Муһәммәд әмин буғра (16): хотән һөкүмитиниң түркийә билән болған алақилири

Мухбиримиз қутлан
2022.09.13
Муһәммәд әмин буғра (16): хотән һөкүмитиниң түркийә билән болған алақилири Муһәммәд әмин буғра (оңдин 1-киши) вә әйса йүсүп алиптекин (солдин 1-киши) түркийә ташқий ишлар министири, доктор фуат көпрүлү (оттуридики киши) билән биллә, 1952-йили, әнқәрә. (Мәнбә: “сүрәтләр билән муһәммәд әмин буғра” намлиқ топлам)
RFA/Qutlan

1933-Йили 4-айда қурулған хотән ислам һөкүмити болсун яки 1933-йили 11-айда қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити болсун, уларниң түркийә билән болған мунасивити әтраптики бүйүк күчләрниң диққитини қозғайдиған интайин сәзгүр бир мәсилә иди. Буни әйни вақиттики совет русийәсиму һәм һиндистанни бесип ятқан бүйүк биританийә импирийәсиму әсла халимайтти. Шундақ болушиға қаримай, хотән ислам һөкүмити билән шәрқий түркистан ислам җумһуритиниң қурулған күндин тартипла әтраптики қошна дөләтләрниң, болупму түркийәниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн, өз имканийәтлири даирисидә тиришчанлиқ көрсәткәнлики мәлум.

Муһәммәд әмин буғра “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида, “хотән һөкүмити қурулған күндин тартипла, қошна дөләтләрниң шәрқий түркистан һәққидики сиясити тоғрисида ғәйрий-рәсмий йоллар билән мәлумат елишқа тиришқанлиқи” ни тилға алиду. У йәнә “чәт дөләтләр билән мунасивәт орнитиш мәсилисиниң муһимлиқи, әң бурун хотән инқилабчилириниң диққәт-етибарини қозғиди” дәп язиду.

Муһәммәд әмин буғра (оңдин 1-киши) вә әйса йүсүп алиптекин (солдин 1-киши) түркийәниң афғанистанда турушлуқ сабиқ баш әлчиси мәмдуһ шавкәт әсәндал (оттуридики киши) билән биллә. 1952-Йили, әнқәрә. (Мәнбә: “сүрәтләр билән муһәммәд әмин буғра” намлиқ топлам)
Муһәммәд әмин буғра (оңдин 1-киши) вә әйса йүсүп алиптекин (солдин 1-киши) түркийәниң афғанистанда турушлуқ сабиқ баш әлчиси мәмдуһ шавкәт әсәндал (оттуридики киши) билән биллә. 1952-Йили, әнқәрә. (Мәнбә: “сүрәтләр билән муһәммәд әмин буғра” намлиқ топлам)
RFA/Qutlan

Һалбуки, хотән ислам һөкүмитиниң афғанистанға рәсмий әлчиләр өмики әвәткәнлики һәммигә мәлум болсиму, әмма түркийә җумһурийити билән қандақ бир шәкилдә алақә қилишқа тиришқанлиқи һәққидә қолимизда йетәрлик мәнбә йоқ. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабидики учурларға асасән, хотән һөкүмитиниң түркийә билән мунасивәт орнатқанлиқи һәққидә һечбир мәлуматниң йоқлуқини, гәрчә сабит дамоллам шәрқий түркистан ислам җумһурийити намидин түркийәгә бир вәкил әвәткән болсиму, әмма униңдин бир нәтиҗә чиқмиғанлиқини әскәртип өтиду.

Муһәммәд әмин буғраниң әсәрлирини нәшргә тәйярлиған истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң башлиқи абдуҗелил туран әпәнди, муһәммәд әмин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китабида вә башқа хатирәлиридә хотән һөкүмитиниң өз дәвридә түркийә җумһурийити билән алақә қилғанлиқи тоғрилиқ һечбир мәлумат бәрмигәнликини, әмма сабит дамолламниң түркийәлик бирини “шәрқий түркистанниң пәвқуладдә әлчиси” салаһийити билән түркийәгә әвәткәнликини, униң һечбир нәтиҗә қазиналмай ғайиб болғанлиқини тилға алғанлиқини әслитип өтиду.

