Һәптилик хәвәрләр (17 - Январдин 23 - Январғичә)

2009-01-23

Барак обама президентлиқ вәзиписини тапшурувалди

20 - Январ күни америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән бир йерим милйондин артуқ адәм қатнашқан қәсәмяд мурасимида барак һүсәйин обама қәсәм берип, 44 - Нөвәтлик америка президентилиқ вәзиписини тапшурувалди.

Америкиниң сабиқ президентлиридин җими картер, чоң буш, бил клинтон вә җорҗи буш шуниңдәк бир қанчә нәпәр сабиқ муавин президентлар һәмдә башқа америкиниң юқири дәриҗилик дөләт рәһбәрлири барак обама қәсәмяд қилған нәқ мәйдандин орун елип, америка тарихидики мәзкур зор вәқәгә гуваһ болди.

Барак обама рәпиқиси мишел обаманиң қолидики инҗилни тутуп туруп, икки қизини йениға елип, алий сотчиниң алдида америка асасий қануни бойичә қәсәмяд қилди вә арқидин қисқа, әмма наһайити күчлүк нутуқ сөзлиди. Барак обаманиң қәсәмяд мурасими пүтүн америка вә дуня миқясида телевизийә қаналлири арқилиқ көрситилгән болуп, сан - Санақсиз адәмләр телевизийә қаналлири арқилиқ бу мурасимға дахил болди.

Обаманиң дадиси африқидики кенийә дөлитидин кәлгән мусулман болуп, униң юртидики адәмләр обаманиң президент болғанлиқидин һаяҗанлинип, дағдуға қилип тәбриклигән.

Һиндонозийиниң җакарта шәһиридиму тәнтәнә қилинған болуп, чүнки, обама балилиқ вақитта бу шәһәрдики бир башланғуч мәктәптә оқуған иди.
 
Униңдин башқа йәнә түркийә қатарлиқ мусулман дөләтлири вә явропа әллири, русийә һәм хитайдиму кишиләр чоңқур һаяҗан вә тәнтәнә ичидә мурасимни көргән.

Барак обама 20 - Январ күни чүш вақтидин етибарән рәсмий түрдә америка қошма штатлириниң президенти сүпитидә етирап қилинди һәмдә шу күни дөләт мәҗлиси вә ақ сарайда өткүзүлгән бир қатар мурасимларға иштирак қилди шуниңдәк һәрбий вә аммиви паратни қобул қилди.

Барак обаманиң қәсәмяд мурасими америка тарихидики әң дағдуғилиқ, һаяҗанлиқ вә тарихий әһмийәтлик бир мурасим болғанлиқи билдүрүлмәктә.

Барак обаманиң президент болғанлиқини көплигән дөләт башлиқлири тәбриклигән, бу дөләт башлиқлири униң билән дуня мәсилилири җүмлидин иқтисадий кризисни һәл қилиш үчүн һәмкарлишишқа тәййар икәнликини изһар қилишти. Русийә вә хитай болса, обаманиң өзлиригә нисбәтән қандақ сиясәт йүргүзүшигә көңүл бөлмәктә.

Обама гуәнтанамони тақаш тоғрисидики буйруқнамигә имза қойди

Барак обама америка президентилиқ вәзиписини тапшурувелип, биринчи хизмәт күнила гуәнтанамо мәсилисини һәл қилишқа киришкән болуп, у террор гумандарлирини сотлайдиған гуәнтанамо һәрбий сотини тутқунларни сотлашни тохтитип турушқа буйруған болуп, сот коллегийиси сот ишлириниң 120 күн тохтитилғанлиқини елан қилған иди. У вәзипигә олтурған 3 ‏ - Күни йәни пәйшәнбә күни, ақ сарайда гуәнтанамо лагирини тақаш тоғрисидики президентниң мәмурий буйруқиға имза қоюп, тутқунлар лагирини бир йил ичидә тақашни буйриди.

Президент барак обаманиң мәзкур буйруқиниң мәзмунлири гуәнтанамо түрмисидики сотлинидиған тутқунларни башқа түрмиләргә йөткәш, ақланған тутқунларни қоюп бериш, сотлинидиған тутқунларниң делосини қайта көрүп чиқип, уларниң ичидики җинайәт садир қилған, дәп қаралғанларни қандақ җазалаш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Хитай гуәнтанамодики уйғурларни қоюп беришни тәләп қилди

Гуәнатанамодики тутқунлар ичидә 17 нәпәр уйғур бар болуп, өткән йили сот даирилири уларни қоюп беришни қарар қилған иди.

Америка һөкүмити уларни башқа бирәр дөләткә маңдуруш йоллирини издимәктә, хитай һөкүмити болса изчил түрдә уларни қайтуруп беришни тәләп қилған. Президент обаманиң буйруқи елан қилинған күни, йәнә пәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар баянатчиси бу тутқунларниң хитайға қайтурулуши лазимлиқини йәнә бир қетим тәләп қилди. Әмма, бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент обаманиң мәмурийитидики бир юқири дәриҗилик әрбаб пәйшәнбә күни гуәнтаманодики бу уйғур мусулманлириниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқини әскәрткән.
 
