Илһам тохти: хәлқимиз ойғақ, миллитимиз инақ

2009-05-15

Һөрмәтлик оқурмәнләр, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, уйғур елидики мәсилиләргә қарита тәнқидий пикирлирини баян қилғандин кейин, униңға қарита мәсилигә алақидар икки тәрәптин инкас қайтти؛ буниң бири хитай һөкүмити, йәнә бири уйғур миллити.

RFA Photo / Shohret Hoshur

2009 - Йили февралниң ахирида, илһам тохти франсийә зияритидә чүшкән сүрити.


Биз өткән җүмә күнки программимизда, илһам тохтиниң һөкүмәт тәрәптин кәлгән инкасқа қарита тәсиратини аңлатқан идуқ؛ бүгүнки программимизда, униң уйғурлардин кәлгән инкасқа қарита тәсирати һәққидә мәлумат беримиз.

Илһам тохти бүгүнки сөзиниң ахирида, уйғурларниң миллий характери үстидә тохтилип, уйғурларниң қаримаққа чечилаңғудәк көрүнидиғанлиқини, әмәлийәттә чоң ишларда тез бирлишәләйдиғанлиқини әскәртти.

Юқиридики аваз улинишидин, илһам тохти билән өткүзгән бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Аңлаш
Авазни көчүрүш
Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң