Америка таҗикистанниң бихәтәрлик ишлириға 13 милйон доллар ярдәм қилди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008-08-24
Йеқинда америкиниң таҗикистандики баш әлчиси билән таҗикистан ташқи ишлар министири америкиниң таҗикистанниң бихәтәрлик вә қоғдаш ишлирини яхшилаш үчүн 13 милйон доллар ярдәм бериш һәққидики келишимни имзалиған.
Фәрғанә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 1992 - Йлидин етибарән америка таҗикистанға мәзкур саһә бойичә ярдәм берип кәлмәктә.
Америка баш әлчиси өткән йили америка һөкүмитиниң таҗикистанниң бихәтәрлик ишлири үчүн 18.8 Милйон доллар аҗратқанлиқини әскәрткән. У, "биз таҗикистан билән болған бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқларни давамлаштурмақчимиз, шуңа биз таҗикистанниң террорчилиқ, зәһәрлик чекимлик вә башқа мәсилиләргә қарши күрәшкә қошқан төһписини қәдирләймиз" дәйду.
Америка аҗратқан 13 милйон долларниң биваситә ишлитилиш даириси бекитилгән болуп, 2 йерим милйон доллар таҗикистанниң чегра мудапиә академийисиниң түрлүк хизмәтлиригә, 3 милйон доллар зәһәрлик чекимликтин мудапиә көрүш вә униңға қарши туруш ишлириға аҗритилған.
Таҗикистанниң асия плус мәтбуатиниң йезишичә, һазир америка таҗикистанға һәр йили 40 милйон доллар әтрапида ярдәм қилмақта. Бу ярдәмләр бу дөләтниң бихәтәрликни күчәйтиш, иқтисадий тәрәққияти, демократийә вә әркинликни раваҗландуруш һәм сақлиқни сақлаш, маарип ишлирини күчәйтиштә рол ойнимақта.
Таҗикистан оттура асиядики иқтисадий тәрәққияти арқида қалған тағлиқ дөләт. Таҗикистан өз тәрәққиятини илгири сүрүш вә бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн русийә, хитай, иран вә һиндистан билән болған һәрбий - Сиясий, иқтисадий мунасивәтләргиму әһмийәт бәрмәктә, нөвәттә, таҗикистанда русийә һәрбий базиси мәвҗут.
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.