Һәптилик хәвәрләр (17-23-март)
2007.03.23
Хәлқаралиқ 7 тәшкилат хитайниң рабийә қадирни әйиблигән баянатини рәт қилди
Хәлқаралиқ йәттә тәшкилат хитайни тәнқид қилип баянат елан қилди. Хәлқара рафто кишилик һоқуқ тәшкилати, хитай кишилик һоқуқ тәшкилати, кишилик һоқуқ сарийи фонди, тинчлиқ вә адаләт тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ 7 хәлқара тәшкилат бирләшмә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң явропа иттипақида турушлуқ әлчилик орниниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийиға қаратқан әйибләшлирини тәнқид қилди һәмдә явропа парламәнтидин хитайниң бу әйибләшлирини етибарсиз қалдурушни тәләп қилди. Уларниң баянатида мундақ дейилгән:
"Террорчилиққа қарши елип бериливатқан күрәштә, кишилик һәқ-һоқуқлири дәхли тәрүзгә учримаслиқи керәк. Рабийә ханимниң риясәтчиликидики дуня уйғур қурултийи вә униң рәһбәрлири мушу принсипларниң әмәлгә ешиши үчүн паалийәт елип бериватиду. Биз рабийә ханим рәһбәрликидики дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлирини қоллап-қувәтләштин пәхирлинимиз "
Демократийә тәрбийиси йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән уйғур аял вәкиллири радиомизда зиярәттә болди
Баш шитаби америкиға җайлашқан уйғур инсан һәқлири вә демократийә фонди җәмийити, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң орунлаштуруши һәм америка демократийини илгири сүрүш фондиниң қоллиши билән америкиниң пайтәхти вашингтонда уйғур аяллирини демократийә билимлири билән тәрбийиләш йиғини ачти. Бу йиғинға америкида яшайдиған уйғур аяллиридин башқа йәнә қазақистан, шветсийә, австралийә вә башқа дөләтләрдин кәлгән бир қисим аял вәкилләр қатнашти. Йиғинда рабийә қадир ечилиш нутқи сөзлиди. Америкидики хәлқаралиқ инсан һоқуқи вә демократийә тәшкилатлириниң бир қисим әрбаблири демократийә билимлири һәққидә мәлумат бәрди.
Уйғур елидә әйдиз бимарлири йәнә көпәйди
Франсийә агентлиқиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, 21 - март күни асиялиқ медитсина мутәхәссислири бирлишип асия қитәсидә күнсайин өрләватқан әйдиз апитигә дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғашқа чақирди.
Статистиклиқ мәлуматларға қариғанда, асияда байқалған әйдиз бимарлири сәккиз милйон әтрапида болуп, өткән йили 600 миңдин артуқ адәм бу кесәл билән өлгән.
Уйғур аптоном райони сәһийә тармақлириниң ашкарилишичә, бу йил үрүмчидә 6936 нәпәр адәмниң әйдиз вируси билән юқумланғанлиқи ениқланған болуп, өткән йилидикидин 2051 нәпәр ашқан. Әйдиз нөвәттә, уйғур елидә тез сүрәттә көпәймәктә.
Шәрқи хитайда намайишчи амма билән сақчилар арисида кәскин тоқунуш болди
Бирләшмә агентлиқиниң 22 - март бейҗиңдин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, җәнубий хитайда миңлиған амма өз йезисиниң шәһәргә қошулуп кетишигә қарши наразилиқлирини билдүрүп намайиш елип барған. Намайиш җәрянида сақчилар билән намайишчи амма арисида кәскин тоқунушлар болған. Бу тоқунуш җаң ши өлкисиниң гуйши наһийисидә йүз бәргән болуп, гәрчә һөкүмәт тәрәп намайишчиларниң 200 әтрапида икәнликини ейтсиму, лекин башқа учурлар 10 миң әтрапида икәнликини билдүрмәктә. Тоқунуш җәрянида 40 нәччә адәм яриланған.
Америка һәрбий әмәлдари хитайда зиярәттә болди
Франсийә агентлиқиниң 22 - март бейҗиңдин бәргән хәвиригә қариғанда, америка һәрбий ишлар баш қомандани петер пәйс, хитайниң һәрбий қоманданлири билән сөһбәт өткүзүш үчүн бейҗиңға кәлгән. Америка һәрбий вәкилләр өмики хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән, һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәиси го бошиң вә хитай армийисиниң қомандани билән көрүшүп, икки дөләт һәрбий мунасивәтлири һәм тәйвән мәсилиси һәққидә сөһбәтләшкән.
Пакистанниң гувадар портида ечилиш мурасими өткүзүлди
Пакистан президенти пәрвез мушәррәп сәйшәнбә күни, пакистанниң белуҗистан өлкисиниң әрәб деңизиға ечилған қирғиқида хитайниң пули вә техника ярдими билән ясалған гувадар портини хизмәткә ачти. Сиясий мулаһизичиләр, истратегийилик әһмийәткә игә гувадар портини, хитайниң мол нефит мәнбәсигә игә оттура шәрқ райониға ечилған тунҗи дәрвазиси һәм һинди окян райониға чиқиш еғизи дәп қаримақта. Хитай йәнә уйғур ели билән пакистанни туташтуридиған төмүр йоли қурулуш пиланини башлиған болуп, әгәрдә бу йол пүтсә хитай гувадар порти арқилиқ еришкән нефитләрни бу төмүр йол билән хитайға елип келиши мумкин икән.
Таҗикистан президенти имам әли рахманоф исим фамилини ислаһат қилмақчи
Таҗикистан президенти имам әли рахманоф өткән чаршәнбә күни алимлар, язғучилар вә мәшһур җамаәт әрбаблири тәклип қилинған бир йиғинда "мән исмимниң ахиридики рус әнәнси бойичә қолланған - "ов дегән қошумчини елип ташлаймән, буниңдин кейин миниң исмим имам әли рахман дәп атилиду" дәп җакарлиған.
Бу вәқә оттура асиядики бир йеңилиқ болуп, оттура асиялиқларниң һәммиси русчә фамилә қоллиниш адити бойичә әрләр "ов, йев", аяллар "йәва", "ова" қошумчилирини ишлитип кәлгән. Советләр иттипақи йиқилған дәсләпки чағларда бу қошумчиларни еливетиш пикирлири мәйданға чиққан болсиму, бирақ йәнила әмәлгә ашмиған иди. 60-Йилларға қәдәр уйғур дияридиму бу адәт қоллинилған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-март)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – март)
- Һәптилик хәвәрләр (24-феврал-2-март)
- Һәптилик хәвәрләр (17-23-феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (10-16-фебрал)
- Һәптилик хәвәрләр (3 – 9 – феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (27 – январ – 2 – феврал)
- Һәптилик хәвәрләр (20- 26 – январ)
- Һәптилик хәвәрләр (13 - 19 - январ)
- Һәптилик хәвәрләр (6 – 12 – январ)