Һәптилик хәвәрләр ( 30 - Майдин 5 - Июнғичә)

2009-06-05

Австралийә гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилиш илтимасини ойлишиду

Обама һөкүмити австралийә һөкүмитидин гуәнтанамо түрмисидики 17 нәпәр уйғурниң бир қисмини қобул қилишини тәләп қилған болуп, канберра һөкүмити обаманиң мәзкур илтимасини ойлишип көридиғанлиқини билдүргән.

Сабиқ америка президенти бош һөкүмити мәзгилдә америка даирилири гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилишни тәләп қилип, австралийә һөкүмитигә 2 қетим илтимас сунған иди. Лекин австралийә һөкүмити һәр иккила қетимда бош һөкүмитиниң илтимасни рәт қилип, тутқунларни қобул қилалмайдиғанлиқини билдүргән иди.

Бу қетимқиси обама һөкүмитиниң австралийигә сунған 3 - Қетимлиқ илтимаси болуп, австралийә һөкүмити бу қетим обама һөкүмитиниң илтимасиға бир қәдәр иҗабий инкас қайтуруп, уйғурларни қобул қилиш мәсилисини ойлишидиғанлиқини, лекин һәр бир кишиниң материялини айрим - Айрим көрүп чиқидиғанлиқини билдүргән.

Талантлиқ яш язғучи һүсәйин таш вапат болди

Тонулған яш язғучи һүсәйин таш 30 - Май күни кечә саәт 2 дә ашқазан раки билән давалаш үнүм бәрмәй үрүмчидә вапат болди.

Таш 90 - Йиллардин кейин уйғур әдәбиятида наһайити тиз көзгә көрүнгән талантлиқ яш язғучиларниң бири иди.

Униң әсәрлири уйғур оқурмәнлириниң болупму уйғур яш оқурмәнлириниң сөйүп оқушиға сазавәр болған болуп, униң әсәрлиригә баһа бәргүчиләр "униң проза әсәрлири уйғур әдәбиятида тегишкә болмайду дәп қарилип келиватқан, уйғур роһийитиниң назук қатламлириға бөсүп кирип, ипадиләш қийин болған назук туйғуларни чирайлиқ шәкилләр билән ипадиләп бәргән," дәп тәрипләшкән иди.

Униң "йилан йиллиқ қиз"," һелимниң һаммиси", "аққу", "аҗришиш хитабнамиси", "йиргиниш", " чиңқи чүштики муһәббәт" қатарлиқ повест, һекайилири униң әдәбий иҗадийитигә вәкиллик қилиду.

Һүсәйин таш 1966 - Йили 12 - Айниң 22 - Күни қәшқәр тоққузақ наһийә булақсуда туғулған. 1985 - Йили қәшқәр педагогика институтиниң әдәбият факултетиға оқушқа киргән. 1994 - Йили полат - Төмүр гезитигә йөткилип, таки һаятиниң ахирғичә шу йәрдә тәһрир, баш тәһрир болуп ишлигән.

Калифорнийидики мутәхәссис мириам җ водис хеним қәшқәр қәдимий шәһирини қоғдап қелиш учун имза топлаш паалийити елип бармақта

Қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилишиға йеқиндин көңүл болуп келиватқан мириам җ водис хеним, мәзкур шәһәрни вәйранчилиқтин тосуп қелиш учун интернетта имза топлаш паалийити елип бармақта.

Водис хеним алдинқи һәптә, америка президенти барак обамаға мәктуп йоллап, уни қәшқәр қәдимий шәһирини чеқилиштин қоғдап қелишта қолидин келидиған ярдәмләрдә болушқа үндигән иди.

У бу һәқтә тохтилип: "президент обама қәшқәрниң қиммити, шинҗаңниң бай мәдәнийитиниң муһимлиқи тоғрисида башқиларниң диққитини җәлп қилалайду. У сөзлисә кишиләр қулақ салиду. Шуңа мән уни бу һәқтә сөзләшкә көндүрүшкә һәрикәт қилмән" деди.

Хитай олимпик мәзгилидә ғулҗида тутулған 12 нәпәр уйғурни қаттиқ җазалиди

Йәрлик хитай һөкүмити 2008 - Йиллиқ олимпик бихәтәрликини баһанә қилип, уйғур илиниң һәр қайси җайлирида тутқун қилиш һәрикити қанат яйдурған болуп, бу җәрянда пәқәт ғулҗа тәвәсидинла 12 нәпәр уйғур яшқа җаза һөкүм қилған.

Радиомиз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмити, ғулҗа тәвәсидин бултур олимпик мәзгилидә йәни 2008 - Йили 4 - Айдин 6 - Айғичә болған арилиқта мәрдан сийитахун, әхмәтҗан әмәт вә мәвланҗан әхмәт қатарлиқ 12 нәпәр уйғур яшни тутқун қилған.

Хитай һөкүмити, бу яшлар устидин 2008 - Йили 11 - Айда сот ачқан вә 2009 - Йили 3 - Айниң 24 - Күни һөкүм елан қилған.

Или областлиқ сот мәһкимиси тәрипидин чиқирилған 2008 - Йил 106 - Номурлуқ һөкүмнамидә, мәзкур уйғур яшларниң " дөләтни парчилаш җинайити" билән әйиблинип, алдиға муддәтсиз қамақ җазаси, кәйнигә 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики көрситилгән.

Бу уйғур яшлири ғулҗа наһийиси, ғулҗа шәһири вә нилқа наһийиси тәвәсидин тутулған тиҗарәтчи яшлар болуп, радиомиз алдинқи күни җаза һөкүм қилинған балиларниң исимлики, вә уларға берилгән җаза һөкүминиң тәпсилатини аңлатқан иди.

Обама ислам дунясиға қарита әһмийәтлик нутуқ сөзлиди

4 - Июн кәчқурун америка президенти барак обама мисирниң даңлиқ хәлқаралиқ университети қаһирә университетида ислам дунясиға қаритилған нутуқ сөзлиди.

Президент обаманиң бу нөвәтлик нутуқиниң баш темиси америка билән ислам дуняси арисидики уқушмаслиқларға хатимә берип өзара достлуқни илгири сүрүшкә мәркәзләшкән.

Президент обаманиң ислам дунясиға қаратқан нутқи йәттә чоң мәсилигә ихчамлиған болуп, улар: террорчилиққа қарши туруп, тинчлиқни қоғдаш, пәләстиндә, исраилийә - Пәләстиндин ибарәт икки дөләтниң қәд көтүрүп турушини әмәлгә ашуруш, иранниң ядро енергийә программисиниң хәтириниң алдини елиш, дин таллаш вә диний паалийәтләр билән шуғуллиниш әркинликини қанат яйдуруш, диний өзгичиликләргә чәк қоймаслиқ, демократийини дуняниң һәммила җайлирида әмәлгә ашуруп, хәлқниң әркин яшаш һөрийитини қоғдаш, аялларниң һоқуқини қоғдаш, уларниң диний қияпәтлиригә вә билим елиш әркинликигә чәк қоймаслиқ, иқтисадни җанландуруп, бар имканийәтләрдин пайдилиниш һәмдә дөләтләр ара һәмкарлиқни җанландуруш қатарлиқлардин ибарәт.

Обама нутқида йәнә гуәнтанамо түрмисиниң келәр йилиниң бешиғичә тақилип болидиғанлиқиниму тилға алди. 

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.





 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org