Түркийә президенти абдуллаһ гүлниң хитайда елип барған рәсмий зияритидә үрүмчиниму зиярәт қилиши уйғур диярида бәлгилик тәсир қозғиған, болупму униң зияритиниң гуаңдуңда уйғурларни уруш, өлтүрүш вәқәси йүз бәргән мушундақ бир пәйткә тоғра келиши уйғур дияридики тордашларда пәрқлиқ инкасларни пәйда қилди.
Photo: RFA
Бу сүрәт, video.sohu.com Дин елинған, бир уйғур қиз ишчиниң ундин артуқ хитай ишчилири тәрипидин рәһимсизләрчә калтәклинип, еғир зәхимлинип, өлүк һаләттә ятқан көрүнүши, вә,AFP дин елинған, абдулла гулниң зияритини қобул қиливатқан ху җинтавниң сүрити.
Түркийә президенти абдуллаһ гүлниң хитай зиярити җәрянидики әң ахирқи зиярәт бекити үрүмчи иди. Униң бу зиярити һәм түркийә, һәм шундақла уйғурлар үчүн муһим әһмийәткә игә иди. Түркийә үчүн, абдуллаһ гүл, уйғур дияриға зиярәткә барған тунҗи президент болса, уйғурлар үчүнму уйғур дияриға зиярәткә кәлгән тунҗи түрк президент болуши алаһидә әһмийәткә игә иди.
28 - Июн күни үрүмчигә йетип кәлгән абдуллаһ гүл 29 - Июн күни уйғур дияридики ноқтилиқ алий мәктәп болған шинҗаң университетида нутуқ сөзлигән болуп, абдуллаһ гүл шинҗаң университетиниң йиғин залини лиқ толдурған акадимикләргә вә университет оқуғучилириға қилған нутқини "шинҗаңда силәр билән биллә болғанлиқимдин зор бәхт һес қилмақтимән" дәп башлиған. У нутқида : "бизму 1500 йил аввал бу районларда яшиған, өз - Ара хулум - Қошна вә уруқ - Туғқан болған идуқ. Биз кейин ғәрбкә көчүп кәттуқ. Әмма бизниң достлуқ вә яхши мунасивәтлиримиз охшашла давам қиливатиду " дегән.
Түркийә президенти абдуллаһ гүл шинҗаң университетида қилған нутқида йәнә, уйғурлар ролиниң түркийә - Хитай мунасивәтлиридә интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ дегән: "уйғурлар хитай билән болған достлуқ мунасивитимиздә көврүклүк рол ойнаватиду. Бу икки дөләт мунасивәтлириниң техиму алға бесиши үчүн һәссә қошиду. Тарихта хитай билән түркийини өз - Ара туташтурған йолларниң бирсиму мана бу йипәк йоли иди, биз тарихи йипәк йолини төмүр йоллири арқилиқ қайтидин гүлләндүрүп чиқимиз. Түркийилик карханичиларниңму бу районға болған қизиқиши күчәймәктә."
Шинҗаң университетида қилған сөзидин кейин абдуллаһ гүлгә пәхри профессорлуқ унвани берилгән болуп, у бу унванни шинҗаң университетидин елишниң өзи үчүн толиму зор бир әһмийәткә игә икәнликини баян қилған.
Абдуллаһ гүлниң бу зиярити түркийидики мәтбуатлардиму кәң йәр алған болуп, түркийидики мәтбуатлардиму бу һәқтики түрлүк инкасларға йәр берилгән.
Әскәртиш: бу син - Алғу филими Youtube.com Дин елинған. Нәширят һоқуқи Youtube.com Ниң. Мәзмуни вә көрүнүшләрниң тәпсилатиға RFA ниң мәсулийити йоқ.
Бу һәқтики хәвәрләргә өз көз қаришини баян қилған бәзи оқурмәнләр: абдуллаһ гүл, йәнә бир зор иштин бирни қилди, у қериндашлиримиз яшайдиған уйғур дияриға берип, бизниң саламлиримизни у йәргә йәткүзди, дегән. Йәнә бир оқурмән болса, абдуллаһ гүлниң бу зияритиниң йеңи бир башланғуч икәнликини, буниң қериндаш хәлқ билән болған мунасивәтләрдә йеңи бир қәдәм болидиғанлиқини ипадә қилған.
Түркийидә чиқидиған заман гезитидә бу зиярәт һәққидә мундақ хәвәр берилгән: түркийә җумһур рәииси абдуллаһ гүлниң хитай зияритиниң тәййарлиқ хизмәтлири бундин бир қанчә ай бурун башланған иди. Хитай һөкүмити абдуллаһ гүлгә пайтәхт бейҗиңда зиярәттә болуш билән бирликтә қәдим кона пайтәхт шиәнни вә уйғур түрклири яшайдиған район болған шинҗаң уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчини зиярәт қилиш тәклипини йоллиди. Бу тәклип хитай һөкүмитиниң түркийә һөкүмитигә бу мәсилидә өзлиригә ишинидиғанлиқини билдүрүшни мәқсәт қилиду, дәп қаралмақта.
Чәтәлләрдики уйғурлар бу вәқәгә нисбәтән интайин ғәзәплиниватқан болуп, улар " уйғурлар өзлиригә әң йеқин көридиған, туғқан - Қериндиши түркийә президентиниң уйғур дияриға елип барған зиярити җәрянида бундақ вәқәниң йүз беришиниң тасадипийлиқ әмәсликини дейишмәктә.
Бу һәқтә истанбул маарип вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи һидайитуллаһ һаҗим өз көз қаришини баян қилди. У йәнә, өзлириниң бир намайиш қилишни пиланлаватқанлиқини ипадә қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.