Ахбаратчилиқ қаидиси

Ахбаратчилиқниң әң юқири өлчәмлиридә қаттиқ чиң туруш, RFA мәқсәт - Нишанлириниң җәвһиридур. Бизниң аңлитишлиримиз вә интернеттә елан қилинған мақалилиримиз вә программилиримиз чоқум тоғра, адил, вә тәңпуңлуқни сақлиған болуши керәк.

 
1.  Радио программилири чоқум тоғра,адил вә битәрәп болуши керәк.

2.  Хадимлар чоқум еғир бесиқ вә тәмкин бир тәләппузни сақлиши, һәр қандақ шәхс, гуруппа вә һөкүмәткә нисбәтән һуҗум қилиш, тәшвиқ қилиш вә һақарәт қилиш қилмишлиридин халـи болуши керәк.

3.  Тәһрир вә мухбирлар һәрқандақ тоқулма вәқә вә шикайәтләрниң шундақла мүҗимәл учурларниң радиода елан қилинмаслиқиға капаләтлик қилиши, мақалиниـи мумкин қәдәр бирдин артуқ мәнбәдин пайдилинип йезиши керәк.

4.  Хадимлар чоқум һәр қандақ бир сиясий партийә, өктичи гуруппа, сүргүндики тәшкилат яки диний гәвдиләрдин хали болуп,һәр қандақ сиясий көз қарашни илгири сүрмәслики керәк.

5.  Хадимлар чоқум, сирттин мақалә  әвәткүчиләрни ениқ тонуштуруши, улар аңлатқан мақалиларниң ахирида, улар оттуриға қойған ой ـ пикирләрниң әркин асия радиосиға вәкиллик қилмайдиғанлиқини ениқ изаһлиши керәк.

6.  Хадимлар башқа ахбарат органлири бәргән соға яки һәқсиз саяһәт тәклиплирини қобул қилмаслиқи керәк.

7.  Хадимлар башқа ахбарат мәнбәлиридин муһим хәвәрләрни алғинида, уларниң әҗрини һөрмәтләп, толуқ изаһ бериши керәк.

 8.  Хадимлар аңлитиш җәрянида, көзгә көринәрлик хаталиқ садир қилса,уни радио аңлиғучилар алдида итирап қилип, мумкин қәдәр тиз түзитиши керәк.

9.  Хадимлар сирттин, мәсулийәтлирини боғудиған хизмәтләрни қобул қилмаслиқи, асаслиқ мәсулийити бар һәр қандақ хизмәтчи сиртта, әркин асия радиосиға мунасивәтлик болған нотуқ сөзләш яки аммивий сорунларда оттуриға чиқиш қатарлиқ паалийәтләр билән шоғулланғинида чоқум, алди билән бөлүм башлиқиниң вә хизмәтчиләр мулазимәт ишханисиниң рухситини елиши керәк.

10.  Мухбирлар учур топлаш җәрянида, өзини жорналисттин башқа салаһийәт билән көрсәтмәслики керәк.

11.  Тохтам арқилиқ сирттин  вәзипә алған язғучи, обзорчи, тарихчи қатарлиқ мутәхәссисләр, бәзидә әркин муназирә яки илмий муһакимиләрдә программилиримизға саһибхан болиду.Қандақ болушидин қәтий нәзәр, уларниң әсәрлирини тәһрирләш,  бериш ـ бәрмәслик һоқуқи радиода болиду. Сирттин тохтам билән ишләйдиған хадимлар,чоқум тоғра вә адил болуштәк юқири өлчәмгә риайә қилиши керәк.

12.  Хадимлар, чоқум радио аңлиғучиларни зорлуқ һәрикәтләргә күшкүртидиған, исян көтиришкә вә кәң көләмлик көчүшкә илһам беридиған хаһишлардин узақ турушимиз керәк. Гәрчә асиядики бәзи дөләтләрниң тәшвиқат органлири бизгә боһтан чаплисиму, биз һәргизму һөкүмәтләрни ағдуруп ташлаштәк һәрикәтләр билән шоғулланмаймиз. Әксичә, биз демократик қиммәт қаришини тикләш, мәтбуат  әркинликини һимайә қилиш һәмдә охшаш болмиған қарашларни ипадиләшкә мәйдан һазирлап бериш қатарлиқ хизмәтләр билән шоғуллинимиз.

 

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org