Һәптилик хәвәрләр ( 7 - Февралдин 13 - Февралғичә)

2009-02-14

Уйғур тарихчиси тохти музарт түрмидин чиқти

Хитай сот даирилири тәрипидин қамақ җазасиға һөкүм қилинип, 11 йилидин буян түрмидә йетиватқан уйғур тарихчиси, мәдәнийәт тәтқиқатчиси тохти музарт 2 - Айниң 10 - Күни түрмидин қоюп берилип йоруқлуққа чиққан. Игилишимизчә тохти музарт түрмидин қоюп берилгәндин кейин ачисиниң һәмраһлиқида юрти байға кәткән.

Тохти музартниң техи йеқинда японийә граҗданлиқини қобул қилған вә икки балиси билән японийидә яшаватқан рәпиқиси рабийә ханим зияритимизни қобул қилип, бу хәвәрни муәййәнләштүрди.

Бирақ инкаслардин қариғанда, тохти музарт йәнила назарәттин хали әмәс икән.

Тохти музартниң японийилик устазлири вә кәсипдашлири үрүмчигә келип униң билән көрүшүш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән. Һазирчә тохти әпәндиниң японийигә берип, у йәрдики аилиси билән җәм болуш мәсилиси айдиң әмәс.

Тохти музарт 80 - Йилларда бейҗиң милләтләр университетини пүттүргән вә бейҗиңдики дөләт органлирида ишлигән, кейин японийигә берип, тарих бойичә докторлуқ унвани үчүн оқуған. Бу җәрянда бирқанчә китаб вә мақалиларни елан қилған. 1998 - Йили үрүмчигә илмий тәтқиқат үчүн материял топлашқа кәлгәндә, қолға елинип, узун муддәтлик түрмигә һөкүм қилинған иди.

Тохти музартниң қолға елиниши хәлқара җәмийәтниң көңүл бөлүшигә еришкән болуп, униң нами хәлқара инсан һоқуқи тәшкилатлириниң доклатлиридин көп қетим орун алған.

Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети уйғурлар һәққидә дүгиләк үстәл йиғини өткүзди

13 - Феврал күни, америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети "шинҗаңдики инсан һоқуқи, һазирқи тәрәққият " мавзуси астида бир дүгиләк үстәл муһакимә йиғини өткүзгән болуп, буниңда вашингтондики уйғур инсан һәқлири қурулушиниң хадими ейми ригер ханим, фурман университетиниң профессори катерина палмәр һәмдә америка уйғурлири җәмийитиниң сабиқ рәиси нури түркәл қатарлиқ үч киши уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәхсус тохталди.

Йиғинға дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң мунасивәтлик әрбаблири, уйғур мәсилисигә қизиққучилар вә башқилар болуп хели көп санда адәм қатнашти. Асаслиқ муһакимә уйғурларниң нөвәттики инсан һоқуқи әһвали, болупму олимпиктин илгирики вә кейинки вәзийәт һәм башқиларға қаритилди вә хитай һөкүмитиниң уйғурларғила әмәс, һәтта бу мәсилисигә көңүл бөлгүчиләргиму бесим қиливатқанлиқи оттуриға қоюлди.

Җемс макговерн президент обамадин гуантанамо уйғурлирини америкиға қоюп беришни тәләп қилди

Гуантанамо уйғурлири мәсилиси америка дөләт мәҗилисидики инсан һәқлири мәсилисигә әһмийәт берип келиватқан палата әзалириниң давамлиқ түрдә диққәт нуқтиси болуп кәлмәктә. Президент барак обама гуантанамони тақайдиғанлиқини елан қилғандин кейин, техиму көп кишиләрниң қоллишиға еришти шуниңдәк у йәрдики уйғурларниң азад қилинишиға мунасивәтлик учурлар вә көз қарашлар техиму көп елан қилинди.

Америка авам палата әзаси җемс макговерн президент барак обамаға хәт йезип гуантанамодики уйғур мәһбусларниң америка қоюветилишини тәләп қилди. Авам палата әзаси җемс әпәнди хетидә йәнә, уйғурларни америкиға йәрләштүрүшниң америкиниң дөләт мәнпәәтигә уйғун икәнликини, бу арқилиқ, америкиниң хәлқарадики образини яхшилиғини болидиғанлиқини һәм йәнә гуантанамо мәһбуслирини қобул қилишқа башқа дөләтләрни илһамландурғини болидиғанлиқини билдүргән.

