Бир уйғур аниниң афғанистандики йерим әсирлик һаят мусаписи (2)

Мухбиримиз қутлан
2017.03.07
Bibigul-Hemidi-resim-1.jpg Афғанистанда йерим әсирдин артуқрақ яшиған уйғур ана бибигүл һәмиди. 2016-Йили феврал, түркийә.
RFA/Qutlan

Бибигүл һәмиди 1960-йилларниң башлирида афғанистанға көчкән нәччә йүзлигән уйғур мусапирлири арисидики аддий бир аилиниң қизи.

Униң атиси ашу қетимлиқ “көч” сәпиридә қар-музлар билән қапланған памир тағлирида қаза қилған. Бовақ вақтида вәтинидин айрилған бибигүл шуниңдин кейин бу тинчсиз әлдә ана тәрбийәсидә чоң болиду. У шу дәврдә афғанистанға көчкән барлиқ уйғур мусапирлириға охшашла йилтизи йоқ бу әлдә турмушниң һәнива аччиқ-чүчүклирини тетийду. 15 яшқа киргән йили аниси уни бир афған кишигә ятлиқ қилиду.

Бибигүл һәмиди шуниңдин кейинки йерим әсирдин артуқ мусапирәт һаятида афғанистандики уйғур мусапирлириниң һаят кәчмишлиригә шаһит болиду.

1965- Вә 1967-йили афғанистандики уйғурларниң көп қисми икки түркүмдә түркийәниң қәйсәри вилайитигә көчүп кәткәндә, бибигүлниң аилиси башқа аз сандики уйғур мусапирлири билән биргә афғанистанда қәп қалиду.

Аридин йерим әсирдин артуқ вақит өткән бүгүнки күндә бибигүл һәмиди өз аилиси билән башқа аз сандики уйғур мусапирлириниң түркийәгә көчүш пурситини қолдин берип, афғанистанда қәп қалғанлиқиниң бир хата таллаш болғанлиқини тилға алиду.

1970-Йилларниң ахирлири памир вә һиндиқуш тағлири бағридики бу әлни уруш вәһимиси қаплайду. Совет иттипақи афғанистанға әскәр киргүзиду. Америка башчилиқидики ғәрб лагери пакистан арқилиқ афғанистандики муҗаһидларниң совет иттипақиға қарши партизанлиқ күришигә ярдәм қилиду.

Шундақ қилип, 19-әсирниң ахирқи чарикидә башланған чар русийә империйәси билән бүйүк биританийә империйәси оттурисидики памир егизликини талишиш “бүйүк оюни” аридин бир әсир өткәндә совет русийәси билән америка оттурисидики афғанистанни сәһнә қилған “соғуқ уруш” қа алмишиду.

Соғуқ уруш давам қиливатқан ашу йилларда, афғанистандики сани интайин аз болған уйғур мусапирлири бу ят әлдики сиясий гуруһларниң халиғанчә пайдилиниш нишаниға айлиниду.

Турмушниң қаттиқ бесими вә пәрзәнтлирини нормал инсан қатарида беқип чоң қилиш мәсулийити яш бибигүлни һәссиләп бәдәл төләшкә мәҗбур қилиду. Униң кесәллик билән узун мәзгил орун тутуп йетип қалған йолдиши қаза қилғандин кейин, бибигүл балилири билән ялғуз қалиду.

1990-Йилларниң ахирлири талибанлар афғанистанда бир мәһәл һакимийәт бешиға чиққанда, бирқанчә пәрзәнтниң аниси болған бибигүл техиму қийин күнләрни бешидин өткүзиду. 2003-Йили америка армийәси афғанистанға киргәндин кейин бибигүлниң балилири бир-бирләп чәтәлләргә кетишкә мәҗбур болиду.

Өзиниң һаят кәчмишлиридин әслимә тәқдим қилған бибигүл ашу тинчсиз йилларда оғуллириниң мәҗбурий әскәрликкә тутулушидин, қизлириниң техи кичик турупла мәҗбурий һалда хотунлуққа елип кетилишидин йүрәкзадә болуп күн өткүзгәнликини тилға алиду.

2015-Йили бибигүл һәмиди ахири ялғуз бешини елип чәтәлләргә кетишни қарар қилиду. У зияритимиз җәрянида, өзиниң афғанистанда йерим әсирдин көпрәк яшиған болсиму, лекин бу йәрдики башқа барлиқ уйғур мусапирлириға охшашла һечқачан “вәтән меһри” ни һес қилалмиғанлиқини илгири сүриду.

У түркийәниң қәйсәри шәһиридики туралғусида өз әслимисини баян қилғинида, вәтәнсизликниң бир хәлқ үчүн әң еғир қисмәт икәнликини, афғанистандики узақ мәзгиллик мусапирлиқ һаятиниң уларға “өз топидин айрилип яшашниң муқәррәр һалда йоқилишқа елип баридиғанлиқи” дәк бир һәқиқәтни өгәткәнликини алаһидә тәкитләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.