Һәптилик хәвәрләр ( 6 - Июндин 12 - Июнғичә)

2009-06-12

Гүәнтанамо уйғурлириниң хошаллиқи

Муһтәрәм оқурмәнләр, әслимимизни бу бир һәптә җәрянда, дуня мәтбуатиниң әң юқири диққәт нуқтиси болған уйғурларға мунасивәтлик вәқәләрдин башлайли.

Әлвәттә гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурниң тәқдириниң қандақ болидиғанлиқиға һәммә диққәт чекиватқан иди, бу бир һәптидә америкиниң гүәнтанамодики уйғурларни қәйәргә орунлаштурулидиғанлиқи мәсилисидә аҗайип драматик өзгиришләр йүз бәрди. Йәни, 9 - Ийон дүшәнбә күнидин башлап җәнубий тинч окянға җайлашқан 21 миң нопусқа игә кичик арал дөләт палавниң 17 нәпәр уйғурни қобул қилишқа мақул болғанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқилишқа башлиди, палав президенти җонсон торибиоң Johnson Toribiong бу һәқтә баянат берип бу уйғурларни қобул қилишниң инсанпәрвәрлик нуқтисидинму пәхирлинәрлик иш икәнликини билдүрди.

Америкида чиқидиған ахбаратларда, обама һөкүмитиниң мәзкур 17 нәпәр уйғурни палавға орунлаштуруш үчүн палав һөкүмитигә 200 милйон ярдәм соммиси аҗритидиғанлиқини вәдә қилғанлиқи қәйт қилинған болсиму, әмма зияритимизни қобул қилған палавниң америкидики баш әлчиси херсей әпәнди, палав һөкүмитиниң гүәнтанамодики уйғурларни қобул қилишта пәқәт бу уйғурларниң гунаһсизлиқи, инсанпәрвәрлик һәм америка билән болған йеқин мунасивитини чиқиш қилғанлиқи, бу арида америкиниң палавға 200 милйон беришни вәдә қилғанлиқи инкар қилди.

Пүтүн дуня гуантанамодики бу 17 нәпәр уйғур гүзәл йешил яқут аталған, әмма толиму йирақ һәм кичик палав арилиға баридиған болди дәп муназиригә чүшкән пәйттә, чаршәнбә күни сәһәр гүәнтанамодики бу уйғурларниң төт нәпири әркинликкә еришип, йәни 11 ‏- Июн күни сәһәр саәт 5:30 да, бермуда тақим араллириниң пайтәхти хамилтон шәһиригә йетип барғанлиқи хәвирини алдуқ. Әркинликкә еришкән 4 нәпәр уйғур, абдулла абдуқадир 30 яш؛ хелил мамут 31 яш؛ абликим турахун 38 яш؛ салаһидин абләһәт 32 яш ؛ улар һамилтон шәһиридики бир деңиз бойи дачисида дәм алмақта.

Бермуда, шималий атлантик окяндики әнглийә һамийлиқидики бир тақим арал. Гүәнтанамодики уйғурлар һәққидә бир ‏ - Икки күн ичидә йүз бәргән бу туюқсиз өзгиришләр кишиләрдә дәсләп қаймуқуш, һәйранлиқ қозғиған болсиму, йәнила бу төт нәпәр уйғурниң рәсмий әркинликкә чиққанлиқидин һәммә мәмнун болди.
 
"Вашингтон почтиси гезити" ниң хәвәр қилишичә, обама һөкүмитидики әмәлдарлар обаманиң гүәнтанамодики уйғурлардин бир қисим кишиләрни америкиға орунлаштуруш пиланидин ваз кәчкәнликини билдүрди. Мәзкур гезитниң хәвиридә һөкүмәтниң бу қарари америка дөләт мәҗлисидики обаманиң пиланиға қарши чиққан көп санлиқиларниң пикирини нәзәрдә тутқанлиқини ипадиләйдиғанлиқи, лекин явропадики иттипақдаш дөләтләрниң уйғурларни қобул қилишини мурәккәпләштүриветидиғанлиқини билдүргән.

Палав президенти җонсон торибиоң болса гүәнтанамодики қалған 13 нәпәр уйғурни қобул қилишни халайдиғанлиқини җакарлиған иди.

Дуня мәтбуатиму уйғурларға охшашла гуантанамода қалған 13 уйғурлар һәққидә йәнә қандақ һәйран қаларлиқ хәвәрләр келидиғанлиқиға диққәт қилмақта, шундақла мухбирлиримизму бу һәқтә радио аңлиғучилиримиз әң йеңи һәм ишәнчлик хәвәрләр билән тәййарлашқа тиришмақта.

Уйғур диярида ғулғула

Әмди уйғур вәтини ичидики паш болған әң тәсир қозғиған вәқәләргә нәзәр салсақ, йәкән наһийисидә бир хитай оқутқучиниң бир нәччә нәпәр нарәсидә уйғур қиз оқуғучиға басқунчилиқ қилиш вәқәсини уйғурлар арисида күчлүк инкас һәм ғулғула қозғиған вәқә дийишкә болиду.

Бу һәққидики хәвәрләр уйғур тор бәтлиридә күчлүк ғулғула қозғиған болуп, радиомизму бу һәқтә бәлгилик учурларға еришкән вә вәқәниң растлиқни дәлиллигән иди.

Йәкән наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси 6 - Айниң 9 - Күни чиқарған уқтурушқа қариғанда, бу йил 5 - Айниң 9 ‏ - Күни бир уйғур аял йәкән наһийилик 6 - Башланғуч мәктәптә оқуватқан 9 яшлиқ қизниң шу мәктәптики хитай оқутқучиси тәрипидин зиянкәшликкә учриғанлиқини мәзкур сақчи идарисиға тапшурған.

Җинайәт гумандари җу фамилилик хитай 5 - Айниң 18 - Күни қолға елинған.

6 - Айниң 8 - Күни йәкән наһийилик сақчи идариси мәзкур делони тәкшүрүп дәлилләп тәптиш мәһкимисиниң әйиблишигә тапшурған болуп, җинайәт гумандари йәкән наһийилик сақчихана солақханисида солақта икән.

Нөвәттә уйғур илиниң йәкән наһийиси мәзкур наһийидики 6 ‏ - Башланғуч мәктәптә йүз бәргән җав пәмилилик бир хитай оқутқучиниң уйғур нарәсидә қиз оқуғучиларға җинсий таҗавуз қилиш вәқәси билән тәврәнмәктә. Наһийилик маарип идариси вә 6 ‏ - Башланғуч мәктәп илгири йөз бәргән бу түрдики пәскәшлик вәқәлирини йошуруш, җав пәмилилик хитай оқутқучини қанат астиға елиш билән әйибләнгән.

Уйғур нарәсидилиригә қәбиһ вастиләр билән пәскәшлик қилған бу хитайниң қилмиши уйғурларда ғәзәп һәм ғулғула қозғиған, пуқраларниң диққити әдлийә даирилириниң җавни қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқиға тикилгән. Әдлийә даирилириниң җавни йеник бир тәрәп қилмақчи болуватқанлиқиға даир хәвәрләрниң пуқраларни үмидсизләндүргән, давагәрләрниң болса тәқип астиға елинғанлиқи кишиләрниң наразилиқ отини техиму улғайтмақта.

Шуниңға охшаш адил бир тәрәп қилинмайватқан делоларда, мәнпәәти, ғурури инсан һәқлири таҗавузға учраватқан бәзи уйғурларму, орунлиридин дәс туруп қануний һәқ - Һоқоқлирини қоғдаш үчүн бар күчи билән тиркәшмәктә.

Буниң бир мисали ери мәмәт турсун ташниң йәкән гүлбағ сақчиханисидики сақчилар тәрипидин сорақ җәрянида таяқ зәрбисидин уруп өлтүрүлгәнлики һәққидә тәһдит, хәтәр, бесим һәм тосалғуларға қаримай әрз қиливатқан уйғур елиниң йәкән наһийисидин дилбәр тохти ханим.

Дилбәр тохти ханим 6 - Айниң 5 - Күни зияритимизни қобул қилип, өзлириниң үрүмчи вә қәшқәрдә тутқан адвокатлириниң һазир бу әрзни дава қилиштин баш тартиватқанлиқини, шуңа дадисиниң үрүмчигә хуй вәнмиң исимлик адвокат билән көрүшкили кәткәнликини, адвокатниң бу ишни қанчилик һәл қилалиши йәнила йәкән һөкүмәт даирилиригә бағлиқ икәнликини баян қилди шундақла бу делоға сәвәбкар болған сақчиниң қәшқәр вилайәтлик вали мәһкимисидә юқири дәриҗилик әмәлдар туғқини болғини учун, өзлириниң әрз җәряниниң йәкән наһийилик һөкүмәт даирилири тәрипидин давамлиқ тосқунлуққа учрап келиватқанлиқини билдүрди.

Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 4 - Айниң 27 - Күни телевизийә - Телефон йиғини ечип, җайлардики җамаәт хәвпсизлик тармақлирини, пүтүн мәмликәт миқясида 5 - Айдин 10 - Айғичә болған 6 ай җәрянида " җәмийәт аманлиқини қоғдаш, муқимлиқни сақлаш " қа капаләтлик қилип, дөләт байриминиң 60 йиллиқини хатирҗәм күтүвелишқа чақирған мәзгилдә, уйғур аптоном районида җамаәт хәвпсизлик назарити буйруқ елан қилип, уйғур илиниң һәр қайси җайлирида " 100 күнлүк қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни башлиди.

Уйғур илиниң муқимлиқини қоғдашни асаси мәқсәт қилған," җәмийәт муқимлиқини қоғдап, дөләтни парчилашқа қарши туруш ", " 3 хил күчләргә зәрбә бериш " дәп нам алған, бу қетимлиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә, или тәвәсидинла " 3 хил күчләр" гә мунасивәтлик дәп тутулған уйғур яшлири 100 дин ашидикән.

Әркин асия радиосиниң уйғур бөлүмигә бу учурни йәткүзгән, һазирчә исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғурниң инкас қилишичә, бу қетим тутулған уйғур яшлири асаслиқи диний тәлим - Тәрбийә елип бериватқан һәм диний тәлим еливатқан тиҗарәтчи балилар болуп, улар или тәвәсидики ғулҗа наһийиси, ғулҗа шәһири, чапчал наһийиси қатарлиқ җайлардин тутулған.
 
Бу һәптә йәнә дуня уйғур қурултийи хәлқаралиқ ахбарат орунлириға баянат берип, " хитай коммунистик һөкүмити шәрқий түркистанни бесивалғанлиқиниң 60 йиллиқини баһанә қилип башлиған қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә хотәндә бу йил 2 - Айдин һазирға қәдәр тутулған уйғурлар аз дегәндә 842 нәпәргә йәткән " деди.Хитай тәрипидин тутқун қилинған уйғурларниң 700 дин көпрәки һечқандақ қануний рәсмийәтсизла түрмиләргә қамалған. Бу қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә тутуп қамалған уйғурларниң сани хитайниң 2008 - Олимпик алди ‏ - Кәйнидики тутқун қилиш һәрикитидинму көп икән.

Һиҗрәттики уйғурлардин учурлар

Әмди оқурмәнлиримизгә чәтәлләрдики уйғурларниң бу бир һәптидә өткүзгән муһим паалийәтлири һәққидиму тарқатқан хәвәрлиримизни тәкрарлап өтәй:

10 - Июн чаршәнбә күни, америка дөләт мәҗлисиниң ташқи мунасивәтләр комитети уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вә сиясий вәзийитигә алақидар "уйғурлар - Бир зиянкәшликниң тарихий" темисида гуваһлиқ бериш йиғини чақирди.

Мәзкүр гуваһлиқ бериш йиғини америка киристиян яң адукатлар җәмийитиниң уйғур адвокати нури түркәл әпәнди қатарлиқларниң күч чиқириши һәм орунлаштуруши билән чақирилған болуп, йиғинда америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи авам палата әзаси дана роһрабакер әпәнди, уйғур һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, америка киристиайн яң адукатлар җәмийитиниң уйғур адвокати нури түркәл, америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң башқурушидики хитай ишлар комитетиниң мәсул хадими кара абрамсом ханим вә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси фелис гйер ханим қатарлиқлар хитайниң нөвәттә уйғур елидә йүргүзүватқан диний, ирқий, мәдәний вә сиясий бастуруш сиясәтлири һәққидә испат бәрди.
 
10 ‏- Июн чаршәнбә күни, америка пайтәхти вашингтонға җайлашқан җонс хопкинс университетида, мәшһур уйғур алими йүсүп хас һаҗипниң " қутадғу билик" намлиқ әсириниң инглиз тилида қайта нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән илмий муһакимә йиғин чақирилди.

Қутадғу биликниң йеңидин тәрҗимә қилинған инглизчә нусхиси юта валлей университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған.

Йиғинда җонс хопкинс университети мәркизи асия - Кавказ институти мудири доктор фрәдәричк старр вә юта вәлләй университетиниң муавин президенти доктор рустй бутләр қатарлиқлар тәбрик сөзи қилди.

Мәзкур йиғинға йәнә, илгири уйғур елидә нурғунлиған қәдимий китабларни тәтқиқ қилип нәшр қилдурған, у қутадғу билик һәққидә илмий мақалә елан қилған вә илмий мақалә уюштуруш ишлириға қатнашқан уйғур археолог, қутадғу биликтики пәлсәпивий қарашлар бойичә тәтқиқатлар елип барған қурбан вәли әпәндиму тәклип қилинди вә илмий мақалисини оқиди.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.





 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org