Уйғур мусапирлири һәққидә қисқичә анализ

2009-06-25

Һөрмәтлик оқурмәнләр, һәммигә мәлум болғинидәк, 6 - Айниң 20 - Күни болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин бекитилгән " дуня мусапирлар күни" дин ибарәт.


Бу әһмийәтлик күндә дуня җамаәтчилики, уруш сәвәбидин, тәбий апәтләр түпәйлидин, шундақла өзлири турушлуқ дөләтләрдики мустәбит һакимийәтләр вә диктаторларниң сияси вә иқтисади бесими, ирқий айримичилиқ сиясити сәвәбидин сөйүмлүк вәтини вә юрт маканлиридин айрилишқа мәҗбур болған милйонлиған мусапирларниң қайғусиға вә йүрәкләрни ләрзигә салидиған ечинишлиқ тәқдиригә ортақ болушти, инсанларни бу хил ечинишлиқ тәқдиргә мәһкум әткән мустәбит һакимийәтләр пүтүн дуня тәрипидин қаттиқ ләнәтләнди.

Чәтәлләрдә вә өз вәтинидә мусапирлиқ дәрдини тартиватқан милйонлиған уйғурларму, дуня мусапирлар күнини һәсрәт туйғуси ичидә хатирилигүчи мусапир милләтләрниң бири иди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий кеңишиниң санлиқ мәлуматлирида көрситилишичә, нөвәттә пүтүн дуня бойичә юрт - Маканлиридин айрилип ханивәйран болған мусапирларниң омуми сани 42 милйон нәпәр болуп, ечинишлиқ йери шуки, буларниң үчтин икки қисми өз вәтинидә мусапир болуп яшаватқанлардин ибарәт, башқа дөләтләргә қечип чиқип сияси панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болғанларниң сани болса 10 милйондин артуқ.

Уйғур мусапирлар мәсилисиму кейинки йиллардин буян хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә ғәрб демократик әллириниң күчлүк диққәт - Етибарини қозғаватқан мәсилиләрниң бири. Ундақта вәтән ичи вә сиртидики уйғур мусапирлириниң сани зади қанчилик? уларниң нөвәттики вәзийити қандақ? шуниси ениқки, инсанларни юрт - Маканлиридин айрилип мусапир болуп яшашқа мәҗбур қилған асаслиқ амил - Қирғинчилиқ, зулум, бесим, тәһдит, тәқип, тәбий апәт вә қәһәтчилик түпәйлидин келип чиққан еғир ачарчилиқ қатарлиқлардин ибарәт.

Уйғур мусапирларниң өтмүши вә бүгүнини қисқичә тәтқиқ қилғинимизда, уларни бу йолға меңишқа мәҗбур қилған асаслиқ сәвәбниң, һәр қайси дәврләрдә өткән хитай һакимийәтлириниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ, чекидин ашқан зулум вә бесим сияситиниң сәвәбчи болғанлиқини көрүп йитәләймиз! уйғур мусапирлириниму, вәтән сиртидикиләр вә ичидикиләр дәп икки түргә айриш мумкин.

Вәтән сиртидикиләрни елип ейтсақ, бәзи ғәйри рәсмий статистикиләрда көрситилишичә, пәқәтла 30 - Йиллардин һазирға қәдәр чәтәлгә һиҗрәт қилип чиқишқа мәҗбур болған уйғур мусапирлириниң омуми сани тәхминән бир милйон әтрапида болуп, булар дунядики 50 дин артуқ дөләткә таралған, әмма уларниң асаслиқ қисми шәрқий түркистанға қошна әлләрдә яшап кәлмәктә.

Чәтәлләрдики уйғур мусапирлириниң һиҗрәт қилишини төвәндики бирқанчә басқучқа бөлүш мумкин: 1934 - Йили 7 - Айниң оттурилирида, қәшқәрдә қурулған " шәрқий түркистан истиқлал җумһурийити " мәғлуп болғандин кейин,шәрқий түркистанниң җәнубидики ақсу, қәшқәр, атуш, хотән қатарлиқ районлардин бир түркүм юрт каттилири вә миллий инқилаб рәһбәрлири хитайниң зиянкәшлик қилишидин қечип чәтәлгә чиқип кәткән болуп, улар асасән кәшмир, һиндистан, афғанистан, аз бир қисми сәуди әрәбистанға берип панаһланған иди, уларниң ичидики вәкил характерлик зат хотән әмири муһәммәт имин буғра иди.

30 - Йиллардики миллий инқилабниң қалдуқ күчлири, 1937 - Йили генерал мәһмут муһиди,хотән һөкүмитиниң шәйһүл ислами муһәммәт нияз аләмләрниң башчилиқида һиндистанға қечип чиқип панаһланди. 49 - Йили йәнә муһәммәт имин буғра, әйса юсуп алиптекин башчилиқидики уйғур сияси қачқунлар қошуни коммунист хитайниң зиянкәшликидин сақлиниш үчүн кәшмир райониға қечип чиқип һиндистандин панаһлиқ тилигән вә кейин улар туркийә, сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләргә йәрләшкән иди.

