Вәтән таман учқан хияллар - 1

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.03.23
ilyar-omar-305.png Иляр өмәр әпәнди (қутлан фотоси)
RFA/Qutlan

Германийиниң мюнхен шәһиридики ават кочиларниң биридә “йипәк йоли” намида вивиска есилған бир уйғур ашханиси учрайду. Бу йеқинқи оннәччә йилдин буян мюнхенда барлиққа кәлгән уйғур ашханилириниң биридур. Мәзкур ашханиниң игиси иляр өмәр 1990 - йилларда әркинлик үчүн вәтәнни тәрк етишкә мәҗбур болған қанчилиған уйғур яшлириға охшашла қәлбигә ана тупрақниң һәсрәтлирини пүкүп орта асия әллиридә чиқиш йоли издәп йүргән вә унтулғусиз кәчүрмишләрни өткүзгән кишиләрдин иди. Тәқдирниң соғуқ шамаллири уни 1990 - йилларниң ахирлирида вәзийити давалғуп турған орта асия мәмликәтлиридин явропаниң паравози һесабланған германийигә әкелип ташлайду.

Шундин башлап у германийиниң мюнхен шәһиригә орунлишип муһаҗирәттики уйғур топлуқлириниң вәтән йолида елип барған паалийәтлиригә қошулиду. Йәнә бир тәрәптин қаттиқ тиришчанлиқ көрситип өз алдиға игилик тикләш вә иқтисадий асас яритиш ишиға атлиниду. Иляр өмәрниң вәтәндин айрилғандин буян бешидин кәчүргән реал кәчүрмишлири муһаҗирәттики көплигән уйғурларниң һаят кәчүрмишлиригә охшашла вәтәнгә болған мәңгү үзүлмәс риштә билән тутушуп кәткән…

Иляр өмәр 1964 - йили ғулҗа шәһиридә дуняға келиду. 1980 - Йилларда шинҗаң университетиниң тил факултетида оқуйду. 1985 - Йили декабирда үрүмчидики алий мәктәп оқуғучилириниң хитай даирилириниң мустәмликә сиясәтлиригә қарши оқуғучилар һәрикитигә актип иштирак қилиду. Мәктәп пүттүргәндин кейин үрүмчидә чиқидиған уйғур тилидики бирдин - бир пән - техникиға даир гезит - “шинҗаң пән - техника гезити” дә ишләйду. Әмма оқуғучилар һәрикитигә қатнашқанлиқ иши архипиға йезилғанлиқи үчүн гезитхана рәһбәрликиниң сиясий бесимиға вә назаритигә учрайду. Көз алдидики реаллиқ униң гезитханида нормал бир хизмәтчи хадим сүпитидә ишлишигә йол қоймайду. Ахири болуп бесимлардин қутулуп әркин яшаш үчүн чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбур болиду.

Буниң билән у чиқиш йоли издәп орта асия әллиригә чиқиду. Лекин бу йәрдики давалғуп турған вәзийәт, болупму уйғурларға болған бесимниң күндин - күнгә ешип бериши уни үчинчи бир әлгә кетишкә мәҗбурлайду. У ахирида башқиларниң паспортиға өз рәсимини чаплитиш арқилиқ русийә йоли билән германийигә кетиш қарариға келиду. Тәқдир уни барғансери вәтән билән арилиқи йирақ болған ят әлләргә елип кетиду. У тәвәккүлчилик сәпиридики түрлүк қийинчилиқларни бир - бирләп йеңип ахири германийә туприқини дәссәйду. Шундақ қилип униң явропадики бу ят тупраққа бесилған һаят қәдими башлиниду. Мюнхендики уйғур җамаәтчиликиниң уюшуши билән шу йилларда нәшр қилинған уйғур тилидики “бирлик” журнилида муһәррир болуп ишләйду һәмдә илгири - кейин болуп 5 сан журналниң йоруқлуққа чиқишиға тегишлик һәссисини қошиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.