Уйғурларниң дүшмини ким ?
Обзорчимиз пәрһат муһәммиди
2009-06-23
Мана бу соал, йеқинқи мәзгилләрдин буян, болупму гүәнтанамо түрмисидики 4 нәпәр уйғур қоюп бирилип әнгилийә контроллуқи астидики җәннәт макан - Бермуда тақим араллириға орунлаштурулғандин кейин ғәрб мәтбуатлирида әң көп талаш - Тартиш қилиниватқан асаслиқ темиларниң биридин ибарәт.
Әмилийәттә болса, ғәрб әллириниң бу соалниң һәқиқий җавабиға қизиқишиниң мәлум сәвәблири бар, чүнки хитай һакимийити америкида йүз бәргән "11 - Синтәбир " террор вәқәсидин буян пүтүн уйғур миллий һәрикитини дуня сиясий сәһнилиридә қандақтур осама бинладин вә униң әл қаидә тәшкилати билән алақиси бар " террорчи һәрикәт" дәп қарилап кәлмәктә.
Мәйли тинчлиқ шәклидә һәрикәт елип барған болсун яки қораллиқ күрәш қилған болсун, омумән хитай һакимийитигә вә униң зулмиға қарши турған яки етираз билдүргән уйғурларниң һәммисигила қара - Қоюқ һалда " шәрқий түркистан террорчилири " дегән қалпақ кәйдүрүлгән болуп, хитайниң мәқсити, уйғурларниң һәққаний миллий һәрикитини хәлқара террорчилиқниң бир парчиси қилип көрситиш иди.
Хитайниң бу җәһәттә тинимсиз һалда елип барған қарилаш һәрикити, ғәрб әллири арисида қисмән қаймуқтуруш ролиниму ойниған, мәсилән, " шәрқий түркистан ислам һәрикити" тәшкилатиниң бирләшкән дөвләтләр тәшкилати тәрипидин " террорчи тәшкилат " дәп елан қилинғанлиқи вә 22 нәпәр уйғурниң афғанистан вә пакистанларда америка тәрипидин " террор гумандари " дәп тутқун қилинип гүәнтанамо түрмисигә қамалғанлиқи, хитай һакимийитиниң чәтәлләрдә елип барған ғайәт зор қарилаш кампанийисиниң вә төһмәтхорлуқиниң бивастә мәһсули иди.
Әслидә хитайниң көңлигә пүккән муддиаси, " уйғурларниң дүшмини пәқәт бизла әмәс, әл - Қаидәниң дүшмини уйғурниңму дүшмини " дегән қарашни дуня җамаәтчиликиниң каллисиға сиңдүрүш, бу арқилиқ өзлириниң уйғур хәлқи үстидин елип барған җинайи қилмишлирини йошуруштин ибарәт иди.
Чүнки хәлқара террорлуқниң баш мәнбийи һесабланған әл қаидә вә униң иттпақдиши талибанниң " дүшмән " лирини санап түгитиш мумкин әмәс, уларниң нәзиридә өзлириниң әсәбий вә радикал идеологийисигә қарши турғанлики пүтүн инсанлар, шундақла демократийә вә кишилик һоқоқни яқлиғучи демократик әлләрниң һәммисила " дүшмән күч " тин ибарәт.
Уларму худди хитай һакимийитидәк, " демократийә " вә " кишилик һоқоқ " дегән кәлимиләрдин нәпрәт қилиду, өзлириниң дуня қаришини вә идеологийисини башқиларға тәһдит вә террорлиқ усоллар билән зорлап қобул қилдурушқа тиришиду.
Демәк, хитай һакимийитиниң уйғур миллий һәрикитини әл қаидә билән алақидар қилип көрситишкә урунуши, уйғурлар үчүн сүний дүшмән пәйда қилиш вә демократик әлләрдә уйғур миллий һәрикитигә қарита өчмәнлик вә гуман туйғуси пәйда қилишни мәқсәт қилған интайин әхлақсиз вә зәһәрхәндә бир һәрикәт иди.
