Хитай, түркмәнистан билән тәбий газ келишими имзалиди

2008-08-30

Хитай дөләт рәиси хуҗинтав ниң түркмәнистан зиярити җәрянида, хитай билән түркмәнистан оттурисида йеңи бир тәбий газ келишими имзаланған болуп, мәзкур келишим, түркмәнистанниң хитайға експорт қилишини пиланлиған йиллиқ тәбий газ миқдарини 40 милярд метир көпкә чиқиридикән.


 Түркмәнистанниң хитайға қаратқан тәбий газ експорти 2009 йилиниң ахирлири йәни түркмәнистандин уйғур елигә узарған тәбий газ туруба йоли қурулушиниң тамамлиниши билән башлайдиған болуп, бу тәбий газ туруба йоли өзбекистан вә қазақистан арқилиқ уйғур елигә тутишидикән.

Хитай дөләт рәиси ху җинтав, түркмәнистанниң пайтәхти ашиқабад шәһиридә өткүзүлгән мурасимда қилған сөзидә, тәбий газ туруба йоли қурулушини тезлитиш үчүн барлиқ тиришчанлиқини көрситидиғанлиқини тәкитлигән.

Русийә вә ғәрб дөләтлири, түркмәнистанниң тәбий газини дуня базириға чиқириш үчүн хитай билән риқабәтлишиватқан болуп, өткән йили русийә, түркмәнистан вә қазақистан кәспи деңизида бир тәбий газ туруба йоли ясаш тоғрисида келишим имзалиған иди. Шуниңдәк америка вә яврупа иттипақи түркмәнистанни тәбий газини әзәрбәйҗан вә түркийә арқилиқ ғәрб дөләтлиригә експорт қилидиған бир туруба йоли ясаш мәсилсидә қайил қилиш үчүн җиддий паалийәт елип бармақта.


Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org