Ялмавузниң қатили
2017.11.14
Қамақта “һалал вә һарам” һәққидә гундипайға “лексийә” сөзләп мәшиқ камириға соланғандин кейин пут қолум боғулди. Худди қассапниң алдидики қойдәк юлқунуп йәттә күн йәтмиш йилдәк туюлди. Җаза муддитим тошуп йеңи камириға йөткәлгәндин кейин адәмдәк қолида тамақ йейиш, кийимини селип ухлаш вә һаҗәттин пәшшапни өзи сүртүп қопушниң әсли нәқәдәр һузурлинишқа, шүкүр ейтишқа, қәдирләшкә әрзигүдәк пурсәт икәнликини чоңқур һес қилдим.
Йеңи камер иккинчи қатарда болуп түзүмләр мән бурун турған биринчи қатардики камерлардин бошрақ иди. Камер башлиқи хитай китабхумар болуп мәһбусларниң көзигә киривалмай, ихтияриға қоюп берәтти. Хитайчә китаб билән толған тәкчидә халидә исраилниң “кәчмиш”, зордун сабирниң “ана юрт”, чопаниниң “сәмәндәр” дегән романлири “мана мән уйғурниң” дәп мәйдисини керип туратти. Уйғурчә сөзләш чәкләнгән бәш айдин бери тунҗи қетим уйғурчә китаб оқуп, қорқмай уйғурчә сөзләп өзүмгә ишинәлмәй қалдим.
Камиридики бу уйғурчә китаблар “сараң” дәп қаралған мәмәтйүсүпниң икән. У лайиқидин мәһрум қалғачқа “нервисидин чатақ чиқип” үрүмчидә атмиш нәччә яшлиқ бир хитайни өлтүргән икән. Униң камирида тола “кесили” тутуп гундипайларни малал қилғачқа китаб оқушқа йол қоюлупту.
Мәмәтйүсүпниң мени көрүпла “ака сиз қәшқәрдинғу, халидә исраил дегән язғучиму қәшқәрлик һә!” дегини һелиму қулақ түвүмдә. У өлүмгә һөкүм қилинған болуп иҗрани күтүватқан икән. Әрздарлар бир йерим милйон төләм бәрсә, әрзини қайтуруп алидиғанлиқини ейтқан, парихорлуқ җинайити билән киргән бир уйғур бу бир йерим милйонни униңға ярдәм қилмақчиму болған, әмма мәмәтйүсүп һәммини рәт қилған икән.
У кәмсөз көрүнәтти, бикар қелишни халимайдиғандәк қилатти. У қамақханида тепилған уйғурчә китабларни оқуп болуп том том хитайчә китабларни оқушқа башлиған икән. Өлүмгә һөкүм қилинғанлар қамақта көп сақлап кетидиған болғач, мәмәтйүсүп бу пурсәттә хитайчини судәк сөзләйдиған вә роман оқуп чүшинидиған болуп кәткән иди. Бәзидә диққәт қилсам униң маңа бир гепи бардәкла қилатти, қарап қарап қоятти- ю еғзини өмәлләп болуп гәп қилмайтти. Мәнму сәвр қилдим. Бир күни у ахири еғиз ачти.
-Ака, мени қатил дәп атиду, сизму дәпсиз, бигунаһ қери адәмни өлтүрүпту, дәп. Мән адәм өлтүрмидим, сиңлимниң қенини шораватқан ялмавузни өлтүрдүм. Әсли бу сирни у дуняға өзүм билән елип кетәй дегән ака, ичимгә пәқәт сиғдуралмидим. Сизгә дәй. У қери хитай сиңлимни беқивалимән, дәп хотун қиливаптикән шуңа өлтүрдүм, дәп давам қилалмиди. У “сиңлим” дегән сөзни еғзидин чиқирип болғучә төкүлүп кәткән иди.
-Бизниң юртта йәр тәвригән, он йил болдимикин шу ишқа. Шу чағда дадам билән анам тамниң тегидә қалди. Биз икки бала чоң анам билән қалдуқ. Мән 11 яш, сиңлим сәккиз яшқа киргән йили чоң анамму түгәп кәтти. Биз һели у тағам, һели бу һаммамниң өйидә қеқилип соқулуп йүрдуқ. Бир қиш күни секретар бизни машиниға селип бир йәргә елип барди. “наһийилик параванлиқ мәктәп” дегән хәтни тахтидин оқуғантим шу чағда. Барсақ ятақлар тошуп кетиптикән каридорда яттуқ. Әтиязда аримиздин бәзи балиларни үрүмчигә елип кетидикән, дәп аңлидуқ. Шуниң билән сиңлимни үрүмчигә елип кәтти. Сиңлим маңа кичикидин амрақ иди. Мәктәптә тамаққа тоймайсән, дәп даим өзиниңкини маңа бөлүп берәтти.
Мәмәтйүсүпниң ейтишичә сиңлиси билән қошулуп бир түркүм балилар үрүмчигә йөткәлгәндин кейин мәктәп уларни йерим күн оқутуп қалған чағда базардики ремонтчи, машиничи, ашпәзләргә һүнәргә берипту. У даим сиңлисини чүшәйдикән вә ремонтчилиқни патрақ өгинип үрүмчигә чиқип сиңлимни көрсәм дәйдикән. У ахири тиликигә йетип устиси билән үрүмчигә чиқипту. Мәмәтйүсүп үрүмчидики йетимләр мәктәплирини бир бирләп издәп сиңлисиниң бир хитайға беқишқа бериветилгәнликидин хәвәр тепипту, әмма қолиға берилгән адрестин ундақ бир киши тепилмапту.
Мәмәтйүсүп устисиниң қешида йерим күн ишлисә, йерим күн машина иҗаригә елип қара такси һәйдәпту. Униң мәқсити пул тепиш әмәс, машина һәйдәп йүрүп сиңлисини тепиш икән.
Бир күни оң қоли җәйникидин йоқ бир қери хитайни кира қилип ямалиқ теғиға берипту. Униң бу хитайға ичи ағрип йүкини көтүрүшүп өйигә биллә чиқипту-ю кәйнигә учуп чүшкили қил қапту. Чүнки өйдә сәй қуруватқини у нәччә йилдин бери издәватқан сиңлисиға қуюп қойғандәк охшайдиған бир уйғур қизи икән. Әмма қиз уни һеч тонуғандәк қилмапту, әксичә уйғурчә гепигә хитайчә җаваб берип соғуқ тегипту вә бешини бурапла ичкәрки бир өйгә кирип кетипту. Мәмәтйүсүп һелиқи хитайдин сориса һеч иш болмиғандәк “аялим” дегүдәк. Униң көңли шундин кейин бензин ичивалғандәк ечилмапту. Һәр күни һелиқи чолақни пайлап мәһәллидин кетәлмәпту. Бир һәптигичә һелиқи қизни көрәлмәй, тәвәккүл қилип ишикни чәксә башқа бир җүп әр-хотун чиқипту.
Улар қачқандин кейин мәмәтйүсүпкә һәммә иш айдиңлишипту. Шундин бири у йүрикини амбур билән қисқандәк даим биарам йүрүпту. Әмма сиңлисини тохтимай издәпту. 2014-Йили педагогика университетиниң әтрапида мәмәтйүсүп һелиқи хитайни сиңлиси билән көрүп қапту. Бир туруп туйдурмай өйигичә из қоғлап берип от қоюп көйдүрүп ташлашни ойлапту. Әмма туюқсиз сиңлисиниң от ичидә толғиниватқан һалити көз алдиға келивелип көңли унимапту. Шуниң билән машинидин кулучни елип чүшүпла һелиқи чолақниң бешиға қоюпту. Қораллиқ сақчилар кәлгәндә мәмәтйүсүп уларни оқ чиқарсикән дәп етилипту, униң мәйдисигә тәккән оқта өлгүси бар икәндуқ. Әпсус кәйнидин йегән зәрбә уни йәргә йиқитипту.
-Ака, аблизкам бир йерим милйон төләмни мән берәй деди, унимидим. Чүнки мениң хитайға хотун болған у алвастини көрүп яшиғум йоқ. Шу бир тал сиңлим барти бу дунялиқта. Уни тапармәнмикин дәп яшидим, тапсам дадамниң орнида бешини силармән, талалиқ қилармән, ака-сиңил болуп биллә яшармән дәптимән. Тапқан чеғимда бир қара хитайға әгишип қачти, кулуч билән салай дедим, қолум бармиди. Ака, яшап немә қилимән, у мениң сиңлим турса, я көздин йоқиталмисам, я көрмәй чидиялмисам. Бу гәпләрни сорақчиға демидим, қайси йүзүм билән дәймән. Болди, сиңлим немигә айлинип кәткән болса болсун, йүзи төкүлмисун. яшисун, худайим инсап берә, адәм болуп қалар, бир күнләрдә бир акам барти дәп қәбрәмни ялғуз қоймас. Шуларни дәветип мәмәтйүсүп өзини пәқәт туталмай, йүзини юғили туруба тәрәпкә кәтти.
Шундин кейин у худди алдимда уятлиқ бир йери ечилип қалғандәк маңа тик беқип қаримайдиған, удул келип қелиштин қачидиған болди. Мәнму уни гәп қилип берәмдикин демәйдиған болдум. Тоғриси униңға немә дейишни билмәйттим, ичимдә һавани һәрқанчә тартсамму нәпәс билән чиқмайдиған бир “уһ” бар иди. Қамақханида өлүмгә һөкүм қилинған җинайәтчиләргә етибар қилинатти. Бәзидә униңға алаһидә кадир тамиқи берилсә маңа қисинатти. Мәмәтйүсүпниң тамақ бөлүп бериватқан қоллири маңа дарилтамда акисиға тамақ бөлүп бериватқан һелиқи сәбий қизчақниң һалитини әслитип ичим техиму сийрилатти.