Вәтинигә қайтқан роһ: мәрһум һүсән һәсән әпәндиниң һаят баяни (3)

Мухбиримиз қутлан
2017.03.28
husen-hesen-kokbayraq.jpg Мәрһум һүсән һәсән әпәнди һаятиниң ахирқи йилида. 2013-Йили, германийә.
RFA/Qutlan

1988-Йили 11-айниң 7-күни австралийәниң аделайд шәһиригә чүштүм. Бу мениң вәтинимдин айрилип, мусапирәттики һаятимниң башлиниши болди.

Мән вәтәндин айрилидиған йили өткүр әпәндиниң мундақ бир җүмлә сөзини өзидин аңлиған: “вәтән мушундақ турувәрмәйду. Бу вәтән һаман өзиниң келәчикини издәп тапиду. Һаман бир күни өзиниң әслигә қайтиду. Шуниң үчүн вәтән-хәлқимизниң силәрдәк яшларниң дуняниң җай-җайлирида бу дәвани аңлитип турушиға еһтияҗи бар.”

Мана мушу бир җүмлә сөз һелиһәм қулақ түвимдә җараңлап турмақта. 1980-Йиллардики он йиллиқ һаят уйғур зиялийлири вә сәрхиллириға өзимиз һәққидә, вәтән вә милләтниң келәчики һәққидә әң чоңқур дәриҗидә ойлиниш пурсити бәргән иди. Әлвәттә, мән вә мениң идийәмму әнә ашу ойғақ дәврниң мәһсули иди.

Австралийәгә кәлдим. Келипла бу йәрдә дөләт пуқралириниң өз вәтини алдидики мәҗбурийити вә дөләтниң өз пуқралириға тәмин әткән һәқ-һоқуқлирини өз көзүм билән көрдүм, чүшәндим. Һоқуқсизлиқниң парлақ өтмүши вә миллий қәдирийити болған биздәк бир милләтни йеқинқи йүз йил мабәйнидә қандақ бир ечинишлиқ әһвалға чүшүрүп қойғанлиқини йәниму чоңқур дәриҗидә һес қилдим.

Мән яш болғачқа бу әлдики әвзәл иҗтимаий параванлиққа тайинип бикар йүрүшни халимидим. Австралийәниң қой гөши мәһсулатлири көплигән мусулман әллиригә експорт қилинғачқа, бу саһәдики ширкәтләрниң мусулман хизмәтчиләргә еһтияҗи бар икән. Шуңа бу пурсәтни ғәниймәт билип, имтиһан берип кирдим. Узақ өтмәй хизмәткә қобул қилинип, аделайд шәһиридин 270 километир йирақлиқтики қой гөши експорт ширкитиниң қушханисиға ишқа чүштүм.

Қушхана интайин заманиви әслиһәләр билән ясалған хәлқара өлчәмдики орун иди. Мән мусулман әллиригә експорт қилинидиған һалал қой гөши қушханисида қой боғузлидим. Күндә 3 миң қойни боғузлап, һалал икәнликигә имза қоюп өткүзәттим. Бу йәрдә шу ишлигәнчә 4 йил берилип ишлидим. Пулму таптим. Кейинчә мааши униңдинму юқирирақ ширкәткә йөткәлдим.

Вәтәндә галстук тақап 10 йил әпәндичилик қилған һүсән әпәнди әмдиликтә қолиға пичақ тутуп, қой боғузлайдиған кәспий қассап болуп қалған иди. 4 Йилдин кейин аделайд шәһиригә қайтип кәлдим.

Бу йәрдә паятлаш кәспини өгинип парахот ясаш завудиниң бир сехиға ишқа кирдим. Бу 1990-йилларниң башлири иди.

Шу йиллири сабиқ советлар иттипақиниң йимирилишидәк тарихий муқәррәрликниң сигналлири челинишқа башлиди. Совет иттипақи бойичә алди билән балтиқ деңизи бойидики естонийә, латвийә вә литва қатарлиқ 3 дөләт мустәқиллиқ елан қилди. Андин башқа иттипақдаш җумһурийәтләрму арқа-арқидин мустәқиллиқ җакарлиди. Дәл шу пәйтләрдә қәлбимгә сиғмиған бир һаяҗан билән вәтәнгә қайттим. Ғулҗида бир мәзгил туруп, андин қорғас еғизи арқилиқ өзбекистанға бардим.

