Уйғур илидә йүз бәргән апәтләрниң әһвали толуқ елан қилинмайду
2008.02.07
Хитай хәвәр агентлиқи пәйшәнбә күни, уйғур илиниң қәшқәр, қизилсу, хотән қатарлиқ җайлирида йүз бәргән апәтниң 33 йилдин буян көрүлүп бақмиған еғир бир апәт икәнликини елан қилип, пәқәт юқирида тилға елинған җайлардила 300 миң адәмниң апәткә учриғанлиқини, 44 миң 550 миң туяқ чарва малниң өлгәнликини , буниңдин келип чиққан иқтисади зиянниң 84 милйон йүәндин ешип кәткәнликини елан қилди.
Гәрчә хитай тәшвиқат вастилири, һөкүмәтниң уйғур илидә апәткә учриған хәлқни яхши орунлаштурғанлиқини җар селип кәлгән болсиму, бирақ истансимизниң бивастә апәт районлириға телефун уруп игилигән әһваллиридин қариғанда, уйғур илидики апәт әһвали һәққидә толуқ мәлумат берилмигән шундақла апәттин қутқузуш ишлири яхши елип берилмиған .
Буниңдин сирт, хитай районлирида йүз бәргән апәт әһвали хитай мәтбуатлирида кәң тәшвиқ қилинған болғачқа, бу районларниң мәйли хитай һөкүмитиниң болсун вә яки хәлқараниң болсун апәттин қутқузуш ярдимигә еришиш нисбити шуниңдәк бир қисим зиянларниң орнини толуқлаш нисбити интайин юқири болидикән.
Көзәткүчиләр, уйғур илидә йүз беридиған тәбиий апәт вә башқа сәвәбләрдин мәйданға кәлгән һәр хил апәтләрниң толуқ статстика буйичә елан қилинмайдиғанлиқини билдүрүш билән биргә , хитай һүкүмитиниң уйғур илидә йүз бәргән һәр қандақ бир вәқәни ашкарилимаслиққа тиришидиғанлиқини көрсәтти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Нур бәкри чаған байрими келиш билән тәң хитай армийисини вә төһпикарларни һейтлаш билән алдираш
- Дехүй сода базирида от апитигә учриған дукандарлар пүтүнләй төләмгә еришип қайта тиҗаритини башлиди
- Хитай һаварайи тармақлири қара апитигә тәйярлиқ қилалмиғанлиқини иқрар қилди
- Хитайда қар апити давамлашмақта
- Қар апити вә соғуқ температура хитай һәм уйғур елини паләч һалға чүшүрүп қойди
- Хитайда йүз бәргән қар апити хитай иқтисадиға зор тәсир көрситиши мумкин
- Хитайда қар апти