Гуаңдуң вәқәси уйғур җәмийитини қаттиқ бир силкиди. Бу силкиниш бәзиләрдә " қандақ бир милләт билән баравәр яшаватимиз" дегән соални туғдурса؛ йәнә бәзиләрдә қандақ бир һакимийәт астида яшаватимиз? дегән соални пәйда қилди.
video.sohu.com Дин елинди.
Бу сүрәт, video.sohu.com Дин елинған, бир уйғур қиз ишчиниң ундин артуқ хитай ишчилири тәрипидин рәһимсизләрчә калтәклинип, еғир зәхимлинип, өлүк һаләттә ятқан көрүнүши билән бир уйғур бовайниң сүрити.
Бәзиләр гуаңдуң вәқәси йәнә тәкрарлинамду дәп әндишә қилса, йәнә бәзиләр, бу хил вәқәләрниң алдини қандақ елиш керәк мәсилисини ойлашмақта. Нөвәттә тор бәтләрдә, җамаәт сорунлирида оттуриға чиқиватқан бу соаллар арисида йәнә мундақ соалму бар: гуаңдуң вәқәси бир тәсадипий вәқәму яки хитайдики миллий зиддийәтләрниң тәбий һалда партлап чиқишиму? әгәр бүгүнгә қәдәр уйғур зиялийлири, өлималири вә паалийәтчилири тәрипидин оттуриға қоюлған чақириқ вә тәшәббуслар әсләп өтүлсә,мәзкур соалға қисмән болсиму җаваб тепилиду.
Бундин бир қанчә ай аввал, мустәқил тәтқиқатчи, қануний һоқуқ паалийәтчиси илһам тохти؛ уйғур районлуқ һөкүмәтни агаһландуруп, ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишни, һәл қилғанда көчмән йөткәш яки ешинчи әмгәк күчи йөткәш билән әмәс, уйғурларға өз районида иш имкани беришни тәвсийә қилған؛ ундақ болмиғанда икки милләт арисида зор қанлиқ вәқәләр келип чиқидиғанлиқини әскәрткән иди.
Илһам тохти: "бешим кәтсиму һәр йәрдә дәймән؛ уйғурлардики ишсизлиқ нисбити дуня бойичә әң юқири. Гәнсуға ярдәм бериватимиз, етибар бериш сиясити билән көчмән әкиливатимиз, әмма өзимизниң яшлири қилидиған иш йоқ. Шундақ , мән көчмән әкилишкә қарши әмәс؛ әмма еһитияҗға қараш керәк. Алди билән йәрлик хәлққә иш тепип андин башқиларни ойлишиш керәк. Бу йил шинҗаңға 1милйон 200 миң көчмән кәлди, бу шинҗаң тарихидики әң чоң көчмән долқуни. Демәк шинҗаңда иш имкани бар؛ шундақ туруқлуқ, немә үчүн яшлиримиз ишсиз? һөкүмәт бу мәсилини ойлишиши керәк."
Шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилати 2 айниң алдидики бир баянатида, хитай һөкүмитиниң һәрқандақ бир уйғурни дүшмән көридиғанлиқини, террорчи дәп һесаблайдиғанлиқини, шуңа уйғур миллитиниң һәр вақит өзини қоғдаш үчүн һазир туруши керәкликини әскәрткән иди: " дуня җамаәтчилики вә уйғур хәлқи шуни билиши керәкки, хитайниң нәзиридә һәр қандақ бир уйғур дүшмән, һәр қандақ бир уйғур террорчи. Шуңа уйғур хәлқи сәгәк болуши, мустәһкәм бир мудапиә қорғани шәкилләндүрүши керәк."
Йеқинда уйғур елиниң атуш шәһиридә өткүзүлгән бир дәпнә мурасимида, бир диний алим, нәччә миң кишилик җамаәткә хитап қилип, уйғур миллитиниң хәтәрлик бир тәһдит астида яшаватқанлиқини, уйғурлар бу тәһдиттин қутулуш үчүн, миллий кимликлиригә саһип чиқишини, динй етиқадини күчәйтишини тәвсийә қилған иди: " аллаһ бу гүзәл юртни бу есил хәлқтин айримсун, бу хәлқни бу юрттин һәм айримисун! ... Миллитимиз бүгүн миллий кимлик вә миллий мәдәнийәт җәһәттә хәтәр астида туруватиду ... Чирайимиздики сулғунлуқ, паалийәтлиримиздики җансизлиқниң сәвәби динимизниң әхлақ тәрипини көп тәкитләп, роһанийлиқ вә идеологийилик тәрипини унтуп қалғанлиқимизниң нәтиҗиси...."
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.