Һәптилик хәвәрләр (24-30- сентәбир)
2005.09.30
Хитай һөкүмити тәбриклимәктә, уйғурлар матәм тутмақта
Бу йил 10-айниң 1-күни хитай коммунистлири уйғур елини ишғал қилип, алтә йил өткәндин кейин тәсис қилған шинҗаң уйғур аптоном райониниң 50 йиллиқи. Хитайниң тәңри тағ ториниң учуриға қариғанда уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш үчүн уйғур елиға кәлгән хитай мәркизий һөкүмәт вәкилләр өмики уйғур елиниң һәр қайси җайлириға берип, зиярәт қилиш билән бир қатар тәшвиқат -тәрғибатларни елип барди.
Хитай һөкүмити бир тәрәптин һал сораш, тәшвиқ қилиш қатарлиқ паалийәтлирини күчәйтсә, йәнә бир тәрәптин зор сандики сақчи қошунлирини ишқа селип, үрүмчи қатарлиқ чоң шәһәрләрдики уйғурлар зич җайлашқан орунларға болған контрол қилишниму күчәйтиш билән салаһийәт тәкшүрүш, тутқун қилишниму кеңәйтмәктә. Хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида уйғур қатарлиқ милләтләрниң коммунистик партийиниң "миллий территорийилик аптономийә сияситидин толуқ бәһримән болуп, өз аилисигә өзлири игә болуватқанлиқи", "компартийиниң рәһбәрликидә аләмшумул тәрәққиятларға еришкәнлики", "милләтләр иттипақлиқиниң наһайити яхши, җәмийәтниң тинч вә муқим һәм параван икәнлики" қатарлиқ мәзмунлар асасий нуқта қилған.
Хитай мәркизий һөкүмәт вәкилләр өмикиниң башлиқи, хитай сиясий қанун комитетиниң секритари ло гән һәммила йәрдә муқимлиқни тәкитләп вә үч хил күчләргә зәрбә беришни тәләп қилған.
Өз пикирлирини ашкара оттуриға қоюш пурситигә еришкән чәтәлләрдики уйғурлар вә уйғур тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға вәдә қилған аптономийә һоқуқлири бәрмигәнликини, уларниң сиясий, кишилик вә башқа һәммә һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқини оттуриға қоюшмақта.
Хәвәрләргә қариғанда америка ташқи ишлар министирлиқи өз пуқралириниң бирәр хейим-хәтәргә учрап қелишидин әндишә қилип, уларға уйғур елиға бармаслиқ һәққидә агаһландуруш бәргән.
Хитайға қарши наразилиқ намайишлири елип берилди
10-Айниң 1-күниниң хитай һөкүмити үчүн шатлиқ -той күни болсиму, әмма уйғурлар үчүн матәм күни икәнликини тәкитлигән дуняниң бир қисим җайлиридики уйғурлар түрлүк шәкилдики наразилиқ паалийәтлири вә намайишларни елип барди. Америка уйғурлири, җүмә күни вашингтондики хитай әлчиханиси алдиға йиғилип, хитайниң шәрқий түркистанни бесивалғанлиқиниң 56 йиллиқи мунасивити билән наразилиқ намайиши өткүзди. Америка пайтәхти әтрапидики виргиниа, марйланд шитатлиридин кәлгән уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини тәнқид қилидиған түрлүк шоарларни товлашти.
Уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини ечилди
30-Сентәбир күни қазақистанниң пайтәхти алмута шәһиридә қазақистан пәнләр академийисиниң қармиғидики ғоҗаәхмәт сәдвақосоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң тәшкиллиши билән хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
Бу йиғинға оттура асия җумһурийәтлириниң бир қисим уйғуршунаслиридин башқа йәнә, америка, японийә вә хитайдин кәлгән мәлум сандики алимларму иштирак қилип, өз илмий доклатлирини оқуп өтти.
Йиғинда асаслиқи, уйғур тили вә мәдәнийити, тарихи вә иҗтимаий-иқтисад мәсилилири музакирә қилинди. Қазақистандики хәлқара характерлиқ уйғуршунаслиқ йиғинлириниң ахирқи қетимлиқи 1991-йили совет иттипақи йимирилиш һарписида өткүзүлгән болуп, бу қетимқиси гәрчә униңға қариғанда даирә җәһәттин кичикрәк болсиму, әмма йәнила хәлқаралиқ түс алған вә йеңи сиясий вәзийәт астида өткүзүлгән.
Уйғуршунаслиқ пени сабиқ совет иттипақи дәвридә наһайити тәрәққи қилған болуп, атақлиқ уйғур алимлиридин ғоҗаәхмәт садвақасоп, мурат һәмрайев, туғлуқҗан талипов һәм рус уйғуршунаслиридин с. Малоп, в. Бартолд, д. Васлийев вә с. Клияшторний қатарлиқ хәлқара сәвийилик нәтиҗиләрни яратқан иди. Һазир қазақистанда йәнә мәлум санда уйғуршунаслар өз илмий паалийәтлирини давамлаштурмақта.
Корла шәһәр башлиқиниң сирлиқ өлүми
Өткән һәптидә корла шәһириниң башлиқи 43 яшлиқ мутәллип йүсүп, намәлум сәвәбләр түпәйлидин өзини өлтүрүвалған. Әмма хитай даирилири дәсләптә уни мәхпий тутқан болсим, бирақ кейин ашкарилиған лекин, сәвәбини чүшәндүрмигән. Корла шәһириниң 7 нәпәр башлиқи бар болуп, униң бәш нәпири хитайдур. Һазир җәмийәттә мутәллип йүсүпниң өлүми һәққидә түрлүк учурлар тарқилип йүрмәктә. Һазирғичә униң өлтүрүлгәнлики вә яки өзини өлтүрүвалғанлиқи һәққидиму ениқ учур тарқитилмиған.
явропа иттипақи өзбекистанға қорал-ярақ чәклимиси қоймақчи
Рейтерс агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, явропа иттипақи өткән дүшәнбә күни өзбекистанға қорал сетип бәрмәслик һәққидә вә башқа мәсилиләр бойичә қарар қобул қилди. Бу әнҗан вәқәси билән мунасивәтлик икән. Хәвәрләргә қариғанда америкиму өз қошунлирини өзбекистандики базисидин елип чиқип кетишни башлайдиғанлиқини билдүрди. Әмма ташкәнт рәһбири русийә вә хитай билән болған һәмкарлиқлирини техиму күчәйтмәктә.
Америка парламент әзалири америкини" бир хитай " сияситигә қайта баһа беришкә чақирди
Америкидики мирас фонди җәмийити сәйшәнбә күни америка пайтәхти вашингтонда " тәйвән боғузини қайта орунлаштуруш", " бир хитай сияситидин башқа, реаллиққа мас келидиған бирәр таллаш йоли барму? " дегән темида муһакимә йиғини өткүзди. Йиғинда америка дөләт мәҗлисиниң тәйвән ишлири комитетиниң рәиси стивә шабот америкиниң нөвәттики бир хитай сияситигә өзгәртиш киргүзүш керәкликини оттуриға қойди.У тәйвәнниң чоқум өзини күчләндүрүши лазимлиқини тәкитлиди. (Үмидвар)