Ғуламидин пахтаниң һаяти(26): әйса йүсүп алптекинниң америка зиярити һәққидә билидиғанлирим

Мухбиримиз қутлан
2017.10.31
Eysa-Yusup-aliptekin-Amerika-dolet-mejlisining-bir-qisim-ezaliri-bilen.jpg Әйса йүсүп алптекин америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири билән биллә. (Олтурғанлар оңдин солға: 1-киши ғуламидин пахта, 3-киши арслан алиптекин, 4-киши әйса йүсүп алптекин) 1970-йил 4-айниң 2-күни, вашингтон.
RFA/Qutlan

1970-Йили киргән мәзгилләрдә америка билән совет иттипақидин ибарәт дәриҗидин ташқири икки чоң дөләт вә улар йетәкчилик қилған дунядики икки чоң лагер оттурисидики риқабәт йәниму күчийиду. Иккинчи дуня урушидин буянқи “соғуқ уруш” вәзийитидә бәзибир өзгиришләр йүз бериду. Сабиқ советлар иттипақиниң хитай билән болған һәрбий вә идеологийә җәһәттики тоқунуши юқири пәллигә көтүрүлиду. Американиң ташқи сияситигә тәсир көрситиватқан киссенгер американи хитай билән һәмкарлишип, советлар иттипақиға әҗәллик бесим пәйда қилишқа үндәйду.

Дәл мушу мәзгилдә, йәни 1970-йили апрелда әйса йүсүп алптекин оғли арслан алптекинниң һәмраһлиқида америка зияритини башлайду. Ню-йоркта туруватқан ғуламидин пахта мәрһум әйса йүсүп алптекинниң америкадики барлиқ паалийәтлиридә биллә болиду. Әйса алптекин америка зиярити мәзгилидә ғуламидин пахтаниң һәмраһлиқида америка дөләт мәҗлисиниң рәиси җон виллям мәккормәк билән көрүшиду шундақла америка ташқи ишлар министирлиқидики муһим әрбаблар билән көрүшүп, шәрқий түркистан мәсилиси бойичә меморандум, йәни әсләтмә тапшуриду.

Ғуламидин әпәндиниң әслишичә, әйса йүсүп алптекин америка зиярити мәзгилидә “нйо-йорк вақит гезити” билән “вал-стрет журнили” мухбирлириниң зияритини қобул қилиду. “нйо-йорк вақит гезити” ниң әйни вақиттики баш муһәррири һаррисон салисбури шәхсән әйса әпәнди билән икки қетим көрүшиду вә “нйо-йорк вақит гезити” дә шәрқий түркистан мәсилиси бойичә баш мақалә елан қилиду.

1950-Йили муһәммәтимин буғра вә әйса йүсүп алптекинләр билән кәшмирдә көрүшкән америкалиқ журналист лари кларк 1970-йилларда “вал-стрет журнили” ниң мәбләғ игилиридин биригә айланған иди. У өзиниң шәхсий тәсири вә мунасивитигә тайинип, әйса әпәндиниң америкадики паалийәтлиридә ярдәм көрситиду. Һәтта әйса әпәндиниң әйни вақиттики америка дөләт мәҗлисиниң рәиси мәккормәк әпәнди билән көрүшүшигә йол ачиду.

Әйса йүсүп алптекинниң америкадики паалийәтлиридә баштин-ахир һәмраһ болған ғуламидин әпәнди шу мәзгилдә әйса әпәнди билән бирликтә вашингтонға келиду. У әйса әпәндиниң америка дөләт мәҗлисиниң әзалири вә сенаторлар билән көрүшкән пурситидин пайдилинип, шәрқий түркистан мәсилисигә даир язма доклатларниң көпәйтилгән нусхисини тарқитиду.

Әйни вақитта америка таратқулириниң мухбирлири әйса йүсүп алптекиндин шәрқий түркистан дәваси вә униң хитай, советлар иттипақи вә түркийә билән мунасивити һәққидә көплигән соалларни сорайду. Ғуламидин әпәндиниң әслишичә, әйни вақитта америка мухбирлириниң әйса әпәндидин сориған бир соали вә әйса әпәндиниң буниңға бәргән җаваби ахбарат саһәсидә бир мәйдан ғулғула қозғайду.

Ғуламидин әпәндиниң дейишичә, әйса йүсүп алптекинниң америка мухбирлириға: “мән ялғуз уйғур хәлқиниң яки шәрқий түркистанниңла дәвасини әмәс, бәлки советлар ишғалийитидики ғәрбий түркистанниңму, йәни түрк ирқиға мәнсуп пүткүл хәлқләрниң азадлиқ дәвасини қилимән” дегән сөзи америка гезитлиригә бесилиду.

Әйса йүсүп алптекинниң бу сөзлири советлар иттипақиниң сәзгүрлүкини қозғайду. Ғуламидин әпәндиниң тәкитлишичә, әйни вақитта русларниң хитай билән мунасивити йирикләшкән, һәтта икки тәрәп оттурисидики тоқунуш әвҗигә көтүрүлүватқан бир мәзгилдә совет иттипақи өз лагеридики бирқанчә дөләтни һәрикәтләндүрүп хитайниң өз тәвәсидики аз санлиқ милләтләргә, җүмлидин уйғурларға қаратқан бесим сиясәтлирини б д т да оттуриға қоймақчи болғанлиқи мәлум.

Мана мушундақ бир пәйттә әйса әпәндиниң “икки түркистан, йәни шәрқий вә ғәрбий түркистан дәвасини тәң елип бериш” ғайиси хитай билән дүшмәнлишиватқан совет иттипақиниң уйғур картисидин қайта пайдилиниш пиланини суға чилаштуриду. Бу җәряндики вәқәләргә шаһит болған ғуламидин пахта йиллар өтүп буниң уйғур дәвасидики бир әпсуслуқ болғанлиқини, һәтта әйса әпәндиниңму дәриҗидин ташқири чоң дөләтләрниң сиясий оюнлиридин қандақ пайдилинишни, хәлқара вәзийәт ата қилған пурсәтни қандақ тутувелишни дәңсийәлмәй қалғанлиқини әпсуслуқ иликидә тилға алиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.