Архип
2012-09-29
Һөрмәтлик достлар! 9 - ай пүтүн дуня миқясида йеңи оқуш мәвсуми башлайдиған ай болғанлиқи үчүн, бизму бу бир нәччә һәптилик сәһипимизни уйғур маарипиниң өтмүши, һазири вә кәлгүси, уйғур маарипида сақлиниватқан мәсилиләр, уйғур маарипини күндин күнгә арқиға сөрәп кетиватқан амиллар, сәвәбләр вә уларни қандақ һәл қилишниң йоллири һәққидә йезилған мақалиләр үчүн атидуқ.
2012-09-29
Җәдидчилик һәрикити һазирқи заман мәдәнийәт вә маарип тарихимизда интайин муһим орун тутқан ислаһат долқунидур. Җәдидчилик өз мәниси билән “тәрәққият”, “мәдәнийәт” вә “заманға маслишиш” ни асаслиқ нишан қилған кәң көләмлик йеңилаш һәрикити болуп, өз дәвридә қиримдин һиндистанғичә, анатолийидин тарим бойлириғичә болған узақ территорийидики мусулманлар арисида бир мәйдан миллий ойғиниш долқунини қозғиған дәвр бөлгүч һадисә һесаблиниду.
2012-09-29
Пән ـ техникиниң тәрәққияти наһайити тез болуватқан бүгүнки күндә пән ـ техника учурлириниң йеңилиниш сүрити вә сани адәмни һәйран қалдуриду. Әмма буниң ичидики мутләқ көп учурлар өгинидиған билимләр чоңқуррақ болғачқа буни оқуғучи достлар дәрһал чүшинип кетәлмәйду, ундақта оқуғучиларниң бу йеңи ـ йеңи учурларни қандақ игиләш вә учурдин пайдилиниш иқтидарини қандақ ашуруш керәк? мән төвәндә маарипниң йеңи учур тарқитиш ролини қандақ җари қилдуруш вә шу арқилиқ уйғур маарипини тәрәққий қилдуруш тоғрисидики бир қисим қарашлиримни оттуриға қойимән.
2012-09-29
Қазақистан язғучилар иттипақиниң 14- қурултийида уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси әхмәтҗан һашири қазақистандики уйғур әдәбияти һәққидә тохталди. Ихтияри мухбиримиз абдалла әхмәтҗан һашири билән бу һәқтә сөһбәт елип барди.
2012-09-29
Етизда ишләвататтим. Әтрәт башлиқи турниса йенимға келип: -мәрпу немә җинайәт билән келипту, билдиңларму? дәп қизиқип сориди. Мәрпу бизгә тәшкилатқа қатнашқанлиқини, паш болуп қолға елинип үч йил кесилип кәлгәнликини дегәниди, дәп җаваб бәрдим.
2012-09-22
Алдинқи һәптилик программимизда уйғур маарипида көрүлүп келиватқан вә күнсери әвҗ еливатқан бәзи начар хаһиш вә қилмишлар һәққидә тохтилип өткәнидуқ. Бу һәптилик программимиздиму алди билән йеқинқи 60 йилдин буян уйғур маарипиниң бешиға кәлгән еғир күлпәт – қисмәтләр, хата сиясәт – йолйоруқлар түпәйлидин уғүр миллий маарипиниң қанчилик дәриҗидә зиянкәшликкә учриғанлиқи вә учраватқанлиқини чөридигән һалда йезилған “уйғур маарипи – увал маарипи” намлиқ мақалини диққитиңларға сунимиз. Андин, “миллитимниң әркәклири сениңдәк болса” намлиқ шеирдин бәһр алисиләр. Программимизниң ахирида болса, сөйүнгүл җанишиф ханимниң: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсириниң давамини аңлайсиләр.
2012-09-22
Бүгүн патәм иккимизни ун завутиға ишқа әвәтти. У йәрдә 5 - 6 әр ишләвататти. Биз ун қачиланған халтиларниң ағзини бағлап йөткәвататтуқ ...
2012-09-15
Яз айлири түгәп, бәрикәтлик күз мәвсуми кириши билән тәң, пүтүн дуня миқясида челинған мәктәп қоңғурақлири кәлгүсиниң хоҗайинлири йолмиш милйонлиған оқуғучини қайта җанландурувәтти. Дунядики һәрқандақ дөләт вә милләт өз пәрзәнт вә өсмүрлириниң әхлақий, әқлий вә җисманий җәһәттин толуқ йетилгән, ярамлиқ әвладлар йетиштүрүш ғемидә маарип сүпитини өстүрүшниң койида болмақта.
2012-09-15
Йерим саәт өткәндин кейин патәм ятаққа кирип: сөйүн сизни дүйҗаң чақириватиду, дәрваза түвидә күтүп туриду, деди. Мән лап қилип саҗидәгә қаридим. Саҗидә әнсиригән һалда: сени дүйҗаң немишқа чақирдикин дегиничә қалди.
2012-09-08
Әссаламуәләйкум һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! яхшиму силәр? “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң йеңи вә сәрхил темилар билән безәлгән бу һәптилик программисиға хуш кәпсизләр! бүгүнки аңлитишимизда уйғур зиялийси “түркий қан” ниң даңлиқ пәйласоп, диний өлима абдуллаһ ибни харабати шәрһлиригә асасән йезип чиққан: “кимләр хаин, кимләр қәһриман” намлиқ мақалисини вә бир қисим шеирларни аңлитимиз. Қени әмисә, диққитиңлар бу язмида болсун! буни батур тәйярлиди.
2012-09-08
Түрмигә һамилидар болуп киргән җәмилә бир һәптә бурун сақчи дохтурханисиға кәткән иди. Өстәң қезишниң әң ахирқи күни пүтүн ишни тамамлап ятаққа қайтип кәлсәк, җәмилә бир бовақни көтүрүп олтуриду. Җәмиләни көрүш билән қизлар чурқиришип берип җәмилә билән көрүшүп, бовақни қолдин-қолға елип сөйүп кетишти. Тинчлиқи бузулған бовақ йүз-көзлирини пүрүштүрүп йиғлап кәтти.
2012-09-01
Әссаламуәләйкум һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! мол мәзмунлуқ вә сәрхил темилиқ “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң йепйеңи программисиға хуш кәлдиңлар! бу һәптилик программимиздиму йеңи тема вә мәзмунларни силәргә сунуштин өзимизни бәхтияр һес қилимиз, қени диққитиңлар сәһипимиздә болсун!
2012-09-01
Әтрап җимҗит, барлиқ аяллар татлиқ уйқуда ухлавататти. ятаққа кирип челинған пуштәк авазидин чөчүп ойғанған аялларниң һәммиси ғодуңшип тиллашқа башлиди. Һой бешиңни йәйдиған қариғу……немә ятақта чалидиғанду, талада чалса болмамдиғанду, қотур актип авақ…дәп тәрәп-тәрәптин тиллап кәтти...