Қазақистан билән хитай қорғас еғизида саяһәт байрими өткүзди

2009-06-21

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астида қурулған қазақистан - Хитай қорғас хәлқаралиқ чегра һәмкарлиқ мәркизи 18 - Июн күнидин етибарән хәлқаралиқ саяһәт байрими өткүзгән болуп, икки тәрәп саяһәтчилири бу йәргә җәм болуп, мал сетивәлиш, көңүл ечиш, саяһәт қилиш қатарлиқ ишларни елип барған.


Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәрлири вә башқа мунасивәтлик мәлуматларға таянғанда, чегра мәркизи йәнә қазақистан - Хитай чегра линийисини саяһәт қилишни уюштурған болуп, булардин башқа йәнә алмалиқ кона шәһири, или генерал мәһкимиси қатарлиқ җайларниму саяһәт нуқтисиға айландурған.

Хитай билән қазақистанниң бирләшмә хәлқаралиқ мәркизи қазақистан тәрәпниң 1.2 Квадират километир, хитайниң 3.43 Квадрат километир йәр чиқириши билән қурулған болуп, буниң аз қисими қазақистанда, көп қисими хитай игидарчилиқида икән. Мәзкур мәркәздә сода бинаси, мал тошуш орни, көңүл ечиш мулазимәт орунлири бар болуп, асаслиқи сода қилишни муддиа қилған.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org