Хитайда қуш зукими сәвәбидин йәнә бир киши қаза қилди


2005.12.29

Хитай һөкүмити 28‏-декабир күни хитайда йәнә бир кишиниң қуш зукими кесәллики билән өлгәнликини билдүрди. Хитай һөкүмәт мәтбуатиниң хәвиригә асасланғанда, фуҗйән өлкиси сәнмиң шәһиридә җу фамилилик 41 яштики бир аял ишчи қуш зукими кесәллики билән өлгән. Бу хитайда қуш зукими билән өлгән 7‏-адәм икән.

8‏-Декабир күни дохтурханиға ятқузулған җу, 21‏-декабир күни өлгән. Дәсләпки тәкшүрүшләрдә униң қуш зукими кесәлликигә гириптар болғанлиқи ениқланмиған. Әмма кейинки тәкшүрүшләрдә униңда қуш зукими кесәлликиниң барлиқи байқалған.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җу билән йеқин мунасивәттә болған кишиләр дәрһал тибби тәкшүрүштин өткүзүлгән. Лекин уларда қуш зукими вируси байқалмиған. Хәвәрдә җуниң бу кесәлликни қандақ юқтурувалғанлиқи һәққидә бир немә дейилмигән.

Дуня сәһийә тәшкилати 25‏- декабир күни хитай һөкүмитини қуш зукими кесәлликиниң алдини елиш үчүн, деһқанчилиқ усуллириниму өзгәртишкә чақирған иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.