Қарақурум бүркүти: низамидин һүсәйинниң һаяти (45)

Мухбиримиз қутлан
2019.09.03
Nizamidin-Huseyin-yashliq-yillirida.jpg Низамидин һүсәйин әпәнди яшлиқ йиллирида.
RFA/Qutlan

Қириқ бәшинчи қисим: “мән өлсәм юртумни көрүп ятимән”

Мәрһум низамидин һүсәйин 1998-йили 3-айниң 3-күни еғир кесәллик сәвәбидин назарәт астида давалиниш үчүн үрүмчи 3-түрмисидин өйигә қоюп берилиду, әмма бир айдин кейин, йәни 4-айниң 8-күни у бу дуня билән видалишиду. Сақчи даирилири мәрһумниң өлүмини дағдуға қилмаслиқ үчүн аилисидики биваситә уруқ-туғқанлиридин башқа һечкимни дәпнә мурасимиға қатнаштурмайду. Вәтән һөрийити үчүн бир өмүр күрәшкән бу инсанниң мейити назарәт астида дағдуғисиз, һазисиз, сүкүт ичидә қара тупраққа көмүлиду. Һалбуки, у һаятиниң ахирқи мәзгиллиридики хатирисигә: “мән өлсәм юртумни көрүп ятимән, муқәддәс туприқини сөйүп ятимән,” дәп язған иди:

Мән өлсәм юртумни көрүп ятимән,

Муқәддәс туприқимни сөйүп ятимән.

Анам өз бағрида қучақлап турғач,

Бәәйни һаяттәк күлүп ятимән.

Һечқачан чирайдин өлчәнмәс киши,

Вә яки тараза әмәстур йеши.

Аварә болмаңлар өлчәмни издәп,

Нәқ баһа инсанға әмәлий иши.

Низамидин һүсәйин бу дунядин кәтти, әмма у һаятида өз хәлқи үчүн аҗайип қиммәтлик мәниви мирасларни, йәни барлиқини вәтән һөрийитигә тәсәддуқ қилған бир роһни қалдуруп кәтти. Мәрһум низамидин әпәнди аләмдин өтүп аридин 21 йил өткәндә униң америкада яшаватқан оғли җүрәт низамидин дадисиниң қорал көтүргән бир инқилабчи, қәләм билән күрәшкән бир язар, кәскин бир тарихчи вә тәҗрибилик устаз болупла қалмастин, бәлки аилидә көйүмчан бир ата һәм тәләпчан ғәмгузар икәнликини әсләп өтти.

Бүгүн явропада яшаватқан һәбибулла халиқ мәрһум низамидин һүсәйинниң 1990-йиллардики шагиртлиридин бири. У устазиниң һаяти һәққидә пикир баян қилғанда, низамидин әпәндиниң һаяти бойи хитайниң реҗимиға баш әгмигән, вәтининиң һөрийитидин башқа һечнемә издимигән бир инсан икәнликини тәкитләп өтиду

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса мәрһум устази низамидин һүсәйинниң намини һәрвақит һөрмәт билән тилға алиду. У вәтәндә өткән йиллирида әгәр өзигә әң чоңқур дәриҗидә тәсир көрсәткән бир шәхс бар дейилсә, у кишиниң шәк-шүбһисиз низамидин һүсәйин икәнликини әскәртип өтиду.

Мәрһум низамидин һүсәйин тәрбийәләп йетиштүргән яш бир әвлад уйғур сәрхиллири өзлириниң өткән кәчмишлирини әслигинидә устази низамидин һүсәйинниң вәтәнниң кәлгүси үчүн күрәш қилиш ирадисигә игә яш нотиларни тәрбийәләштә қанчилик көп әҗир сиңдүргәнликини, йәнә келип уларни қандақ асраш вә қоғдашни яхши билидиған бир инсан икәнликини алаһидә тәкитләп өтиду.

Долқун әйса өзиниң өткән 30 йиллиқ һаятиға нәзәр салғинида устази низамидин әпәндини кейинки вақитларда, болупму чәтәлгә чиқип кәткәндин кейин техиму чоңқур чүшинишкә башлиғанлиқини, йиллар узарғансери униң қанчилик йирақни көридиған бир киши икәнликини техиму терән һес қилғанлиқини тилға алиду.

Һәбибулла халиқ устази низамидин һүсәйинниң кәскин характергә игә бир тарихчи шундақла көз алдида йүз бериватқан вәқәләрниң һәр бир деталини нәзәрдин қачурмайдиған мәсулийәтчан әдиб икәнликини, өзлириниң яшашни, күрәш қилишни, мәсулийәтни вә милләтниң ғурурини низамидин әпәндиниң әмәлийитидин өгәнгәнликини тәкитләп өтиду.

Долқун әйсаму оқуғучилар һәрикити бастурулған ашу йилларда устази низамидин һүсәйинниң өзлиригә һәрвақит үмид, ишәнч бәргәнликини вә ваз кәчмәсликтин ибарәт бир роһни ата қилғанлиқини әскәртип өтиду.

Һәбибулла халиқ бүгүн муһаҗирәттә паалийәт елип бериватқан нурғунлиған оттура яш уйғур сиясий паалийәтчилириниң әйни вақитта низамидин әпәнди билән көрүшкән, сөзләшкән яки болмиса язмилирини оқуған кишиләр икәнликини, низамидин һүсәйинниң өмүр бойи күрәш йолидин қайтмаслиқтәк роһиниң бир әвлад уйғур яшлириға җасарәт беғишлиғанлиқини тилға алиду.

Долқун әйса устази низамидин әпәндиниң бир от йүрәк инқилабчи болуштәк образиниң арқисида униң интайин аддий-садда, ақкөңүл, җәмийәтниң түрлүк қатламлиридики кишиләр билән өзигә яриша муамилә қилидиған, қолидин келидиған ярдимини һечкимдин айимайдиған кишиликиниму алаһидә тәкитләп өтиду.

Мәрһум низамидин һүсәйин әпәнди түрмидә йезип қалдурған әслимисиниң ахирқи бәтлиридә өзиниң һаятидин хуласә чиқирип мундақ дәйду: “мән пүтүн һаятимда аҗайип кәчүрмишләрни баштин көчүрдүм. Раһәт көрмидим, милләткә хаинлиқ қилмидим, әмәл тутмидим, бирәр партийәгә әза болған тарихим йоқ. ‛шинҗаң гезити‚ дин башқа йәрдиму ишлимидим. Қәләм биләнла, әмгәк биләнла, хапилиқ, дәрд-әләм биләнла өттүм. Нурғун қетим вәтәнни тәрк етип чәтәлгә чиқип кетиш пурсити кәлди, лекин кәтмидим.”

(Түгиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.