Әмма уйғур хәлқи вә уйғур миллий һәрикити хитай һакимийитиниң бу хил сиясий сүйиқәстигә өзлириниң әмәлий һәрикити арқилиқ җаваб қайтурди вә дуня җамаәтчилики алдидиму өзлиригә зулум силиватқан хитай һакимийитидин башқа дүшмининиң мәвҗут әмәсликини испатлиди.
Мәсилән, германийә долқунлири радиосида елан қилинған, " 4 нәпәр уйғур тутқун бермуда араллирида йеңи һаятқа қәдәм басти " дегән мавзудики бир мақалидә уйғурларниң дүшмини ким дегән соалға җавабән, гүәнтанамодики бир уйғур тутқунниң америка сотида қилған, " бизниң пәқәт бирла дүшминимиз бар, у болсиму хитай һакимийитидин ибарәт. Хитайлар чоң - Кичик, әр - Аял дәп айримастин һәммимизгә зулум салди, хорлиди, һәтта аниларниң қосиқидики бовақларниму сақ қоймиди!" дегән сөзлири йәр алған иди.
Юқириқи җаваб маһийәттә болса, хитайниң дөләт террор сиясити астида яшаватқан уйғурларниң ортақ туйғуси вә қаришидин ибарәт. Уйғурларниң хитай һакимийитини дүшмән дәп қариши вә униңға қарши һәрикәт илип беришиниң әҗәбләнгидәк йири йоқ.
Чүнки зулумға, бесимға, хорлуққа вә адаләтсизликкә қарши өзини мудапиә қилиш вә униңдин қутулуш үчүн күрәш қилиш болса, бир инсан яки милләтниң әң әқәлли демократик һәқ - Һоқуқи һесаблиниду.
Әслидә хитай һакимийитиниң өзиниң мустәмликиси вә зулми астида хорлинип яшаватқан уйғур хәлқидин хитайлар билән иттипақлишишни вә шәрқий түркистан райониниң муқимлиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилишиниң өзила чикидин ашқан бир мутиһәмлик иди.
Германийә долқунлири радиосида елан қилинған мәзкур мақалидә йәнә, " америка соти бу уйғурлар үстидин гунаһсиз дәп һөкүм чиқарған болсиму, әмма уларни хитайға қайтуруш мумкин әмәс, чүнки хитай буларни дөләт дүшмини дәп қарайду, хитайда уларни күтүп турғини пәқәтла қийин - Қистақтин ибарәт " дәп көрситилгән болуп, хитай һакимийитиниң нәзиридиму өзигә қарши чиққучи уйғурларниң һәммисиниң дөләт дүшмини дәп қарилип өч илиш нишани қилинидиғанлиқи очуқчә ипадә қилинған иди.
Маһийәттә болса, ғәрб мәтбуатлириниң, " уйғурларниң хитайдин башқа дүшмини йоқ " дәп баһа биришиниңму бәлгилик тарихий асаси бар иди.
Чүнки, коммунист хитай шәрқий түркистанни ишғал қилған 1949 - Йилидин таки һазирғичә болған узун бир җәрян ичидә, уйғурларниң вәтән ичи вә сиртида илип барған миллий һәрикәтлиридә хитайдин башқа бир дөләт яки милләт зәрбә бириш нишани қилинған бирму һәрикәт садир болмиди.
Хитайниң рәсмий статистикилирида көрситилишичә, нөвәттә шәрқий түркистанға мәбләғ салған дөләтләрниң сани 100 гә йиқин болуп, улар тәрипидин қурулған завут, кан - Карханиларниң сани бир қанчә йүздин ашиду, әмма таки һазирға қәдәр бу райондики бирму чәтәл карханиси уйғур миллий һәрикитиниң зәрбисигә яки бузғунчилиқиға учрап баққан әмәс.
Нөвәттә шәрқий түркистанға йилда килидиған чәтәллик саяһәтчиләрниң сани оттура һесаб билән 500 миңдин ашиду, һазирғичә уйғур миллий һәрикити уларниң аманлиқиға хәвп кәлтүридиған бирму һәрикәттә болған әмәс !
Дуняда аз көрүлидиған бу өрнәкләр, уйғур хәлқиниң нәқәдәр тинчлиқпәрвәр хәлқ икәнликини муназирә тәләп қилмайдиған һалда очуқчә көрситип турмақта !
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.