' Уйғур елидә хизмәтчи қобул қилишта миллий кәмситиш хаһишлири изчил давамлашмақта '

2009-06-17

Америка дөләт мәҗлиси башқурушидики хитай ишлири иҗраийә комитети 17 - Июн елан қилған уйғур елиниң нөвәттики вәзийитигә алақидар мулаһизидә, уйғур елидә алим мәктәпни пүттүргән миллий оқуғучилар хизмәт тепиш җәһәттә зор тосалғуларға учрайдиғанлиқи һәмдә һөкүмәт штатидики орунларға хизмәтчи қобул қилишта миллий кәмситиш вә ирқий айримичилик хаһишлириниң кәңри рәвиштә мәвҗут икәнлики оттуриға қоюлған.


Мулаһизә уйғур елигә йәрләштүрүлгән биңтуән тәвәликидә хизмәтчи қобул қилишта миллий кәмситиш хаһишлириниң изчил давамлишип кәлгәнлики, оқутқучи вә башқа хизмәтчиләрни қобул қилишта хитай болмиған кандидатларниң кәмситидиғанлиқи вә хитай болмиған алий мәктәп студентлириниң хизмәт тепишта еғир тосалғуларға йолуқидиғанлиқидин ибарәт мәзмунлар бойичә қанат яйдурулған.

Мулаһизидә, бу йил 7 - Майда, уйғур елидики ишләпчиқириш қурулуш девизийисиниң өз тәвәсигә 984 хизмәтчи қобул қилидиғанлиқи, әмма бу орунларниң 744 ниң хитай хизмәтчиләргә қалдурулуп, қалған 137 орунниң 11 ниң уйғурға, 2 синиң қазақларға, ешип қалғанлириниң хитай вә башқа милләтләргә ортақ қалдурулғанлиқини елан қилғанлиқи көрситилгән вә бу хил кәмситиш характерлик хизмәтчи қобул қилиш хаһишлириниң, "2006 - Йили уйғур аптоном районида чиқирилған хизмәтчи қобул қилиш еланлиридиму садир болған" лиқи оттуриға қоюлған.

Доклатниң оқутқучилиқ хизмәт еланлиридиму миллий кәмситиш мәвҗут намлиқ бөлүмидә,  уйғур елиниң бир қисим вилайәт , областлирида тарқитилған , мәктәпләргә хизмәтчи қобул қилиш еланлирида аз санлиқ милләтләрни кәмситиш хаһишлириниң мәвҗутлуқи көрситилип,:"ақсу вилайитидә мәзкур вилайәт тәвәсидики 436 оқутқучилиқ хизмәт орниниң  347 си хитайларға, қалған 89 орун уйғурларға қалдурулди" дейилгән вә бу йил 8 май, шаяр наһийилик һөкүмәт торида елан қилинған хизмәт еланиға, аз санлқ милләт кандидатлириниң милләт чәклимисидин башқа йәнә, динға ишәнмәйдиған болуши вә диний паалийәтләргә қатнашмаслиқ шәртлири қоюлғанлиқи көрситилгән.

Унуңдин башқа , байинғолин моңғул аптоном области тәвәсидә елан қилинған 500 хизмәт орниниң 413ниң хитайларға сақлинип, қалғанлириниң башқа милләтләргә қалдурулғанлиқи вә уйғур қатарлиқ башқа милләтләргә һөкүмәт хизмәтчиси болуш салаһийитигә игә болуш үчүн улаға тил чәклисиму қоюлидиғанлиқи, кандидатларниң хитай тили өткәл имтиһанидин чоқум өтүши шәртлики илгири сүрүлгән.

Мулаһизидә, хитай һөкүмәт даирилириниң аз санлиқ милләт кандидатлириға бу хилдики шәртләрни қоюштики сәвәбниң арқисиға, "хитай тили асас қилинған қош тил маарип" сияситини илгири сүрүш қәсти йошурунғанлиқи көрситилип, һәтта ақсу вилайити тәвәсидә уйғурлар үчүн қалдурулған 89 орунниң 56 синиң башланғучтин башлап хитайчә мәктәптә оқуған уйғурларға берилидиғанлиқини уқтурғанлиқи оттуриға қоюлған.

Мулаһизиниң уйғур елидики хизмәт пурсити һәққидики қисмида, уйғур елидә оқуш пүттүргән миллий оқуғучиларниң хизмәт тепишта һәр хил тосалғуларға дуч келидиғанлиқи көрситилип, гәрчә аптоном район һөкүмити алий мәктәпни пүттүргән кандидатларниң хизмәткә орунлишиш нисбитини 70 пирсәнттин юқири һаләттә сақлап туруш тоғрисида вәдә бәргән болисиму: " әмма миллий кәмситиш қилмишлири һәққидики дәлил , испатлар һәмдә аз санлиқ милләтләрниң хизмәткә орунлишиши һәққидики бәлгилимиләрниң йолға қоюлуши һәққидики санлиқ мәлуматларниң кәм болуши, юқириқи баянатларниң һәммисигә шүбһә туғдуриду," дейилгән.

Мулаһизидә нәқил елип көрситишичә, шинхуа агентлиқи уйғур ели һөкүмәт даирилириниң алий мәктәп оқуғучилири учун 7000 хизмәт орни һазир қилғанлиқи һәққидә хәвәр бәргәнлики, әмма буларниң ичидә аз санлиқ милләт оқуғучилириниң қанчилик нисбәтни игиләйдиғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигәнлики, биңтуән даирилириниң өз тәвәликидики хизмәт орунлириға гәнсу өлкисидин алий мәктәпни пүттүргән 4400 оқуғучини елип орунлаштурғанлиқи вә уйғур аптоном районида һазир болған 6558 хизмәт орниниң көпинчиси барлиқ милләтләргә охшаш дәп көрситилгән болсиму, хизмәтниң йәнә бир қисминиң, аз санлиқ милләт хадимлириға қалдурулғанлиқини елан қилғанлиқи оттуриға қоюлған вә мулаһизә ахирида хуласә сүпитидә: “шинҗаң уйғу аптоном районида хизмәтчи қобул қилишта һөкүмәт қоллайдиған миллий кәмситиш хаһишлириниң давам етиши вә башқа сиясәтләр бу райондики аз санлиқ милләт пуқралириниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилмақта дәп көрситилгән.

Америка дөләт мәҗлиси башқурушидики хитай ишлири иҗраийә комитети, америка дөләт мәҗлиси вә америкиниң мунасивәтлик дөләт аппаратлириға хитай сиясити вә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәслиһәт вә тәклип берип туридиған һөкүмәт оргини болуп, 2001 - Йили америка дөләт мәҗлиси тәрипидин қурулған.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Аңлаш
Авазни көчүрүш
Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң