Һәптилик хәвәрләр ( 13 - Июндин 19 - Июнғичә)

2009-06-19

Уйғурлар арисида ғулғула

Бу һәптә уйғурлар арисида әң кәң ғулғула қозғиған, истансимизла әмәс чәтәлләрдә уйғурлар тәрипидин башқуруватқан һәр қайси учур вастилиридә әң кәң тарқалған күтүлмигән хәвәр шветсийидики алақидар тармақларниң өткән айда қолға елинған җасус гумандариниң исмини ашкарилаш болди.

Йәни гумандарниң исми бабур мәхсут, миллити уйғур, йеши 62 яш. Болуп бу хәвәр чақмақ тезликидә уйғурлар яшаватқан һәр қайси җайларға таралди. Шветсийидики уйғур тәшкилати вә җамаәтниң билдүрүшичә, җасус гумандари бабур мәқсут, қолға елинғанға қәдәр җамаәт ичидә гуманлиқ сөз, һәрикәтләрдә болмиған؛ әксинчә җамаәт билән инақ - Иттипақ өткән, у техи өткән айда вашингтонда ечилған дуня уйғур қурултийиниң йиғиниғиму қатнашқан икән. Йиғиндин қайтқандин кейин, җасуслуқ вәзиписини өтәватқан нәқ мәйданда қолға елинған.

Қәшқәрдә 1300 йилдин артуқ тарихқа игә ханлиқ мәдрис чеқип ташланди

Уйғурларда интайин чоң наразилиқ һәм ечиниш пәйда қилған йәнә бир хәвәр қәшқәрдә 1300 йилдин артуқ тарихқа игә ханлиқ мәдрисниң чеқип ташланғанлиқидәк әпсуслинарлиқ хәвәр болди, мәзкур ханлиқ мәдрис илгири мәдәнийәт инқилавидики бузғунчилиқта бир қисми чеқилған болса у бу қетим хитай даирилириниң қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилирини чеқип түзәш пилани бойичә чеқишта йәр йүзидин пүтүнләй түзлеветилди, даириләрниң мәзкур мәдрисни чеқиш ишлири төт күндин буян давамлашқан. Қәшқәр ханлиқ мәдриси чеқилғанда униң темида 1996 - Йили есилған аптоном район бойичә 1 - Дәриҗилик қоғдилидиған орун дегән вивиска бар иди.

Уйғур паалийәтчилири һәрикәттә

6 - Айниң 18 - Күни голландийә вақти чүштин кейин саәт 1 дә голландийиниң пайтәхти дәнһак шәһридә турушлуқ хитай әлчиханисниң алдида намайиш өткүзүлди.

Бу намайишни голландийә шәрқий түркистан бирлики уюштурған болуп, намайишқа голландийидә яшаватқан көп санда уйғур қатнашқан. Қоллирида шәрқий түркистан байриқини көтүрүшкән бу намайишчилар, `хитайлар юртуңға қайт`! `хитайлар вәтинимизни қайтуруп бәрсун`!, `уйғурларға әркинлик` дегәнгә охшаш шоарларни товлашти. Шәрқий түркистан тонуштурулған тәшвиқат варақчилирини тарқатти.

"Җәннәт арили" дики уйғурлардин учурлар

Бермудаға орунлашқан 4 нәпәр уйғур әркинликкә чиққандин кейин, хәлқара мәтбуатларда сөз қилип, өзлириниң әлқаидә тәшкилати билән мунасивити йоқлуқини һәтта әлқаидә вә бин ладин дегән намни гүәнтанамоға кәлгәндин кейин аңлиғанлиқини билдүрди. Улар сөзидә хитайниң террорчи дегән әйиблимисиниму кәскин рәт қилған.

4 Уйғурниң бири абдулла абдуқадир мухбирға мундақ дегән: "бәзи кишиләр бизни хәтәрлик кишиләр дәп қаришиду вә америкиға нәприти бар дәп қарайду؛ әмәлийәттә ундақ әмәс, бизниң америкиға қарита һечқандақ наразилиқ вә ағринишимиз йоқ".

Бермудадики уйғурлар радиомизниң зияритини қобул қилип, гүәнтанамо түрмиси билән хитай түрмилирини селиштуруп өтти.

Улар йәнә, сөзлиридә бермуданиң гүзәлликигә мәптун болғанлиқини билдүрүш билән биллә, бермуда һөкүмитиниң җасарәтлик қарариға - Хитайниң тәһдитлиригә писәнт қилмиғанлиқиға апирин оқуған.
 
Бермудадики 4 нәпәр уйғур һәққидики хәвәрләр күнтәртиптин чүшмәйватқан бу күнләрдә йәни 15 - Июн дүшәнбә күни явропа иттипақи америка һөкүмитиниң гүәнтанамо һәрбий түрмисини тақаш пиланиға ярдәмдә болуш үчүн, мәзкур түрмидә тутуп турулуватқан бир қисим мәһбусларни қобул қилидиғанлиқини билдүрди.

Америка авам палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитети 16 - Ийон күни уйғурлар тоғрисида мәхсус йиғин чақирип, хитайниң гүәнтанамодики уйғур тутқунларни террорчи дәп елан қилғанлиқиға қарита гуваһлиқ бәрди.

Йиғин асаслиқи гүәнтанамодики тутқунлар, шәрқий түркистан исламий һәрикити, хитай һөкүмитиниң бу тәшкилатларни террорчи дәп қарилаватқанлиқиниң тоғра яки хаталиқи һәққидә мутәхәссисләрниң пикрини алди.
Йиғинда йәнә, буш һөкүмитиниң 2003 - Йили хитай бихәтәрлик хадимлириниң гүәнтанамони зиярәт қилип, бу җайдики уйғурларни сорақ қилғанлиқиға йол қойғанлиқи мәсилисини оттуриға қойди һәмдә авам палата әзалири буш һөкүмитиниң бу һәрикитини тәнқидлиди.

Хитайда инсан һәқлири

Үрүмчидики сақчи даирилири бу йил 5 ‏ - Айниң 10 ‏ - Күни саәт 11:00 ләр әтрапида шинҗаң университити җ х башқармисиниң икки нәпәр сақчиси вә қоғдаш бөлүминиң бихәтәрлик әтритидикиләр үрүмчидики бир қисим алий мәктәпләрдин шинҗаң университитиға топлинип, диний мәсилиләр үстидә пикир алмаштуруватқан 7 нәпәр уйғур оқуғучиниң һәммисини тутқун қилған.

Мәркизи америкиниң тексас штатидики "җуңго ярдәм җәмийити"ниң бу һәқтики мәлуматида тутқун қилинғанларниң мусулман оқуғучилар икәнликини, сақчилар вә бихәтәрлик хадимлириниң оқуғучиларға хизмәт кинишкиси яки қолға елишқа аит рухсәтнамисини көрсәтмигәнликини, даириләрниң оқуғучиларни 15 күн солап, һәр бир оқуғучиға 5 миң йүән җәриманә қойғанлиқини 27 яшлардики йүсүпҗан исимлик шинҗаң университити игилик башқуруш кәспиниң оқуғучиси, йәнә бириниң 24 яшлардики мәмәтҗан исимлик оқуғучиниң һазирға қәдәр қоюп берилмигәнликини илгири сүргән.

Америкидики уйғур тәшкилатлири вә бир қисим диний гуруһлар тутқундики оқуғучиларни қоюп беришкә чақирип, хитай даирилиридин оқуғучиларниң һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилди.
 
Хитай интернеткә болған контроллуқни техиму күчәйтиш алдида турмақта. Алдимиздики күнләрдә хитай йолға қоймақчи болуватқан "йешил тосма"сестимиси дуня мәтбуатлирида кәң йәр алди хитай санаәт вә учурлаштуруш министирлиқи қарар чиқирип, 7 - Айниң 1‏ - Күнидин етибарән хитайда сетилидиған барлиқ компютерларға "йешил тосма" системисини қачилимақчи.

Б б с да чиққан хәвәрләргә қариғанда, америка харвард университети тор учур техникиси тәтқиқат мәркизи тәтқиқатчиси "йешил тосма" системисиниң бихәтәрлик сестимисда нурғун бошлуқларниң барлиқини ейтқан болуп, буниң тор саһәсидики қара меһманларға абонтларниң мәхпий бәлгилирини оғрилайдиғанға яхши бир шараит яритип беридиғанлиқини, һәтта қара меһманларниң пүтүн учурларни қолға чүшүрүш вә яман нийәтлик сестимиларни қачилаш арқилиқ чоң көләмлик бир вәйранчилиқ кәлтүрүп чиқиришиға мәйдан һазирлап беридиғанлиқини әскәрткән.

Тағдин - Бағдин

15 - Июн дүшәнбә күни, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 6 дөләт вә мәзкур тәшкилатқа көзәтчи сүпитидә қатнашқан бир қисим әлләр рәһбәрлири русийиниң орал теғи етикидики йекатиринабург шәһиридә икки күнлүк йиғинини рәсмий башлиди.

Фокус хәвәрләр торида, русийиниң мәзкур йиғинни америкиға қарши күч тәңпуңлуқини техиму мустәһкәмләш пурсити сүпитидә ишлитиши мумкинлики илгири сүрүлгән.

Русийә билән хитай буниңдин кейин содида өзлириниң дөләт пули робли билән юәнни қоллинидиғанлиқини җакарлиди. Бәзи учур вастилириниң баян қилишичә, бу, уларниң америка доллириға таянмаслиқ үчүн қәдәм басқанлиқидин дерәк бериду.
 
Үрүмчидә бир аял аммииви аптобусқа елип чиққан бир туң кислата билән 5 адәмни зәхмиләндургән болуп, тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң көрситишичә, мәзкур аял нөвәттә һөкүмәт даирилири тәрипидин тутуп турулмақта икән. Вәқә гумандари аял хитайниң сичүән өлкисидин кәлгән икән.

Бу аялға пәқәт җәмийәт аманлиқиға тәсир йәткүзгән дегән җинайәт артилип, 15 күн тутуп туруш җазаси берилгән.

Үрүмчидә 16 - Июн күни бейҗиң йолиға җайлашқан җиңгу аһалиләр районидики қурулуш мәйданида сақчилар гуаңхуй қурулуш ширкитиниң қурулуш елип беришни тохтитишини уқтурғанда, гуаңхуй шеркити қурулушчилиридин 30 дәк киши сақчилар билән қаршилашқан.

Сақчиларниң мәсули қудрәт қурбан вәзийәтни контрол қилиш үчүн асманға қаритип икки пай оқ чиқарған, һалбуки бир тал оқ тасадипий һалда қайтип чүшүп гуаңхуй ширкитиниң мәзкур қурулушиға мәсул болған дерикторлиридин яв юңхәйниң гелиға тәгкән вә у қутқузуш үнүм бәрмәй өлгән.


Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.





 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org