Түркийидә нәшир қилинған ' мәһмуд қәшқири китаби' намлиқ китабқа уйғурларниңму мақалиси киргүзүлди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - Маарип комитети 2008 - Йилини мәһмут қәшқәри йили қилип елан қилғандин кейин, дуняниң һәр қайси дөләтлиридә болупму, түркийә вә оттура асия түркий җумһурийәтлиридә улуғ алим мәхмут қәшиқири туғулғанлиқиниң 1000 - Йиллиқи мунасивити билән һәр хил паалийәтләр өткүзүлди.

Түркийидә йеқинда мәһмут қәшқәригә беғишланған чоң һәҗимлик илмий мақалилар топлими нәшир қилинған болуп, 30 нәччә алимниң мәхсус мәһмут қәшқәри вә түркий тиллар дивани һәққидә язған илмий мақалиси бу топламдин орун алған. Буниң ичигә түркийиниң бир қанчә университетлирида хизмәт қилидиған доктор әрким әкрәм вә доктор мәхпирәт қатарлиқ уйғур мутәхәссислириниң мақалилириму киргүзүлгән.

Түркийә 2008 - Йили мәһмут қәшқәригә беғишланған әң көп паалийәт өткүзгән дөләттур.

Гуантанамодики уйғурларни қобул қилиш мәсилиси бир қанчә дөләтниң сиясәт күн тәртипигә кәлди

Гуантанамодики уйғурларни қоюп бериш вә уларни нәгә орунлаштуруш мәсилиси бүгүнки күндә муһим бир тема болуп қалди.

Йеқинда гәрманийә һөкүмитиниң уйғур тутқунларни қобул қилидиғанлиқи һәққидә учурлар пәйда болди, һәтта мюнхен шәһири һөкүмити мәзкур уйғурларни қобул қилишқа тәййар икәнликини изһар қилди. Хәвәрләрдин қариғанда, гәрманийә һөкүмити әгәр америка һөкүмити рәсми тәләп қилсила, өзлириниң гуантанамодики уйғурларни қобул қилмақчи икәнликини билдүргән.

Литва президент ишханисиниң чаршәнбә күни елан қилған баянатида әскәртишичә, литва дөләт мудапиә кеңиши литва ташқи ишлар министирлиқиға тутқунлар мәсилисидә америка билән сөһбәт өткүзүп, "бу мәсилә үстидә қарар чиқиришниң зөрүр шәрт‏ - Шараитини һазирлаш" тоғрисида һоқуқ бәргән.

Литва ташқи ишлар министири җургита дапкуте литваниң 10 кишини қобул қилалайдиғанлиқини билдүргән. Әмма, бу 10 кишиниң қайси милләттин икәнлики ениқ ейтилмиған.

Канада тәрәпниң 3 уйғурға сиясий панаһлиқ бериш мәсилиси оттуриға чиққандин кейин, канада көчмәнләр әмәлдари ениқсиз учур елан қилған.

Қирғизистанниң америка базисини тақиши узунға созулиду

3 - Феврал күни қирғизистан президенти қурманбек бақийев москвада русийә президенти дмитрий медведев билән сөһбәтләшкәндин кейин, америкиниң бишкәк шәһири йенидики манас айродромиға җайлашқан һәрбий базисини тақайдиғанлиқини елан қилди вә шуниңға улапла русийә билән қирғизистан президентлири русийиниң қирғизистан ға 2 милярд доллар қәрз вә 150 милйон доллар ярдәм бериши һәққидә пүтүшүм һасил қилған иди.Қирғизистан парламенти 5 - Феврал бу мәсилидә қарар чиқиридиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин һазирчә ахирқи қарар чиқиралмай,пәқәт парламентниң бәзи кометитлири айрим қошулуш қарарини билдүргән.

Инкаслардин қариғанда, қирғизистан парламентиниң базини тақаш қарари бәлки айниң ахириға, һәтта 3 - Айға қелиши мумкин икән. Явропа иттипақиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари мәзкур базини тақашниң афғанистандики турақсиз вәзийәтниң амили болуп қалидиғанлиқини билдүргән.

Нөвәттә, америка болса таҗикистан, өзбекистан тәрәп билән бу базиниң оринини елиш сөһбити елип барғанлиқи, қазақистан, өзбекистан, таҗикистанниң америкиниң афғанистандиики қошунлириға һәрбий тәминат йәткүзүш үчүн оз туприқидин отушкә рухсәт беридиганлиқини билдүргән.

Мулаһизичиләр арисида қирғизистанниң базини тақаш мәсилисини көтүрүп чиқирип, америкидин база һәққини өстүрүшни тәләп қиливатқанлиқи һәмдә бу мәсилидә русийини васитә қилип, содилишиватқанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.





 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org