Бейҗиң : олимпик мәзгилидә елип берилидиған наразилиқ һәрикәтлиригә чәклимә қойди
2008.03.13
Хитай һөкүмәт хадими пәйшәнбә күни, бейҗиңда олимпик мурасими өткүзүлүватқан пәйттә, һәр қандақ бир җоңгу пуқраси вә яки чәтәл пуқрасиниң наразилиқ һәрикити елип бериш үчүн, алдин рухсәткә еришиши керәкликини алаһидә тәкитлиди.
Франсийә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, бейҗиң шәһириниң муавин шәһәр башлиқи лю мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилип, бейҗиң олимпик мурасими өткүзүлүватқанда һәр қандақ наразилиқ паалийәтлириниң, сақчи органлириниң рухсити буйичә қанунға риайә қилған асаста елип берилидиғанлиқини, мәйли җуңголуқ яки чәтәллик болушидин қәти нәзәр, барлиқ кишиләрниң мунасивәтлик қанунларға бойсунуши керәкликини оттуриға қойди. У сөзидә йәнә, наразилиқ билдүргүчиләрниң бейҗиң шәһәрлик әдилийә тармақлириға илтимас сунушини, әдилийә тармақлириниң җуңгониң қануни буйичә, илтимасни қобул қилиш вә рәт қилиш һоқуқиға игә икәнликини билдүрди.
Бирақ хәвәрдә, илгири җуңго коммунистик партийиси вә һөкүмитигә қаритилған наразилиқ намайиши елип бериш илтимаслириға һечқачан рухсәт берилип бақмиғанлиқи алаһидә тилға елинған болуп, франсийә агентлиқи бейҗиңда турушлуқ йе гочаң исимлик бир пуқраниң сөзини нәқил кәлтүрүп, униң акиси йе гуҗуаңниң һөкүмәткә сунған намайиш қилиш илтимаси сәвәблик қолға елинғанлиқини һәтта бир қанчә йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинғанлиқини ашкарилиди.
Истансимиз игилигән мәлуматлардин қариғанда, хитай олимпик мунасивити билән ялғуз бейҗиңдики назаритини күчәйтипла қалмай, башқа районларға қаратқан бастурушлириниму алаһидә күчәйтмәктә. Болупму тибәт вә уйғур елидә наразилиқ билдүргүчиләрни һәмдә намайишчиларни бастуруш һәрикәтлирини қозғап, нәччә йүзлигән адәмни қолға алған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң террорлуқ һуҗум һәққидики баянати уйғурлар тоғрисидики йеңи мулаһизиләргә йол ачти
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисида рухсәтсиз намайиш қилишқа болмайдиғанлиқини җакарлиди
- Хитай һөкүмити лхасада тибәтләрниң намайишини бастурғанлиқини етирап қилди
- " Айропилан булаш вәқәси" ниң сир пәрдиси террорлуқ тәһдитниң растлиқиға гуман пәйда қилди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Далай лама 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қоллайдиғанлиқини билдүрди
- Әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд хитайни лүкчәк дөләтләр билән һәмтавақ болмаслиққа чақирди
- "Һәқ - һоқуқимизни вә қәдир - қиммитимизни қайтуруп алимиз "
- Сичуәндә нәччә миң ишчи иш һәққигә нарази болуп иш ташлиди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Хитай бейҗиң хәлқара айродроминиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти