Мәрһум күрәш күсән мираслири шивитсийә дөләт музийиға талланди
Мухбиримиз вәли
2009-05-15
Мәрһум уйғур компузитори күрәш күсәнниң рәпиқиси, һазир шивитсийидә оқуватқан бәхтигул ханим, мәрһумниң мәдәнийәт мираслири шивитсийә дөләт музийиға талланғанлиқини, 5 - Айниң 19 - Күни башлинидиған көргәзмидин кейин, мәрһумниң музика мираслири һәққидә мәхсус илмий муһакимә өткүзүлидиғанлиқини хәвәр қилди.
RFA Photo
Талантлиқ музикант мәрһум күрәш көсән әпәндиниң радомизни 2006 - Йили 4 - Январда зиярәт қилғанда музика орундап қалдурған хатирә сүрити.
Явропада 19- Вә 20 - Әсрләрдә башланған тәклимакан вә тарим вадиси һәққидики тәтқиқат тохтап қалмиди
Бәхтигул ханимниң баян қилишичә, явропада 19- Вә 20 - Әсрдә башланған тәклимакан вә тарим вадисини тәтқиқ қилиш қизғинлиқи һазирға қәдәр тохтап қалғини йоқ. Бу холасә әмәс, бәлки йәнила давамлишиватқан тәтқиқат. Кәлгүсидә бизниң әвладлиримиз бу нәмунилардин, ядикарлардин өзигә хас болған мәзмунларни байқап чиқииши турған гәп.
Мәрһум күрәш күсәнниң мәдәнийәт мираслирини 'күрәш султан' дегән ибарә арқилиқ гугулдин тепиш мумкин
Бәхтигул ханимниң баян қилишичә, бу йил 4 - Айда дөләтлик аваз архиплири көргәзмисигә мәрһумниң чалғу мираслири, турмуш буюмлири, 'ойған түркстан' намлиқ бәш әлбумини өз ичигә алған музика иҗадийәтлири вә хитайниң атом синақлири арқилиқ уйғурларға кәлтүргән зиян - Зәхмәтлирини ашкарилаш үчүн көрсәткән тиришчанлиқлири, уйғур - Шивит - Енгилиз тиллиридики уйғурчә елипбә қатарлиқ мәдәнийәт мираслири қоюлған вә көргәзмидин кейин 'күрәш султан вә шәрқий түркстан' дегән темида илмий муһакимә өткүзүлгән икән.
Мәрһумниң мәдәнийәт мираслириниң мәзмунлирини 'күрәш султан' дегән ибарә арқилиқ гугулдин издәп тепиш мумкин.
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.