50 - Йилларниң ахири вә 60 - Йилларниң башлирида сабиқ "шәрқий туркистан җумһурийити" ниң рәһбәрлиридин абдуруп мәхсум, зия сәмәдийләр башчилиқидики бир қанчә юзмиң уйғур совит иттипақиға қечип чиқип панаһланған, йәнә охшаш мәзгилдә мәшһур уйғур затлиридин абдувәлихан хоҗа, муһәммәт қасим, һөсәйин ғәзничи башчилиқидики бир түркүм уйғурлар афғанистанға келип панаһланған вә кейин туркийиниң қәйсири вилайитигә келип йәрләшкән иди.

Коммунист хитай һөкүмитиниң чеграларни қаттиқ қамал қилиши нәтиҗисидә, 60 - Йиллардин, таки 80 - Йилларниң бешға қәдәр уйғур сияси қачқунларниң чәтәлләргә чиқип панаһлиниш йоллири путунләй кәсип ташланған иди. 80 - Йилларниң башлиридин етибарән, болупму 1990 - Йили йүз бәргән барин инқилабидин кейин, хитайниң сияси зиянкәшликигә вә бесимиға учриған көп сандики уйғур зиялийлири вә диний затлар пакистан, афғанистан, туркийә, оттура асия туркий җумһурийәтлири, йәнә аз бир қисми болса ғәрб әллиригә қечип келип панаһланған иди. Уйғур сиясий қачқунлириниң тәрәққият йолунүшигә қарайдиған болсақ, 97 - Йили ғулҗида юз бәргән " 5 - Феврал " кейин, чәтәлләрдә, болупму ғәрб әллиригә қечип келип сиясий панаһлиқ тилгүчи уйғурларниң саниниң шиддәт билән көпәйгәнликини көрүвелиш мумкин. Бәзи ғәйри рәсмий статистикиларда, " 5 - Феврал " вәқәсидин буян, тәхминән 5000 дин артуқ уйғурниң турлук йоллар билән чәтәлләргә қечип чиққанлиқи баян қилинмақта.

Һазир пәқәт явропадики 10 нәччә дөләттә сиясий панаһлиқ тиләп туруватқан уйғурларниң санила тәхминән 4000 дин ашиду. Ундақта өз вәтинидә вә өз вәтинини ишғал қилип турған хитайда мусапирлиқ дәрдини тартиватқан уйғурларниң әһваличу ? бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий кеңишиниң изаһатида көрситилишичә, ички - Ташқи уруш түпәйлидин, шундақла шу дөләт яки шу райондики һакимийәтләрниң мәҗбурлиши сәвәбидин юрт - Макан вә туралғу җайлиридин, терилғу йери вә хизмитидин айрилип сәрсан болуп йүргәнләрниң һәммиси мусапирлиқ катигорийисигә кириду.

Бу өлчәмни асас қилғанда, хитай һакимийитиниң аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш " дегән сиясити түпәйлидин башқа юртларға мәҗбурий сүргүн қилинған вә хитайниң ички өлкилиригә берип ишләшкә мәҗбур қилинған уйғурларниң һәммиси мусапир һесаблиниду. Хитайниң бәзи санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, хитай һакимийити тәрипидин 2000 - Йили йолға қоюлған аталмиш "чоң ғәрбий шимални ечиш истиратегийилик пилани" дин буян уйғурлар зич олтурақлашқан тарим ойманлиқида йеңидин ечилған нефитлик, кан - Кархана, нефит - Газ туруба линийилири вә ташйоллар түпәйлидин қоро - Җай вә терилғу йәрлири һөкүмәт тәрипидин мусадирә қиливелинған вә бу сәвәбтин юртини ташлап чиқишқа мәҗбур болған йетимчи уйғурлар, шундақла 2003 - Йилидин буян иҗра қилинишқа башланған " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш" дегән сиясәт түпәйлидин башқа юртларға вә хитайниң ички өлкилиригә һәйдәлгән уйғурларниң омуми сани тәхминән икки милйонға йетип бариду. Һазир үрүмчи қатарлиқ чоң шәһәрләрниң кочилириға қарайдиған болсиңиз, җәнобий районлардин һаятлиқ йоли издәп кәлгән уйғур мусапирлар, йәни йетимчиләр билән толуп - Ташқанлиқи көзиңизгә челиқиду.

Қайси бир уйғур өзиниң сөйүмлүк юртини, уруқ - Туғқан, дост - Ярәнлирини вә иллиқ аилисини ташлап башқа юртларда мусапир болушни халисун ? уларни бу " барса кәлмәс йол " ға меңишқа мәҗбур қиливатқан әң асаслиқ амил - Хитай һакимийитиниң чекидин ашқан зулум вә бесим сияситидин ибарәт !    


Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Аңлаш
Авазни көчүрүш
Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org