Русийә - Хитай даирилири келәр айда маневир өткүзмәкчи

2009-06-29

xРусийә даирилири дүшәнбә күни келәр айда, хитай билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзидиғанлиқини җакарлиған болуп, маневир хитай вә русийә земинлирида бәш күн елип берилидикән.


Франсийә агентлиқиниң көрситишичә, бу һәқтә тохталған русийә армийиси муавин қомандани генерал сергий антоноф, хитай вә русийә һәрбий өмәк башлиқлириниң 1300 кишилик бирләшмә маневир өткүзүшкә келишкәнликини елан қилған вә маневирға 20 данә русийә күрәшчи айропиланлириниңму қатнаштурулидиғанлиқини қушумчә қилған.

Йиллардин буян мәзкур икки дөләт бирлишип һәрбий маневир өткүзүлүп келиватқан болуп, бу йилқиси " тинчлиқ бурчи 2009" дәп аталған.

" Тинчлиқ бурчи" намлиқ маневир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қалқини астида елип берилидиған болуп, мәзкур маневирға тәшкилатниң әза дөләтлири аз санда көзәтчи қисимларни әвәткәндин сирт, маневирни асаслиқи русийә вә хитай баш болуп елип бариду.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org