Муһәммәд әмин буғра (17): геолог нилс амболт вә хотән инқилабиниң ғәрб дунясиға аңлитилиши
2022.09.27
1933-Йилиниң април айлирида хотән ислам һөкүмитиниң қурулғанлиқи җакарланған, шәрқтә чәрчән-чақилиқтин ғәрбтә йәркән дәрясиғичә болған бийпаян тупрақлар хотән һөкүмитиниң контроллиқиға өткән күнләрдә, хотәндики өзгиришләр әкс-әттүрлгән қиммәтлик фото сүрәтләр тартилиду. Хотән ислам һөкүмитиниң рәһбирлири билән хотән әскәрлириниң һәрбий парати әкс-әттүрүлгән бу қиммәтлик рәсимләр, һазирға қәдәр хотән инқилаби мәзгилидә нәқ мәйдандин тартилған йиганә фото сүрәтләр болуп һесаблиниду.
Ундақта, бу сүрәтләр ким тәрипидин, қандақ шараитта тартилған?
Дәрвәқә, хотән инқилаби йүр бәргән 1930-йилларниң башлирида, хотән дияри шәрқий түркистанниң җәнубий қисмидики бекик районларниң бири иди. Бу вақитларда пүткүл хотән вадисида аз сандики һиндистан содигәрлири билән бир қисим афғанистанлиқ тиҗарәтчиләрдин башқа явропалиқ сәйяһлар йоқ дейәрлик иди. Һалбуки, тарихниң тасадипийлиқи шиветсийәлик геолог вә җуғрапийәшунас нилс амболт (Nils Ambolt) ни хотән инқилабиниң бир қисим җәрянлириға шаһит болушқа, шундақла муһәммәд әмин буғра башчилиқидики хотән инқилабиниң рәһбәрлири билән йүз көрүшүш имканийитигә игә қилиду. Бу хусуста пикир баян қилған түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, нилс амболт вә униң “караван” намлиқ китабиниң хотән инқилабини өгиништә явропалиқ екиспедитсийәчиләр тәрипидиин йезилған қиммәтлик мәнбәләрниң бири икәнликини көрситип өтти.
Нилс амболт (1900-1969) әслидә шиветсийәлик җуғрапийәшунас свен һедин (Sven Hedin) ниң тарим ойманлиқида елип барған әң ахириқи қетимлиқ “оттура асия екиспедитсийә паалийити” (1927-1933) ниң муһим қатнашчилиридин бири иди. Хотән инқилаби партлиған мәзгилләрдә, йәни 1933-йилиниң феврал ейида у чақилиқта геологийәлик өлчәш-сизиш иши билән мәшғул болуватти. Ө өзиниң “караван” намлиқ китабида хотән инқилабчилириниң чақилиқ наһийәсини қандақ азад қилғанлиқи һәққидә мундақ дәп язиду: “хотәндин кәлгән икки түрк әскәр чақилиқ базириға кирип, шәһәр сиртида 500 дәк хотән әскириниң сәпрас болуп турғанлиқини, чақилиқ амбили шу даринниң улар билән уруш қилиш яки тәслим болуштин ибарәт икки йолдин қайсисини таллайдиғанлиқини сориди. Аран 35 черики бар болған шу дарин тәслим болидиғанлиқини билдүрди, у қолидики пүткүл қорал-ярақ вә оқ-дориларни тапшурди. Шу күни чүштин кейин йүзлигән хитайлар хотән әскәрлириниң назарити астида иман ейтқузулуп ислам диниға киргүзүлди, шу даринниң өзиму иман ейтип мусулман болди. Униңға ‛яқуб бәдөвләт‚, қизиға ‛алтунхан‚ дегән мусулманчә исим қоюлди.”
1933-Йили 4-април күни нилс амболт хотән һөкүмитиниң тәстиқи билән чақилиқтин хотән шәһиригә қарап йолға чиқиду. У 13-април күни нийә базириға, 17-април күни керийәгә, 1-май күни хотән шәһиригә йетип бариду. Хотән һөкүмити мәхсус күткүчи әвәтип, нилс амболт вә униң карвинини қизғин күтивалиду. 5-Айниң 2-күни нилс амболт явропачә кийинип, хотән ислам һөкүмитиниң әмири муһәммәд әмин буғра билән рәсмий көришиду.
Нилс амболт бу һәқтә мундақ дәп язиду: “2-май күни мән хотән һөкүмитиниң алий рәһбири-әмир муһәммәд әмин билән көрүштүм. У әмәлий һоқуққа саһиб болуп, хотән һөкүмитидә һәтта мәлик (падишаһ) вә дамолла (диний рәһбәр) динму зор тәсир күчигә игә шәхс иди. Бу һәқиқәтәнму унтулғусиз бир көрүшүш болди. Әмир наһайити һөрмәт-еһтирам билән мени ‛җанаблири‚, ‛җанаби саһиб‚ дәп атиди. У һәтта мениң илмий тәкшүрүш ишлиримни сорап мундақ деди: ‛бизниң алдимиздики хитай реҗими дәвридә җанаблириниң тәкшүрүш хизмәтлири мәлум қийинчилиқларға учриди. Мисалән ейтсам, тонулған геолог доктор норин, даңлиқ алим свен һедин қатарлиқ кишиләрниң илмий тәкшүрүш ишлири һәтта бәзидә давамлишалмай қалди. Һалбуки, бүгүн биз-исламий җумһурийәт һөкүмити, җанаби саһибларниң тәвәликимиздики барлиқ илмий тәкшүрүш ишлирини пүтүн имканимиз билән қоллаймиз. Хусусән сили бизниң тәвәликимиздики әркин бир адәм, истигәнлирини қилишқа һәқлиқ! ‚. Мәнму хошаллиқ билән әмиргә тәшәккүрүмни билдүрүп: ‛бу наһайити татлиқ гәп болди‚ дәп түркчә сөзлидим.”
