Тәклимаканни қучақлап: мәрһум күрәш көсәнниң һаятидин әслимиләр - 16

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.10.19
kuresh-kosen-rabiye-qadir-2-305.png Мәрһум күрәш көсән рабийә қадир ханим билән биллә (2005-йил өктәбир)
RFA/Qutlan


2006 - Йили мәрһум күрәш көсән һаятидики әң ахирқи бир йилни күтүвалди. Шиветсийәдә алтун яз башлинип җимий инсанлар қуяш нуриға чөмүлгән күнләрдә мунәввәр ханимму шиветсийәниң мәңгүлүк олтурумиға еришип йирақтики аилиси билән җәм болуш имканийитигә игә болди.

Шу йили күз келиши билән мунәввәр ханим қизини елип шиветсийәгә келиду. Тиллахан аниму вәтәндин қайтип келиду. Хушаллиққа чөмгән күрәш көсән аилиси бу пурсәттә сәрсанлиқта чоң болған икки оғул - кәвсәр билән имранниң хәтнә тойини ескилистунада биллә өткүзүшни қарар қилиду. Шиветсийәдики уйғурлар сентәбирниң һава очуқ бир йәкшәнбә күни ескилистуна шәһиригә җәм болуп бу мурасимни тәбриклишиду. Узақ өтмәйла тиллахан аниниң йүрәк кесили туюқсиз еғирлишип дохтурлар йүрәк оператсийәси қилиш тәклипини бериду. Күрәш көсәнниң аилисидики һәммәйлән бу тәклипни қобул қилиду.

Мәрһум көрәш көсән шиветсийә өткүзүлгән норуз байримида (2005-йил март)
Мәрһум көрәш көсән шиветсийә өткүзүлгән норуз байримида (2005-йил март)

Шу арилиқта мунәввәр ханим йәнә америкиға қайтип у йәрдики ишлирини бир тәрәп қилип келишкә кетиду. Тиллахан ана рәсмий дохтурханиға орунлишип йүрәк оператсийәси қилишқа тәйярлиниватқан күнләрдә туюқсизла һечкимму тәсәввур қилалмиған еғир мусибәт йүз бериду: әмдила 47 яшқа киргән, һаятиниң қиранлиқ мәзгилидә туруватқан күрәш көсәнниң йүрики туюқсизла селиштин тохтайду! у шундақ туюқсизла алланиң дәргаһиға қайтиду…

Туюқсиз кәлгән бу еғир мусибәт дохтурханида йетиватқан тиллахан анини йиқитиду, америкида туруватқан мунәввәр ханимни чәксиз қайғуға гириптар қилиду. Мәрһумниң аяли, техи қурамиға йәтмигән икки балиси шундақла әтраптики уруқ - туғқанлири бу рәһимсиз реаллиқни задила қобул қилалмайду. Шиветсийәдики һәм дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур җамаәтчилики еғир қайғуға чөмиду. Күрәш көсәнниң вақитсиз вапати муһаҗирәттики уйғур җамаәтчилики һәм уларниң вәтән дәвасиға зор йоқитиш елип келиду.
Мәрһум күрәш көсән ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдида әң ахирқи қетим намайиш тәшкиллимәктә (2006-йил өктәбир)
Мәрһум күрәш көсән ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдида әң ахирқи қетим намайиш тәшкиллимәктә (2006-йил өктәбир)

Акисиниң өлүм хәвиридин әс - һошини йоқатқан мунәввәр ханим гәрчә шиветсийәниң мәңгүлүк олтуруми болсиму, лекин қолидики сәпәр паспортиниң вақти өтүп кәткәнлики үчүн дәрһал йолға чиқишқа амал тапалмайду. У һәр йәргә урунуп көргән болсиму, лекин хәлқара сәпәргә лазим болидиған қануний һөҗҗәтни дәрһал қолға кәлтүрүшкә мумкинчилик болмайду. Бу иш униңға техиму еғир азаб елип келиду. Америкидики уйғурлар тәрәп - тәрәптин амал издәп мунәввәр ханимни шиветсийәгә йолға селишниң амалини издәйду…

Программиниң тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.