Шветсийәдә шавгуән қанлиқ вәқәсигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзүлди

2009-07-03

Дуня уйғур қурултийиниң бирдәк чақириқиға бинаән җай - Җайларда шавгуәндики қанлиқ вәқәгә нисбәтән наразилиқ намайишлири башлинип кәтти. Бүгүн шветсийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән шветсийидики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди.

RFA Photo / Irade

2009 - Йили 19 - Май шивитсийә парламент алдида елип берилған, парламент әзалири, йешилләр партийисиниң бир қанчә әзалири вә адвокат ситин вә шивитсийидики телевизийә қанилидин т в 4 қатарлиқ орун вә шәхисләр қатнашқан намайиштин бир көрүнүш.


Намайишта алди билән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди сөз қилди. У сөзидә, шавгуәндики бу вәқәниң хитай коммунист партийиси тәрипидин бирдәк орунлаштурулған пиланлиқ, зораванлиқ һәрикити икәнликини вә уйғурларниң өз юртиға қайтип кетишни тәләп қилиш һоқуқиниң барлиқини тәкитлиди.

Намайиш җәрянида шветсийә уйғур комитетиниң рәиси маһинур ханим зияритимизни қобул қилди. Биз йәнә, намайишқа қатнашқучилар билән шавгуәндики уйғурларниң өлүми билән аяқлашқан вәқә, шундақла намайиш һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Аңлаш
Авазни көчүрүш
Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң

 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org