Хитай кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң докилатидики тәнқидләрни рәт қилди
2005.04.12
Хитай ташқи ишлар министирлиқи сәйшәнбә күни баянат елан қилип, кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң "дуня миқясидики терроризмға қарши туруш уруш, хитай һөкүмитигә уйғурларниң диний етиқат әркинликини бастуруш үчүн қалтис пурсәт яратқанлиқи" тоғрисидики доклатини рәт қилди.
Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң доклатида, "әң тинч усуллар билән елип берилған диний ибадәтләрни қобул қилалмиған партийә вә һөкүмәт, диндарларни қолға елиш, тән җазаси бериш шундақла өлүм җазаси билән җазалимақта ," дәп көрсәткән. Амма хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати бейҗиңниң шинҗаңдики сияситини "астин - үстин" қилип көрсәткән, дәп әйиплиди.
Чин гаңниң тәкитлишичә, хитайниң уйғурларға тутқан сиясити етник вә диний асасларға таянмайдикән. У мундақ дәйду: " шинҗаңдики милләтләр асаси қанун бойичә диний етиқат әркинликигә игә. Улар диний ибадәт әркинликини өз ичигә алған барлиқ һоқуқлардин бәһриман боливатиду." Амма чин гаң шәрқий түркистан һәрикитини хәлқара тероризимниң бир қисими, дәп тәкитлиди.
Көзүтүш тәшкилати, "даириләр терроризмни ички - ташқий истималда қоллинип , еғир җазаларни аталмиш бөлгүнчиләрниң һәрикитигә қарши қолланмақта," дәп әскәрткән . Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң доклатида көрситилишичә, хитайлар исламни уйғур миллий кимликиниң күчийишидики асас, дәп қарап, уйғур милләтчиликидики ислам амиллирини боғмақтикән. Амма чин гаң, " биз терроризим билән диний вә етник мәсилиләрни арлаштурувәтмәсликимиз керәк," дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: уйғурларға қаритилған диний бесим күчлүк
- Хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликини боғуватиду
- Хитай, америкиниң кишилик һоқуқ доклатидики әйипләшләрни рәт қилди
- Америка ташқи ишлар министирлиқи, хитайдики кишилик һоқуқ тоғрисида йиллиқ доклат елан қилди
- Америка хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдикән