Архип
2013-01-12
2000 - Йилиниң ахириға кәлгәндә вәтәндә баш тиққудәк һечқандақ имканийити қалмиған алмасбәг башқа икки нәпәр қериндишиниң һәмраһлиқида тибәт арқилиқ йошурунчә чеградин чиқип кетиш қарариға келиду. Улар тәпсилий сәпәр пилани түзгәндин кейин шу йили 11 - айниң 16 - күни өз юртидин айрилмақчи болиду.
2013-01-12
Бәхт яки саадәт мал - дуня билән яки күч - қуввәт вә зорлуқ - зомбулуқ билән еришкили болидиған нәрсә әмәс, чүнки ү һәр қандақ мал - дунядин қиммәтлик, һәр қандақ күчтин күчлүк. Бәхт гоя деңиз астидики бир бибаһа гөһәрки, униң вәслигә йетиш үчүн көзитишкә, шуңғушқа маһир ғәввас болмиса болмайду.
2013-01-12
Саәт бәшләр билән өйгә қайтип кәлдим. Ахшамқи ишлар һәққидә сиңиллирим маңа сөзләп бәрди. Машина билән һелиқи икки хәқ әскири келип қариса ишләватқан қалпақлиқларниң арисида сән йоқ. Шуниң билән улар йүгүрүп бизниң өйгә берипту.
2013-01-05
Әссаламуәләйкум радио аңлиғучи достлар! “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң 2013 – йиллиқ тунҗи сани арқилиқ һәммиңларниң тениға саламәтлик, ишлириға утуқ, һәрикәтлиригә бәрикәт, мол нәтиҗә вә шанлиқ ғәлибиләр тиләймиз. 2013 – Йили биз үчүн әһмийәтлик, ғәлибә вә ишәнчкә толған бир йол болсун!
2013-01-05
Өз юртида давамлиқ яшаш имканийити қалмиған алмасбәг башқа юртларға кетип панаһлинишқа мәҗбур болиду. Лекин һәммила җайда хитай даирилириниң тори кәң йейилғачқа яқа юртлардиму йошурунуп йүрүш қийинға чүшиду.
2013-01-05
36 Саәт тохтимай ишләп қаттиқ һерип һалим қалмай өйгә аран йитип кәлдим. Болса тамаққиму қаримастин йетип ухливалғум кәлди. Лекин тамақ тәйяр болғанлиқи үчүн бир чинә тамақ йәпла кирип ятай дәп үстәл бешиға келип олтуруп қолумға қошуқни елиш билән ишини тарақ - туруқ ечип икки хәлқ әскири кирип кәлди.