Күрәш қайнимида өткән йиллар - 3
2013.04.20

Шинҗаң университетида қурулған “тәңритағ студентлар пән - мәдәнийәт уюшмиси” наһайити тезликтә тәрәққий қилип, узақ өтмәйла униң әзалири 2000 кишидин ашиду. Турсун қурбан қатарлиқ пешқәдәм оқутқучиларму бу уюшмиға әза болуп кириду һәмдә пүтүн күчи билән оқуғучиларни қоллайду.
Мәзкур уюшминиң рәислик вәзиписини өтәватқан долқун әйса идарә һәйити тәркибидә актип паалийәт елип бериватқан студентлар вәкиллири билән йеқиндин һәмкарлиқ орнитиду. Аридин узақ өтмәйла, мәзкур уюшминиң шөбилири санаәт инсититути, педагогика университети, медитсина институти вә малийә - иқтисад иниститутлирида арқа - арқидин қурулиду. “тәңритағ студентлар пән - мәдәнийәт уюшмиси” ниң қармиқида оқуғучилар сәнәт гурупписи қурулуп, һәр һәптиниң дәм елиш күнлиридә үрүмчидики һәрқайси алий мәктәпләрниң кулуплирида мәдәнийәт - сәнәт номурлири көрситилиду. Бу мәзгилләрдә шинҗаң университетида оқуватқан аблимит турсунниң мәзкур уюшма намидин көрсәткән сәнәт номурлири қизғин алқишқа еришиду. Долқун әйсаму мәзкур уюшминиң сәнәт паалийитидә абдухалиқ уйғурға беғишланған бир пәрдилик драмида баш рол елип, тамашибинларниң күчлүк һес - һаяҗанини қозғайду. Улар талланған сәнәт номурлирини үрүмчидики һәрқайси алий мәктәпләрдә қоюп зор зилзилә қозғайду. Һәтта кейинчә алий мәктәпләрдин һалқип, үрүмчиниң уйғурлар әң мәркәзләшкән районидики иттипақ тиятирида оюн қоюп җәмийәттиму зор тәсир пәйда қилиду. язлиқ тәтилдә “тәңритағ студентлар пән - мәдәнийәт уюшмиси” өз қармиқида мәдәнийәт - маарип гурупписи вә сәнәт гурупписи дегән икки гуруппа тәшкилләп, уйғур аптоном райониниң һәрқайси вилайәт, наһийилиригә берип җәмийәт тәкшүрүш вә оқуғучиларниң сәнәнт номурлирини көрситиш паалийәтлирини елип бариду.
1980 - Йилларниң иккинчи йеримидики қайнам - ташқинлиққа чөмгән университет һаяти долқун әйсаға охшаш бир әвлад яшларниң қәлбидә милләт вә ана тупраққа болған һәқдарлиқ туйғусини ойғитиду. Ашу йилларда уйғур алий мәктәп оқуғучилиридики миллий ойғиниш вә тәрәққият тәләплири барғансери юқири долқунға көтүрүлиду. Буниңға әгишип уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң алий мәктәпләрдә җуш уруп раваҗлиниватқан қоюқ миллий кәйпиятқа болған сәзгүрлүкиму ешип бариду. Миллий ойғиниш вә миллий кәйпият әң аввал университетләрдики компартийә органлири билән хитай оқутқучи - оқуғучилирини хатирҗәмсизләндүриду. Болупму алий мәктәпләрдики хитай оқуғучиларниң уйғур оқуғучиларға болған өчмәнлики вә чәткә қеқиш хаһишлири барғанери күчийип бариду. Шинҗаң университетида хитай оқуғучиларниң уйғурларға қарши кәйпияти алаһидә күчийип, уйғур оқуғучилар билән бир ятақта турмаслиқ, ятақ биналирини айриш қатарлиқ тәләпни очуқ - ашкара оттуриға қойиду. 1988 - Йилиниң яз айлириға қәдәр шинҗаң университетида хитай оқуғучиларниң уйғурларни һақарәт қилидиған 100 парчидин артуқ чоң хәтлик гезитлири мәхпий һалда тамларға чаплиниду. Физика факултети оқутуш бинасиниң оқуғучилар һаҗәтханиси ишикигә намәлум хитайлар тәрипидин йезилған “уйғурларниң әрлирини қул, аяллирини паһишә қилимиз! чошқилар билән уйғурларниң бу һаҗәтханиға кириши бирдәк мәни қилиниду.” дегән хитайчә хәтләр байқилиду. Бу һадисиләр пүтүн университеттики уйғур оқуғучиларниң қаттиқ ғәзәп - нәпритини қозғайду.
