Муһәммәд әмин буғра (13): хотән һөкүмитиниң характери вә һакимийәт системиси

Мухбиримиз қутлан
2022.08.02
Муһәммәд әмин буғра (13): хотән һөкүмитиниң характери вә һакимийәт системиси Хотән һөкүмитиниң қурулуш мурасимидин бир көрүнүш. Әмир муһәммәд әмин буғра (алдинқи рәт оң тәрәптә олтурған қара кийимлик киши), мәлик муһәммәд нияз әләм ахунум (алдинқи рәт сол тәрәптә олтурған ақ сақаллиқ киши), 1933-йил 4-ай, хотән
RFA/Qutlan

1933-Йили 2-айниң оттурилири қарақаш ямолиға һуҗум қилиштин башланған хотән инқилаби икки айға йәтмигән вақит ичидә шәрқтә чәрчән-чақилиқтин ғәрбтә йәркән дәрясиғичә болған тәклимаканниң җәнубий қисмидики бийпаян тупрақларни азад қилиду. 1933-Йили 4-айға кәлгәндә хотән инқилабиға рәһбәрлик қилған мәхпий инқилабий тәшкилатниң баш оргини қарақаштин хотән илчиға йөткәп келинип, хотән һөкүмити рәсмий қурулиду. Хотән һөкүмитиниң қурулған күни тоғрилиқ түрлүк мәнбәләрдә түрлүк тарихлар көрситилсиму, әмма муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида бу күнни “һиҗирийә 1350-йили зулһәҗҗә ейиниң 5-күни, йәни миладийә 1933-йили 4-айниң 11-күни иди,” дәп язиду.

Шундақ қилип, хотән һөкүмити 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилабиниң нәтиҗисидә дуняға кәлгән тунҗи мустәқил һакимийәт болуп қалиду. Хотән һөкүмити җакарланған күнләрдә хоҗанияз һаҗи техи үрүмчи-турпан әтрапида уруш қиливатқан иди, қәшқәр қозғилаңчиларниң қолиға өткән болсиму, әмма шәрқий түркистан ислам җумһурийити техи қурулмиған вақитлар иди. Шундақ болғачқа, хотән һөкүмити 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий қутулуш инқилабиниң тунҗи

Йәркән шәһирини азад қилиш үчүн һәрбий йүрүш қиливатқан хотән әскәрлири. 1933-Йил 5-ай, йәркән.
Йәркән шәһирини азад қилиш үчүн һәрбий йүрүш қиливатқан хотән әскәрлири. 1933-Йил 5-ай, йәркән.
Һакимийәт мевиси иди. Ундақта, хотән һөкүмити қандақ характердики бир һакимийәт иди, униң һакимийәт системиси қандақ бир сиясий түзүлмини асас қилған?

Түркийә әг университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң мәлуматлириға асасланған һалда, хотән һөкүмитиниң һәм исламий һәм миллий характердики мустәқил бир һакимийәт болғанлиқини тәкитләйду.

Истанбул университети түркият иниститутиниң доктуранти, “шәрқий түркистан тарихи” ни түркчигә тәрҗимә қилғучи, шундақла муһәммәд әмин буғраниң нәврә туғқанлиридин бири болған абдулла оғуз әпәнди, хотән һөкүмити ишләткән тамғиларда “һөкүмәти исламийә хотән” дегән үч сөзниң барлиқини, буниңдин бу һакимәтниң исламий һөкүмәт болғанлиқидәк характерини билишкә болидиғанлиқини тәкитләйду. Һалбуки, хотән һөкүмитини қурғучи муһәммәд әмин буғра вә сабит дамолла қатарлиқ асаслиқ шәхсләрниң һәм диний һәм дунявий билимләрдин хәвири болған, шу вақиттики хәлқара сиясий вәзийәтни яхши чүшәнгән сәрхиллардин болғанлиқиму, хотән һөкүмитиниң характерини чүшиништә муһим рол ойнайдикән.

Муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини нәширгә тәйярлиған истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди, хотән һөкүмитиниң рәсмий нами тоғрилиқ һазирға қәдәр тарихшунаслар арисида түрлүк аталғуларниң мәвҗутлуқини, муһәммәд әмин буғраниңму “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида пәқәтла “хотән һөкүмити” дегән аталғуни ишләткәнликини; шундақ болушиға қаримай дөләт башлиқиниң “мелик”, һәрбий қоманданниң “әмир”, диний рәһбәрниң “шәйхулислам” дәп аталғанлиқиға асасән, бу һөкүмәтниң исламий һакимийәт болғанлиқи вә исламий шәриәтни өзиниң қанун асаси қилғанлиқини илгири сүриду.

Муһәммәд әмин буғраниң җийәни яқуп буғра аридин йерим әсир өткәндә язған “хотән қозғилиңи тоғрисида әслимә” намлиқ язмисида, хотән һөкүмитиниң идарә системисиниң пүтүнләй дегүдәк шәриәт қануни бойичә йүргүзүлгәнликини, инқилаб партлиған мәзгилләрдә “қуран” айити чүшүрүлгән ақ байрақниң ишлитилгәнлики, хотән һөкүмити рәсмий қурулғандин кейин болса “қуран” айити чүшүрүлгән ай-юлтузлуқ һава рәң байрақниң ишлитилгәнликини илгири сүриду.

1933-Йили 2-айда хотән инқилаби партлиған күнләрдә шиветсийәлик геолог нилс амбулт (Nils Ambult) чәрчәндә геологийәлик тәкшүрүштә болуватқан иди. Узун өтмәйла хотән қошунлири шәрққә йүрүш қилип чәрчәнни азад қилиду, муһәммәд әмин буғраниң тәстиқи билән нилс амбулт хотәнгә келиду вә шу йили 4-айда хотән һөкүмитиниң қурулуш мурасимиға шаһит болиду. Нилс амбулт шиветсийәгә қайтақандин кейин 1939-йили елан қилған “караван” намлиқ китабида хотән һөкүмитиниң толуқ намини “һөкүмәти исламийә җумһурийәти хотән” дәп атайду. Нөвәттә шиветсийәдә сақлиниватқан нилс амбултниң архипида хотән һөкүмитиниң намидин муһәммәд әмин буғраниң имзаси вә шәхсий тамғиси бесилип нилс амбултқа берилгән алаһидә йол хетиниң әсли нусхаси мәвҗут. Хотән қәғизигә йезилған мәзкур алаһидә йол хетигә “җумһурийәти исламийә һөкүмәти хотән” дегән қизил тамға бесилған. Хотән һөкүмитидин қалған бу қиммәтлик язма һөҗҗәттин хотән һөкүмитиниң ялғуз исламий характердики диний һакимийәтла әмәс, бәлки өз дәвридә дуня сиясий системисида алқишлиниватқан җумһурийәт системисини яқлайдиған миллий һөкүмәт икәнликиниму көривелишқа болиду.

Профессор алимҗан инайәт әпәндиму муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида хотән һөкүмитини “миллий һөкүмәт” дәп атиғанлиқини, униң шу дәврниң мәвҗут шәрт-шараитлириға көрә һәм исламий һәм миллий характердики һөкүмәт болғанлиқини тәкитләйду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.