбә қилди. Миңлиған шаирлар навайи әсәрлиригә нәзирәләр язди. Навайиниң “хәмсә” намлиқ топламиға киргүзүлгән дастанлар аста-аста хәлқ ағзаки әдәбиятиға өтүп, авам хәлқ иҗади билән бирлишип кәтти. Навайиниң көплигән ғәзәллири орта асия муқам сәнитигә сиңип кирди. Болупму уйғур он икки муқаминиң асаслиқ нахша текистлири навайи ғәзәллиридин тәшкил тапти. Навайиниң өзиму бир ғайиви шәхскә айлинип, әсирләр бойи хәлқ қәлбидә ядланди. Шундақ, навайи бәш йүз йилдин буян тарим ойманлиқидин анатолийәгичә болған узақ територийәдики хәлқләрниң ривайәтлиридә, мәдрисиләр дәрсликлиридә, муқамлар әвҗидә вә мисралар ләрзидә яшап кәлди.

Уйғур хәлқиниң от йүрәк шаири лутпулла мутәллип 1940-йилларниң бешида навайиға беғишлап мундақ мисраларни язиду:

Оқуп әшар-нәзмилирини ғәрқ болуп,
Қәлбкә тәсират туйғулар толуп.
Көзүм бир нуқтиға қетип қалиду,
Вуҗудум хиялларға петип қалиду.

Қолумда китаби дилдин сораймән,
Навайи қанчилик бүйүк зат дәймән?
Қени шу навайи, қени бир көрсәм,
Мубарәк қоллиридин униң бир сөйсәм!

Қарап турсам “хәмсә” ни язғанда,
Қарап турсам қәләмдә гөһәр қазғанда.
Қарап турсам пәрһатқа рәсим сизғанда,
Қарап турсам ширинға гүлләр тизғанда.

Қой! шаир сөзләвәрмә, җөйлүп йоққа,
Навайи көмүлгән әмәс тупраққа...
Йүрики сиғмайду аләмдәк ләһәткә,
Роһи йөләнмәйду ғәмгә-әһәдкә.

Униң мазарини һәр бир варақтин издә,
Гүмбәз-қәбрини һәр мисрадин издә.
У иҗад дәрясиға чөмүлгән,
У һәр мисра түвигә көмүлгән.

Әскәртиш:

Рәсимниң чүшндүрүлиши: навайиниң замандиши, мәшһур рәссам камалиддин беһзад тәрипидин сизилған навайиниң сүрити.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.