Мюнхендики хитай консулханиси уйғур өсмүрлириниң һуҗумиға учриди
Мухбиримиз әркин
2009-07-03
Уйғур ишләмчи яшларниң хитайда һуҗумға учрап өлтүрүлүш вәқәсидин ғәзәпләнгән германийидики уйғур муһаҗирлар җүмә күни, хитайниң мюнхендики консулханиси алдида намайиш өткүзүп, консулханиға хам тухум атқан вә консулхана бинасиниң там вә деризилирини хам тухумда бойивәткән.
Дуня уйғур қурултийи җүмә күни хитайниң мюнхиндики консулханиси алдида намайиш өткүзүп, гуаңдуңниң шавгүән шәһиридә йүз бәргән хитай ишчиларниң "26 - Июн" уйғур ишләмчилирини өлтүрүш вәқәсигә наразилиқ билдүргән иди.
"Вәтиним" тор бекитиниң хәвәр қилишичә, шу күни кәч саәт 17:00 дә намайиш ахирлишип аридин 15 минут өткәндә он нәччә нәпәр уйғур өсмүр қиз - Оғуллар консулхана бинасиға хам тухум етип, консулхана бинасиниң деризә, тамлирини рәсва қиливәткән. Вәқә йүз бәргән вақит намайиш тарқап бихәтәрликни қоғдаш үчүн кәлгән сақчилар қайтип болған вақит иди.
Бу һәқтики хәвәрләрдә консулханиға тухум атқан балиларниң 6 яштин 9 яшқичә болған арилиқтики өсмүрләр икәнлики, уларниң ичидә 5нәпәр қиз балиниң барлиқи илгири сүрүлгән.
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи шавгүәндики вәқә мунасвити билән баянат елан қилип, хитай даирилириниң вәқәдики мәсулийитини җавабкарлиққа тартқан шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларни намайиш өткүзүп, хитайни әйибләшкә чақирған иди. Шу күни германийидин башқа, шветсийидиму намайиш өткүзүлгән.
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.