1988 - Йили 6 - айниң 14 - күни долқун әйса қатарлиқ оқуғучилар вәкиллири “тәңритағ студентлар пән - мәдәнийәт уюшмиси” намидин 200 дәк уйғур оқуғучини тәшкилләп, шинҗаң университети мәктәп мәмурийити алдиға йиғилиду һәмдә мәктәп мудири билән биваситә сөзлишишни тәләп қилиду. Әмма уйғур оқуғучиларниң йоллуқ тәләплири мәктәп рәһбәрлики тәрипидин қопаллиқ билән рәт қилиниду. Униң үстигә, йерим йил илгири “тәңритағ студентлар пән - мәдәнийәт уюшмиси” намидин аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити вә партийә комитетиға йолланған оқуғучиларниң 13 түрлүк тәләп вә докладлариға қарита һечқандақ җаваб болмайду. Буниң билән уюшма һәйити долқун әйсаниң йетәкчиликидә дәрһал җиддий йиғин ечип, әтиси йәни 6 - айниң 15 - күни оқуғучилар намайиши тәшкилләшни қарар қилиду. Шу күни кечиси оқуғучилар ухлимастин намайиш тәйярлиқиға киришиду, шуар - лозункилар йезилиду.
15 - Июн сәһәрдә мәктәп мәмурийити бу иштин хәвәр тепип, мәктәп мудири вә иттипақ комитети мәсуллири долқун әйсани чақириду һәмдә оқуғучиларни дәрһал тарқитиветишни ейтиду. Әмма долқун әйса вә башқа оқуғучилар рәһбәрлири рәт қилиду. Ахирида амал қилалмиған мәктәп даирилири аптоном район рәһбәрлириниң оқуғучиларниң тәләплирини орунлаш үчүн шу күни долқун әйса қатарлиқ оқуғучилар йетәкчилири билән биваситә сөһбәт өткүзмәкчи болғанлиқини билдүриду. Долқун вә әркин қатарлиқ иккийлән оқуғучиларға вакалитән аптоном район рәһбәрлири билән сөһбәт өткүзүп көридиғанлиқини, әмма оқуғучиларниң һәр вақит намайиш үчүн тәйярлиқ һалитидә туридиғанлиқини шәрт қилиду. Шундақ қилип, шу күни сәһәрдә мәхсус бир кичик машина долқун билән әркинни елип аптоном районлуқ партком вә хәлқ һөкүмитиниң қатму - қат постлар қоюлған хизмәт бинасиға елип бариду. Бу йәрдә улар әйни вақиттики уйғур аптоном районлуқ парткомниң маарипқа мәсул муавин секретари җанабил, маарип назарити, малийә назарити, хәлқ ишлар назарити һәмдә пилан комитети қатарлиқ орунларниң биринчи қол мәсуллири билән сөһбәт башлайду. Аридин икки саәт өтмәйла шинҗаң университетидики нәччә миңлиған уйғур оқуғучиларниң мәктәп ичигә йиғилип кочиға чиқип намайиш қилишқа тәйярланғанлиқи хәвири келиду. Долқун әйса қатарлиқ оқуғучилар вәкиллири билән аптоном районниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири оттурисидики сөһбәт талаш - тартиш, попоза қилиш, юмшақ вә қаттиқ васитиләрни қоллиништәк түрлүк кәйпиятта давамлишиду. Долқун әйса қатарлиқ оқуғучилар вәкиллири алий мәктәпләрдики уйғур оқуғучиларниң йоллуқ тәләплири орунланмиғичә, намайиштин һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини очуқ билдүриду.
(Давами бар)