Һалбуки, мустәқиллиқ җакарланған болсиму, лекин өзбекистанда мән тәсәввур қилғандәк бир хил һаяҗан яки миллий иптихарлиқ кәйпиятини һес қилалмидим. Ташкәнттики күнлиримдә тәлийимгә бир чоң йиғилиш болди. Йәни харҗидики (чәтәлләрдики) өзбек муһаҗирлири билән өзбекистан парламент әзалири қатнашқан бир чоң сөһбәт йиғини болди. Сәуди әрәбистан, америка, түркийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 30 нәччә өзбек муһаҗири билән өзбекистан парламентиниң йүзлигән әзалири йиғинға қатнашти. Мән йиғинда сөз қилған һөкүмәт каттилири, парламент әзалири вә өзбек муһаҗирлириниң сөзлиридин һечбир тутамға чиққудәк йеңилиқ һес қилалмидим. Сәуди әрәбистандин кәлгән муһаҗирлар өзлиригә йәр-җай берилиш тоғрилиқ, америкидин кәлгән өзбек муһаҗирлири сода-тиҗарәттә һәмкарлишиш һәққидики тәклиплирини оттуриға қойди. Мән арилиқта йиғин рәисигә бағақчә чиқирип сөз қилишни тәләп қилдим. Иҗазәт берилди.

Мән сәһнигә чиқипла: “сиз, мустәқил әмәссиз!” ‏ дәп сөз башлидим. Һәммә һәйран болуп маңа қарашти. Мән сөзүмни давамлаштурдум‏ : “биринчи, мән бүгүн бу сорунда өзлирини парламент әзаси-депутат дәватқан әрбабларниң сөзлиридин һөрлүк вә мустәқиллиқ туйғусини көрмидим. Разиқип күткән мустәқиллиқ, йәни бир һөр вәтәнниң өзигә өзи хоҗа болуши бундақ кәйпиятта болмайду. Иккинчи, бу вәтәнниң бир парчиси, йәни әң йеқин қошниси вә қериндиши болған уйғур хәлқи мустәқил болмай туруп, силәрни һәқиқий мустәқиллиққа еришти дейәлмәймән. Чүнки, йеқинқи йүз йиллар мабәйнидә, йәни хитай 1884-йили вәтинимизниң намини ‛шинҗаң‚ дәп өзгәрткәндин буян, уйғур хәлқи өз көксини қалқан қилип һөрлүк үчүн күрәш қилип кәлди. Мундақчә ейтқанда, уйғур хәлқи хитайниң оттура асияға болған тәһдитини тосуп келиватиду. ‛ғуниҗинниң бешиға кәлгән күн мозайниң бешиғиму келиду‚ дегәндәк, әгәрдә уйғур хәлқиниң өз әркинлики йолидики күрәшлири хитайни тутуп турмиса, силәрниң һалиңлар бизниңкидинму бәттәр болатти. Өзбекистанда бүгүн аһалиниң аран 15 пирсәнти рус туруп, бу йәрдики парламент әзалири әпәндиләрниң 80 пирсәнтиниң хотунлири рус икән...”

Йиғин риясәтчиси шуан сөз қилишимни чәклиди. Бу йиғинда кәримофниң өзиму бар иди. Униң хотуниму рус болғачқа, бәлким гепим униңғиму яқмиған болуши ениқ иди. Пәстикиләр чавак челип мениң давамлиқ сөзлишимни тәләп қилған болсиму, әмма давамлиқ сөзләшкә рухсәт бәрмиди. Әтисидин башлап бу сөзүм өзбекистандики радийо, телевизийә вә гезитләрдә бесилип мухбирлар бәс-бәстә мени зиярәт қилишқа башлиди. Өктичи партийәләрдин ‛әрк партийәси‚ ниң башлиқи муһәммәд салиһ, ‛миллий бирлик партийәси‚ ниң башлиқи полат қадири қатарлиқ кишиләр мени издәп сөзлишишкә башлиди. У чағларда телевизийәләр техи җумһурийәтләр бойичә айрилмиған вақитлар болғачқа, бу сөзүмни қазақистандикиләрму, һәтта қорғастикиләрму аңлапту.

Шу тәриқидә өзбекистанда 4 айдәк саяһәт вә илмий зиярәттә болуп, ахири қорғас арқилиқ ғулҗиға қайттим. Әпсуски, қорғас еғизида хитай сақчилири мени вәтәнгә киргүзмиди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.