Дәрвәқә, 1930-йиллардики түркийә җумһурийити мустафа камал ататүркниң бир йүрүш кәскин ислаһатлири нәтиҗисидә секюларизм, йәни диндин халий һакимийәт системисини шәкилләндүргән яш бир миллий дөләт иди. Истанбул университети түркият иниститутиниң докторанти абдулла оғуз әпәнди, әйни вақитта камализм идеологийәсини өзәк қилип, дин билән һакимийәтни кәскин дәриҗидә айриған түркийә җумһурийитиниң миллий қан-қериндашлиқ нуқтисидин шәрқий түркистан инқилабиға һесдашлиқ қилсиму, әмма хотән ислам һөкүмити вә шәрқий түркистан ислам җумһурийитидин ибарәт исламий характердики бу һакимийәтләр билән мунасивәт орнитиш мәсилисидә еһтият қилған болуши мумкинликини илгири сүриду.

Мәйли өз дәвридики уйғурчә мәнбәләрдә болсун яки түркийәниң 1930-йилладики дөләт архиплирида болсун, түркийә җумһурийитиниң шәрқий түркистан миллий инқилабиға қандақ позисийә тутқанлиқи тоғрилиқ йетәрлик учур-мәлуматлар йоқ. Һалбуки, абдулла оғуз әпәнди, хотән инқилаби йиқилип, муһәммәд әмин буғра афғанистанға һиҗрәт қилғандин кейин, түркийәниң кабулда турушлуқ баш әлчиси мәмдуһ шәвкәт әсәндалниң әң күчлүк һимайәсигә еришкәнликини, түркийә баш әлчисиниң биваситә ярдими билән муһәммәд әмин буғраниң 1930-йилларниң ахирилирида мәһмәт риза бекинни өзичигә алған шәрқий түркистанлиқ балиларни түркийәгә әвәтип һәрбий мәктәптә оқутқанлиқини алаһидә әскәртиду.

1930-Йиллардики шәрқий түркистан билән түркийә оттурисидики алақиләр һәққидә язма мәнбәләрниң шунчә аз болушиға қаримай, йеқиндин буян түркийәниң ташқий дипломатийә тарихиға аит архипларниң ечилиши, бу һәқтики бәзи бошлуқларни толдурмақта. Профессор алимҗан инайәт әпәнди, түркийә архиплиридики бәзи мәнбәләргә көрә, қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулған чағда түркийәдин 6 киши қәшқәргә келип һөкүмәт қуруш ишлириға ярдәм бәргәнликини, түркийә һөкүмитиниң рухсити болмай туруп уларниң бу ишқа арилишишиниң мумкин әмәсликини тәкитләйду.

Профессор алимҗан инайәтниң түркийә архиплиридики мәлуматларға асасән илгири сүрүшичә, 1930-йиллардики түркийә җумһурийитиниң ташқий ишлар министери фатиһ рушти араз шәрқий түркистан инқилаби тоғрилиқ “анадолу агентлиқи” ға ейтқан сөзидә, түркийәниң өзи билән қан беғи болған вә түркчә сөзлишидиған бир дөләтниң қурулушидин мәмнун болидиғанлиқини тәкитлигән. У сөзидә йәнә бу дөләтни қурған қериндаш хәлқләрниң камалист түркийәдин өрнәк елишини, советләр иттипақи билән достанә мунасивәт қурушини үмид қилидиғанлиқини ейтқан.

Профессор алимҗан инайәт әпәндиниң тәкитлишичә, түркийә ташқий ишлар министери фатиһ рушти араз, 1930-йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаби һәққидә мундақ дегән: “охшаш бир ирқтин болғанлиқимиз үчүн, шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән миллий мустәқиллиқ инқилабиниң әмәлий бир нәтиҗә беришини мәмнунлуқ билән күтимиз. Һалбуки, бу һәрикәтниң диний вә ашқун кишиләрниң қозғилиңи шәклидә болуп қелиши яки чәт дөләтләрниң мәнпәәтлиригә вастә болуп қелиши, дин билән һакимийәт ишлири бир-биридин айриветилгән дөлитимизниң принсиплириға хилап икәнликиниму билдүрүп өтимиз.”

Профессор алимҗан инайәт әпәнди, түркийәниң әйни вақиттики ташқий ишлар министериниң шәрқий түркистан инқилаби тоғрилиқ ейтқан сөзлириниң мәнтиқә җәһәттин бир-биригә зиддийәтлик һәм қош бислиқ икәнликини тәкитләйду. Мундақчә ейтқанда, 1930-йиллардики мустафа камал түркийәси бир тәрәптин өзлири билән тил, мәдәнийәт вә қан-қериндашлиқ беғи болған иккинчи бир түрк дөлитиниң дуняға келишини мәмнунлуқ билән қарши алсиму, әмма шәрқий түркистанда қурулғуси бу дөләтниң камализм принсиплириға ят, қоюқ исламий характердики бир һакимийәт болуп қелишидин әндишәләнгәнликини көривелишқа болиду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.