Шу күни чүштин кейин муһәммәд әмин буғраниң орунлаштуруши билән хотәндә әскирий парат өткүзүлиду. Нилс амболт вә униң һәмраһлири алаһидә меһман сүпитидә әскирий паратни көрүшкә тәклип қилиниду. Шу мәйданда нилс амболт өзиниң йоқури сүзүклүккә игә кәспий фото аппаратини ишлитип, тарихий қиммити зор болған бирқанчә парчә қиммәтлик сүрәт тартиду. Истанбул университети түркият иниститутиниң доктуранти абдулла оғуз әпәнди, “карван” намлиқ китабтики учурларға асасән геолог нилс амболт вә униң хотәндики кәчмишлири һәққидә мәлумат бәрди.
Шуниңдин кейин, әмир муһәммәд әмин буғра хотән ислам һөкүмитиниң намидин мәхсус йол хети һазирлап, геолог нилс амболтниң хотән територийәсидә дәхли-тәрузсиз һалда илмий тәкшүрүш ишини давам қилса болидиғанлиқи, җайлардики һөкүмәт әмәлдарлири билән юрт бәглириниң униңға асанлиқ яритип беришини тәләп қилиду. Мәзкур йол хетигә “җумһурийәти исламийә хотән һөкүмити” дегән қизил тамға билән әмир муһәммәд әмин буғраниң “муһәммәд әмин ибни һаҗи фиравудин” дегән шәхсий тамғиси бесилиду.
Йол хетидә мундақ дейилиду: “һәммә чоң-кичик тағдаки мусулманларғә елам олсунки, бу юртғә меһман болуп кәлгүчи доктор амболт саһиб қараңғу тағлиғ һүсәйин ахунд пәһливан билән тағқә сәйр үчүн барди. Бу кишигә хаһ барғунчә хаһ кәлгүнчә, дәхл-тәруз қилмайсизләр. Қачан бирдә бир киши тәруз қилсә, қаттиғ җаза берүләдур. Синә 1353 муһәәррәмниң 17-күни, җүмә. [Тамға] җумһурийәти исламийә хотән һөкүмити; [тамға] муһәммәд әмин ибни һаҗи фиравудин”
Профессор алимҗан инайәт әпәнди, шиветсийәлик геолог нилс амбултниң явропаға қайтқандин кейин, йәни 1939-йили лондонда “карван” намлиқ китабини нәшир қилғанлиқини, бу китабқа униң 1933-йили хотәндин тартқан базар-рәстиләр, аяллар-балилар, қош һәйдәватқан деһқанлар вә хотән базиридики һинди содигәрлириниң сүрәтлириму берилгәнликини тилға алди.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди, нилс амболтниң 1933-йилидики хотән зиярити мәзгилидә топлиған материяллири ичидә тарихий қиммити интайин йоқири болған фото сүрәтләрниң мәвҗутлуқини, болупму хотән әмири муһәммәд әмин буғра, хотән ислам һөкүмитиниң әң алий рәһбири-мәлик муһәммәд нияз әләм ахунум қатарлиқ һөкүмәт рәһбәрлири билән хотән әскәрлириниң һәрбий парат өткүзиватқан сүрәтлириниң зор қиммәткә игә икәнликини тәкитләп өтти.
Дәрвәқә, шиветсийәлик геолог нилс амболт 1933-йилидики хотән инқилабини өз көзи билән көргән, хотән һөкүмити вә хотән әскәрлиригә даир фото сүрәтләрни нәқ мәйданда тартип ташқий дуняға елан қилған бирдин-бир явропалиқ екиспедитсийәчи иди. Һалбуки, у әйни вақитта милитарист җин шуренниң тәстиқи билән уйғур диярида илмий тәкшүрүш елип бериш имканини қолға кәлтүргәнлики, диний җәһәттин бир мухлис хиристиян мурти болғанлиқи қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин 1933-йилидики шәрқий түркистан миллий инқилабиға, җүмлидин хотән инқилабиға нисбәтән мәлум сәлбий қарашлардиму болған иди. У 1939-йили лондонда нәшир қилдурған “карван” намлиқ китабида, хотән әскәрлириниң бир қисим әмирлирини “фанатик исламчилар” дәп атайду. Хотән әскәрлириниң йәркәндә шивет миссийонерлири тәрипидин хиристиян диниға киргүзүлгән кишиләрни өлтүргәнликини, қизларни мәҗбурий никаһиға алғанлиқини көптүрүп тәсвирләйду. Бу һәқтә пикир баян қилған абдулла оғуз әпәнди, геолог нилс амболтниң “карван” намлиқ китабида хотән инқилабини әйибләйдиған бир тәрәплимә, һәтта сәлбий түстики қарашларниң мәвҗут икәнликини, әмма немә болушидин қәтийнәзәр, униң хотәндин тартқан фото сүрәтлириниң хотән инқилабиниң тарихини йорутушта зор қиммәткә игә икәнликини әскәртип өтти.
(Давами бар)