Хитай намайишчилири: адаләт учүн җәң қилип өлүп кетәйли

2009-06-23

Дуняда һаятлиққа мәна издигән әмма мустәбитизм һөкүм сүрүватқан иранниң пайтәхти теһранда демократизм билән мустәбитизм оттурисида сайламға мунасивәтлик партлиған намайиш қан төкүшкә айлинип кәткәндә, хитайда хуби өлкисиниң шишу шәһиридә зор көләмлик намайиш партлап, намайиш сақчилар билән тоқунушқа айланди.


Пәлсәпә, җимлиқ ичидә һәрикәт болиду, һәрикәт җәрянида җимлиқ болиду, җәмийәт тәрәққиятиниң чәксиз заманида җимлиқму ниспи болиду, һәрикәтму ниспи болиду дәп тәлим бәргән. Олимпик мурасими ахирлашқандин кейин, хитай җәмийити асаси җәһәттин җимлиқ ичидә һәрикәт қилди. Хитай зиялийлири 2009‏ - Йили хитай җәмийитидә интайин зор өзгириш болиду, дәйдиған қияс биләнла қелишқан иди. Күтүлмигәндә шишу шәһиридә партлиған намайиш, бейҗиңда партлиған намайиш,шәндуң өлкисиниң дуңмиң наһийисидә булғиништин рак кесилигә гериптар болған кишиләрниң "қозғилаң хитабнамиси" елан қилип: мәғлуп болимиз, өлүп китимиз, лекин адаләт учүн җәң қилип өлүп кетәйли, дейиши билән 40 - 50 Миң кишиниң намайишқа чиқиши, һәқиқәтән җимлиқ ичидә турған хитай җәмийитини һәрикәттики җәмийәткә айландурувәтти. Рияллиқиму тарихтур. Шуңа тарихниң, риял заманниң интайин сәзгүр дәқиқилири болиду. Бу дәқиқиләрдә йүз бәргән вәқәләрниң идийиви хаһиши бир җәмийәт тарихиниң өтмүшигә баһа берип,кәлгүсиниму бәлгиләп қойиду. 1989‏ - Йили йүз бәргән "4 - Июн" вәқәси хитай җәмийитиниң өтмүшигә баһа бәргәндә, әмди хитай җәмийитигә җяң җешичә зораванлиқниң, мавзедуңчә зораванлиқниң керики йоқ дегән.

Бүгүн шишу шәһириниң қәһриманлири йәнә охшашла тинч йол билән намайиш қилип җәсәтниң сәвәбини ениқлап беришни тәләп қилғанда, йитип кәлгән 8 миң нәпәр сақчиға дуч кәлди. Һәтта шишу шәһириниң аяллири бир тәрәптин йиғлап туруп, бир тәрәптин сақчиларға таш етип адаләт тәләп қилди. Әгәр даириләр дөләт машинисини ишқа салидиған болса, пуқралар өлүм билән қаршилиқ көрситиду дәйдиған, зораванлиққа зораванлиқ билән қарши турмақтин башқа чарә йоқ икәнликини көрситип қойди. Кишиләрни һәйран қилидиған көрүнүш шу болдики, хитайниң сақчи қошунлири пуқраларниң зәрбисидин чекинишкә башлиди.

Шинхәй инқилабидин кейин, ички урушқа кирип қалған җуңго җәмийити, япунийә тәслим болғандин кейин сталинниң қол тиқиши арқилиқ йәнә бир қетим ички урушниң қайнимиға кирип қалған җуңго җәмийити, җяң җеши билән мавзедуңниң һоқуқ талишиши арқилиқ қан төкүшкила мәҗбур булуп қалған җәмийәт иди. Шинхәй инқилабидин кейин өткән 40 йил, гоминдаң хитайлириниң қолида уруш билән аяқлашти. Мавзедуң һөкүмранлиқ қилған 26 йил сиясий һәрикәт вә бастуруш билән өтти.

Әмдиликтә ислаһат мусаписини бесип, икки қутупқа айрилған хитай җәмийити бийократ капитализм, иптидаий капитализмниң иптидаий өткүнчи дәври йәни капитализмниң дәсләпки басқучидики явузлуқ, иқтисад билән сиясәтни аз санлиқларниң қолиға мәркәзләштүргән имтиязлиқ капитализм алаһидиликигә игә бир җәмийәтни бәрпа қилғанда, хитай һөкүмити пуқраларниң әқәлли тәләплириниму җавабсиз қалдурди. Шишу шәһәр пуқралири сақчи вә һөкүмәтниң зораванлиқи алдида тәмтирәп қалмиди. Шишу вәқәси интайин назук бир пәйттә партлап чиқти. Бу вәқәму худди "4 - Июн" вәқәсигә охшаш хитай җәмийитиниң өтмүшидин хуласә чиқирип, баһа берип, йәнә хитай җәмийитиниң кәлгүсини бәлгиләп қойди.

Җуңго тинч йол билән өзгириш дәвригә кириши керәкму‏ - Йоқ? яки хитай җәмийити йәнила гоминдаң партийиси бесип өткән йолни, хитайниң коммонистик партийиси бесип өткән йолни бойлап йәнә бир қетим ички урушниң патқиқиға петип қелиши керәкму?


Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.





 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org