Бишкәктә бир айропилан чүшүп кәтти

2008-08-24

Қирғизистанниң хусусийлар игидарчилиқидики "итәк йәр" һава йоллири ширкитиниң "бойиң - 737" Маркилиқ бир йолучилар айропилани йәкшәнбә күни бишкәктики манас айродромидин көтүрүлүп, бәш километир йеқин йәргә чүшүп кәткән һәмдә 100 дин артуқ йолучиниң ичидә 25 адәм сақ қалған.


 Интерфакис агентлиқиниң қирғизистан мәнбәлиридин нәқил кәлтүрүшичә, айропилан бишкәктин иранниң мәшһәд шәһиригә қарап учқан болуп, айропилан көтүрүлүп, узун өтмәйла техника сәвәбидин қайтиш тәләп қилинған һәм қайтиветип, манас айродромиға йеқин җаниҗәр дегән йәргә чүшүп кәткән.

Қирғизистан җиддий ишлар министири қамчибек ташийев айропиланда 123 адәм барлиқини билдүргән. Қирғизистан учур агентлиқлири җиддий қутқузуш ишлири елип берилғанлиқи һәмдә қутулдурулған яридарларниң бишкәктики дохтурханиларға елип келингәнликини хәвәр қилишқан.

Бирақ, бу вәқәгә зади қандақ сәвәб болғанлиқи техи ениқланмиған болуп, манас айродромида туридиған америкиниң һәрбий базисиму һәқиқәтән айропилан чүшүп кетиш вәқәси болғанлиқини билдүргән. Һазир бу вәқәдә 90 дин артуқ адәмниң өлгәнлики һәққидә учур тарқалған.


Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org