Уйғурлар гуаңдуң қанлиқ вәқәсигә қарита дуня характерлиқ намайиш елип бармақчи

2009-07-02

3 - Июл, җүмә күнидин итибарән шавгуәндики қанлиқ вәқәгә наразилиқ билдүрүш намайишилири уюштурулмақчи. Бу намайишлар америка, германийә, канада, голландийә, шивитсийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириниң йетәкчиликидә елип берилиду.


26 - Июн күни гуаңдуң өлкисиниң шавгуән шәһиридә йүз бәргән қанлиқ вәқәдә, һазирғичә икки кишиниң өлгәнлики, өлгүчиләрниң бириниң исминиң һашимҗан әмәт икәнлики ениқланди. Вәқә һәққидә охшимиған көз қарашлар мәвҗут болуп, хитай даирилири бу вәқәниң интернеттә елан қилинған ялған хәвәрдин келип чиққанлиқини вә бу ялған хәвәр тарқитип вәқәгә сәвәб болған кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилған болсиму, әмма нәқ мәйдан әһвалидин хәвәрдар кишиләр буниң мәқсәтлик вә пиланлиқ һалда уйғурларға қарши елип берилған бир һәрикәт икәнликини илгири сүрмәктә.

Хитай даирилири һазирғичә вәқәниң һәқиқйи сәвәби вә вәқәниң җинайи җавабкарлирини қолға елип җазалаш һәққидә һечқандақ бир һәрикәт қилмиған болуп, әксичә қанлиқ тоқонушқа аит хәвәрләрни қаттиқ қамал қилмақта.

Бу әһвал вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң қаттиқ ғәзипини қозғиған болуп, дуня уйғур қурултийи өзлириниң йетәкчиликидики һәр қайси дөләтләрдә турушлуқ тәшкилатларға бу һәқтә пүтүн дунядики уйғур тәшкилатлириға чақириқ елан қилди.

Уйғур тәшкилатлири өзлири турушлуқ дөләтләрниң һөкүмәт вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириға вәқә һәққидә хәт йоллап, уларни хитай һөкүмитигә бесим ишлитип, вәқәниң һәқиқи маһийити вә өлгүчиләрниң санини ениқ мәлум қилишқа вә җинайәтчиләрниң җазалинишини тәләп қилип бесим ишлитишкә чақирмақта.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org