Америкидики асасий қанун һоқуқ мәркизи мутәхәссиси әмий миклейн ханим мундақ дәйду: " бу бурунла тақилишқа тегишлик җай болсиму, лекин бу бизни йәнила наһайити хушалландурди.Гуантанамо һәргиз ечилмаслиқи, мәвҗут болмаслиқи керәк иди. Президент обаманиң вәзипигә олтуруп тунҗи қилған ишиниң гуантанамони тақаш вәдисини әмәлдә көрсәткәнлики қалтис вә наһайити муһим бир қәдәм болди.

Шундақтиму бир йил бәк узун, чүнки бу йәрдики кишиләрниң асасән һәммиси дегидәк7 йилдин бери соал - Сорақсиз тутуп турулған шундақла ташлинип қалған иди. Биз гуәнтанамониң бир йилни күтмәй тезрақ тақилишини, болупму президент обама вә хәлқара җәмийәтниң бу җәһәттики вәдисини тезрәк әмәлийләштүрүшини күтимиз."

"Түркий тиллар дивани" ни тәрҗимә қилған әзәрбәйҗанлиқ алим рамиз аскәр алий мукапатқа еришти

Түркийә түрк дуняси язғучилар вә сәнәтчиләр вәқпиниң 2008 - Йилида түрк дунясиға төһпә қошқанларға тарқитидиған "түрк дуняси мукапати" улуғ алим мәхмут қәшқириниң "түркий тиллар дивани" ни әзәрбәйҗанчигә тәрҗимә қилған әзәрбәйҗән дөләт университети оқутқучиси түрколог др. Рамиз әскәргә берилди.

Бу түркийидики әң юқири мукапатларниң бири болуп, түркийә илим саһәси 2008 - Йлиниң б д т тәрипидин мәһмут қәшқәри йили қилип бекитилишидин кейин, мәһмут қәшқәрини хатириләш йүзисидин түрлүк шәкилдики паалийәтләрни уюштурған иди.

Әзәрбәйҗан алими рамиз әскәр 20 йилдин артуқ вақит мәһмут қәшқәри вә түркий тиллар диванини тәтқиқ қилип, үч китаб язған иди. Әлвәттә, мәһмут қәшқәри тәтқиқатиға һәссә қошқан уйғур алимлириниму мәзкур мукапатқа тәвсийә қилиш пикирлири мәйданға чиқмақта.

Хитай уйғур елидә қош тил маарипини үзлүксиз күчәйтмәктә

Хитай һөкүмити уйғур елидики қош тили маарипи йәни хитай тили маарипини техиму күчәйтмәктә, тәңритағ торида хәвәр қилинишичә, хитай һөкүмити бай наһийисидә " қош тил " оқутқучилири қошунини зорайтиш үчүн, алий мәктәпни пүттүргән 80 студентни " қош тил " оқутқучилиқиға қобул қилған, 241 оқутқучини юқири дәриҗилик орунларға хитай тили өгинишкә әвәткән.

Шундақла, 1 милйон 450 миң йүән мәбләғ аҗиритип " қош тил" оқутушиға керәклик әслиһәләрни толуқлиған вә пүтүн наһийә буйичә қош тил оқутқучисини 370 кә, қош тил синипини 304 кә, қош тил оқуғучисини 8730 ға йәткүзгән.

Өткән йили хитай һөкүмити мәзкүр наһийигә 7 милйон йүән аҗиритип, 14 йеза - Базар, мәйданда " қош тил" балилар бағчиси қурған.

Русийә вә украинийә тәбиий газ мәсилисидә келишим һасил қилди

Январниң бәшида русийә билән украинийә арисидики газ ихтилапи түпәйлидин, русийә украинийә вә явропа иттипақини газ билән тәминләшни тохтитип қойған иди.

Бу явропа иттипақини биарам қилған иди. Русийә вә украинийә баш министирлириниң 17 - Январ күни москвадики учришиши нәтиҗисидә икки тәрәп дүшәнбә күнидин етибарән явропани тәбиий газ билән тәминләш һәққидә рәсмий келишим һасил қилған бирләшмә агентлиқиниң москвадин хәвәр қилишичә, буниң үчүн русийә баш министири путин билән украинийә баш министири тимошеко газ баһасида пүтүшкән болуп, явропа иттипақи уларниң келишим һасил қилғанлиқини қоллиған.

Икки баш министир ихтилапни һәл қилиш үчүн он нәччә саәт җиддий сөһбәт елип барған. Нәтиҗидә келишим әмәлгә ашқан һәмдә сәйшәнбә күни русийигә ураинийигә газ маңдурған вә арқидин явропа иттипақидики әлләргиму русийә газлири қайтидин йәткүзүлүш башланған.

Русийиниң явропаға сатидиған газлириниң %80 и украинийә арқилиқ маңдурулиду. Русийә буниң үчүн украинийигә әрзан газ бериду һәмдә өтүш һәққи төләйду. Явропа иттипақи русийә газлириға тайиниду.



Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.





 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org