Архип
2015-04-19
Тонулған уйғур шаири әхмәтҗан осман әпәндиниң “әхмәтҗан осман талланма шеирлири” намлиқ шеирлар топлими түркийәдә нәширдин чиқти.
2015-04-19
Совет иттипақи гумран болуп, оттура асияда бир қатар мустәқил түркий тиллиқ мәмликәтләр қурулғанда уларни дәсләп етирап қилған дөләтләрниң бири түркийә болди. Шуниңдин буян түркийә билән оттура асия, шундақла русийә тәркипидики түркий тиллиқ җумһурийәтләр оттурисидики иқтисадий, мәдәний алақиләр барғансери қоюқлишишқа башлиди. Башқа хәлқләр қатарида уйғурларниңму түркийәгә болған көз қариши иҗабий тәрәпкә қарап йүзләнди. Кейинки йилларда түркийәни зиярәт қилған қазақистанлиқ уйғурлар бу мәмликәтниң башқа түркий хәлқләргә қиливатқан ғәмхорлуқиниң гуваһчиси болмақта.