Муһәммәд әмин буғра (15): хотән һөкүмитиниң қошна әлләр билән болған мунасивити

Мухбиримиз қутлан
2022.08.30
Муһәммәд әмин буғра (15): хотән һөкүмитиниң қошна әлләр билән болған мунасивити Муһәммәд әмин буғра (алдинқи рәт солдин 3-киши) 1954-йили қуддус (еросалим)та ислам өлималири билән биллә.
public domain

Бүйүк импирийәләр арисида қисилип қалған хәлқләрниң тарихий тәқдири һаман әтраптики зор күчләрниң мәнпәәт тоқунушлири вә сиясий оюнлири давамида қурбанлиқ қиливетилиду яки улар оттурисида ечилған “шаһмат тахтиси” ниң бир пешкисиға айландуриветилиду.

1930-Йилларниң башлиридики шәрқий түркистан миллий инқилабиниң мәсили йеқилиштин илгирила дуняниң гео-сияси вәзийитини чоңқур дәриҗидә көзитип көргән муһәммәд әмин буғра, хотән һөкүмити қурулған дәсләпки күнләрдә қошна әлләрниң қоллинишини қолға кәлтүрүшниң интайин муһимлиқини һес қилған иди. Йәнә келип шәрқтә хитай, ғәрбтә советләр иттипақи, җәнубта һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийә импирийәси оттурисидики бу сәзгүр тупрақта әтраптики зор күчләрниң мудахилисидин халий һалда мустәқил бир һакимийәтни тутуп турушниң интайин қийинлиқиниму обдан биләтти.

Истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти, мәрһум муһәммәд әмин буғра җәмәтигә мәнсуп абдулла оғуз әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң миллий инқилабтин хели йиллар илгирила әтраптики икки бүйүк импирийә вә башқа қошна әлләрниң шәрқий түркистан инқилабиниң тәқдиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи һәққидә мәлум чүшәнчигә игә икәнликини илгири сүриду.

Муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабидики учурларға қариғанда, у хотән һөкүмити қурулған дәсләпки вақитлардила советләр иттипақиниң өзиниң арқа һойлисида дуняға кәлгән бу исламий һакимийәткә дүшмәнлик нәзәри билән қарайдиғанлиқини, һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийә импирийәсиниңму мустәмликә районлириниң муқимлиқини көзләп, хотән һөкүмитигә соғуқ нәзәр билән қарайдиғанлиқини һес қилип йәткән иди. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәндиму бу нуқтини тәкитләйду.

Муһәммәд әмин буғра башчилиқидики хотән һөкүмити гәрчә совет болшевиклар һөкүмитиниң шәрқий түркистан миллий инқилабиға, болупму инқилаб нәтиҗисидә дуняға кәлгән хотән ислам һөкүмити яки шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә дүшмәнлик билән қарайдиғанлиқини хели балдур җәзмләштүргән болсиму, әмма улар һиндистандики бүйүк биританийә даирилириниң инкасиға қарита йәнила мәлум дәриҗидә үмид күтүшкән иди. Абдулла оғуз әпәнди, 1930-йиллардики шәрқий түркистан инқилабчилириниң биританийә импирийәсигә болған хата мөлчәри вә чүшәнчилириниң әмәлийәттә яқуб бәг дәвридин буян давамлишип кәлгән хата чүшәнчиләрниң давами икәнликини әскәртиду.

Абдулла оғуз әпәндиниң тәкитлишичә, муһәммәд әмин буғра шәрқий түркистан инқилаби мәсилисидә руслар билән һәрқандақ шәкилдә бир аңлашма һасил қилишниң мумкин әмәслики, һәтта униң зәрәр кәлтүридиғанлиқи һәққидә интайин ениқ пикиргә саһиб иди.

Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи, муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини нәширгә тәйярлиғучи абдуҗелил туран әпәндиниң билдүрүшичә, муһәммәд әмин буғра һиндистандики биританийә даирилириниң бу мәсилидә иҗабий инкас қайтурмайдиғанлиқини өз дәвридила һес қилип йәткән. Шуңа хотән һөкүмити қурбанулла вә миян һәсәнхан башчилиқида йәркәндин бир әлчиләр өмики тәшкилләп афғанистанға әвәткән. Афғанистан һөкүмити бу әлчиләр өмикини қизғин күтивалған вә иҗабий инкас қайтурған болсиму, әмма рәсмий алақилар башланмайла хотән һөкүмити йиқилған.

Абдулла оғуз әпәндиму хотән һөкүмитиниң чәт әлләр билән болған мунасивитидә пәқәт афғанистанға әвәткән әлчилириниңла мувәппәқийәтлик һалда афғанистан падишаһи билән көрүшкәнликини, әмма буниңдин иҗабий бир нәтиҗә һасил болғучә хотән һөкүмитиниң туңганлар тәрипидин ағдурулуп ташланғанлиқини илгири сүриду.

Профессор алимҗан инайәт әпәндиму афғанистанға әвәтилгән әлчиләр өмикиниң хотән ислам һөкүмитиниң қошна әлләр билән болған мунасивәт тарихидики бирдин-бир оңушлуқ дипломатик сәпәр болғанлиқини, әмма униңдин нәтиҗә көрүлгичә хотән һөкүмитиниң мәвҗут болуп туралмиғанлиқини әскәртиду.

Дәрвәқә, тарих шәрқий түркистан инқилабиниң истиқбалини ярқин бир нәтиҗигә улайдиған мумнкинчиликни бәрмәйду. Бүйүк импирийәләр вә зор күчләрниң арилиқ нуқтисида елип берилған уйғур хәлқиниң бу миллий инқилаби йәнә ашу әтраптики бүйүк күчләрниң мәнпәәтлириниң қурбани қиливетилиду. Һалбуки, мәйли хотән һөкүмити болсун яки шәрқий түркистан ислам җумһурийити болсун, мәвҗут болуп туруш тарихиниң шунчә қисқа болушиға қаримай, әтраптики қошна әлләр билән мәлум дәриҗидә мунасивәт қурушқа үлгүргән иди. Худди абдулла оғуз әпәнди тәкитлигәндәк: “шәрқий түркистан миллий инқилабиниң җасарәтлик оғланлири, әтраптики шунчә көп тосалғу вә җаһангир күчләрниң дүшмәнликлиригә қаримай, өзлириниң миллий мустәқиллиқ ирадисини дуняға көрситип үлгүргән иди!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.