Бир уйғурниң хитай түрмилиридики тән җазаси һәққидики баяни вә арзуси
Мухбиримиз миһрибан
2009-06-17
Хитай түрмилиридики тән җазаси мәсилиси, узундин буян хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң диққитини тартип келиватқан мәсилиләрниң бири болуп, әлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң қаришичә, хитай түрмилири дунядики мәһбусларға нисбәтән қийин - Қистақ әң еғир болған түрмиләрдин һесаблинидикән.
RFA Photo / Erkin Tarim
Уйғур дияриниң хотән вилайитидә әркин асия радиосини аңлиғанлиқи үчүн 2003 - Йили 6 - Айниң бешида қолға елинған абдулла әпәнди, 11 - Айғичә қамап қоюлған болуп, бу 5 ай җәрянида еғир дәриҗидә тән җазасиға учриған, тән җазаси җәрянида униң бир қоли мейип болған. Сүрәт, абдулла әпәндиниң икки бармиқи кесилип мейип болған бир қоли.
Бу һәқтә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тән җазасини тәкшүргүчи алий хадими манфирид новак 2005 - Йили 11 - Айниң 21 - Күнидин 12 - Айниң 2 - Күнигичә хитайда 12 күн мәхсус зиярәттә болған мәзгилидә, бейҗиңдики һәмдә тибәт вә уйғур аптоном районидики түрмиләрни зиярәт қилған иди.
Әйни чағда манфирид новак әпәнди, мухбирларниң зияритини қобул қилғанда һәм 2006 - Йили б д т гә йоллиған хитай түрмилири һәққидики доклатида, гәрчә хитай һөкүмити 1996 - Йили тән җазасини чәклигән болсиму, лекин хитай түрмилиридә болупму, уйғур илидики түрмә вә тутуп туруш мәркәзлиридә сақчиларниң сиясий җинайәтчиләрни вәһший усулларда қийнаш әһваллириниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән иди.
Шундақла хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул хадими марк еллисин " қийин - Қистаққа елиш әһвали хитайда интайин омумйүзлүк. Әмма бизниң игилигән мәлуматлиримизға асасланғинимизда, уйғур елидә әң еғир вә вәһший қийин - Қистаққа елиш васитилири қоллинилиду" дәп билдүргән иди.
2005 - Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасини тәкшүрүш алий хадими манфирд новак, уйғур елидә түрмиләрни тәкшүргән мәзгилдә түрмидә ятқан һәм манфирд новак әпәндиниң шу қетимлиқ зияритидә, хитай түрмилиридики қийин - Қистақ һәққидә б д т хадимлириға испат бәргәнлики учун, түрмидики җаза муддити узартилған , хитай түрмисидики қийин - Қистақларниң шаһиди болған, һелиму уйғур елидә яшаватқан, һазирчә исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур әркин асия радиосиниң уйғур бөлүмигә телефон қилип, хитай түрмилиридики қийин - Қистақ һәққидә оз бешидин кәчүргән кәчүрмишлирини һәм өзи көргән бир қисим әһвалларни бизгә инкас қилди.
Өзиниң 10 нәччә йиллиқ һаятини хитай түрмилиридә өткүзгән бу киши хитай түрмисидики қийнақ дәстидин саламәтликидин айрилған, мәҗруһ болған һәтта өлүп кәткән уйғур мәһбуслириниң әһвалини баян қилди. У, өзиниң түрмидә ятқан мәзгилидә, сорақ қилиниш җәрянида 120 саәт уйқусиз қалдурулуп қийнақ арқилиқ сорақ қилиниш әһвалини баян қилди.
Хитай түрмилиридә, гундипайларниң һәтта аялларниму чидиғусиз азаблар билән қийнайдиғанлиқини баян қилған бу киши, әйни чағда 70 яш әтрапидики анисиниң 3 данә чишиниң гундипайлар тәрипидин суғуривилинғанлиқиниму баян қилди.
Биз бу киши тәминлигән учурға асасән хитай түрмисидә ятқан йәнә бир уйғурдинму хитай түрмисидики қийин - Қистақлар һәққидики бәзи учурларға игә болдуқ.
Бизгә хитай түрмилириниң әһвали һәққидә учур йәткүзгән бу киши сөһбитимиз ахирида, өзиниң хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә б д т ниң кишилик һоқуқ комитети қатарлиқ органлириниң уйғур елигә мәхсус адәм әвәтип уйғурларниң нөвәттики әһвалини тәкшүрүшини үмид қилидиғанлиқини һәм өзигә охшаш шаһитларниң уйғурларниң әһвали һәққидә испат беришкә һәр вақит тәййар икәнликини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.