Уйғуршунас гуннар ярриң йиғип сақлиған қолязмилар
Мухбиримиз ялқун
2009-06-24
Гуннар ярриң уйғур җамаитигә наһайити тонушлуқ болған шиветсийилик түрколог вә уйғуршунас. Униң уйғур мәдәнийити вә тарихиға қошқан төһписи ялғуз уйғурлар һәққидә әсәр йезишла болупла қалмай, бәлки уйғур елидә қәдирсиз һалда кишиләрниң там - Торуслирида вә амбар өйлириниң булуңлирида ташлинип ятқан зор түркүмдики қолязмиларни йиғип сақлиғанлиқидур.
AFP Photo
4000 Йиллиқ тарихқа игә хурум өтүк.
Гуннар ярриң йиғип сақлиған бу материяллар бүгүнки күндә шиветсийиниң җәнубиға җайлашқан лунд университетиниң бетондин ясалған, атом бомбисиниң зәрбисигиму бәрдашлиқ бирәләйдиған йәр асити күтүбханисида наһайти қиммәтлик материял сүпитидә әтиварлинип сақланмақта.
Гуннар ярриң бу материялларни уйғур елини зиярәт қилған мәзгилләрдә уйғурларниң қоллиридин наһайти әрзан баһада сетивалған болса, бир қисмини керәксиз гезит парчилириға тигишивалған. Бу материялларниң тиллири әрәп, парис, уйғур тиллирида болуп, бу қолязмиларниң әң балдури 16 - Әсиргә аит болса, кийинкилири 19 - Әсирләргә аиттур.
Қолязмилар 560 парчә китаб сүпитидә сақлансиму, әмма бир қсим топламлар нурғун әсәрләрни өз ичигә алғанлиқи үчүн темиси 1100 дин көпрәк болған. Бу қолязмиларниң тәпсилий тизимлики лунд университети тор бетиниң гуннар ярриң сақланмилири мундәриҗиси астиға тәпсилий қоюлған болуп, қолязмиларниң биринчи бетиниң фотокопи нусқисини көргили болиду. Бу қолязмиларни мәзмун җәһәттин инчикә тармақ түрләр буйичә ипадиләш қийин болсиму, әмма чоң җәһәттин товәндикидәк бир қанчә түрләргә бөлүшкә болиду.
1 - Рисалә типидики қолязмилар, мәсилән: түмүрчилик рисалиси, деһқанчилиқ рисалиси, дәрвишлик рисиалиси, моздозлуқ рисалиси, бояқчилиқ рисалиси, ямғур тиләш рисалиси, қассаплиқ рисалиси, навайчилиқ рисалиси вә башқилар.
2 - Һәр хил тәзкириләр, бу тарихта өткән бир қисм диний шәхисләр, қәһриманлар һәққидә йезилған тәзкириләрни өз ичигә алған. Мәсилән: хоҗа муһәммәд ширифниң тәзкириси, сүт бибишаһниң тәзкириси, һафит муһәммәдшаһниң тәзкириси, сийит афақ хоҗамниң тәзкириси, муқәддәс номан ибин сабитниң тәзкириси вә башқилар.
3 - Һекайәтләр. Бу һәр хил тимидики һекайиләрни өз ичигә алған болуп, көпинчиси йәнила диний һекайиларға бағланған. Мәсилән: шәйих җафар садиқ һәққидә һекайә, шаһзадә сунубар һәққидә һекайәт, җамуил һекайәтлири, қимарвазниң һекайиси вә башқилар.
4 - Диний түс алған һәр хил пүтүк - Дуа, қисссә вә қолланмилар. Мәсилән, никаһ вә мейит кепәнләшкә даир баянлар, ашиқ - Мәшуқлар үчүн тумар пүтүки, қиссәсул әнбия, қуран тәпсири, асайишлиқ үчүн қириқ дуа, намаз қайдилири вә башқилар.
5 - Тарихи әсәрләр. Мәсилән: тарихи рәшиди, тарихи һәмиди, яқуббәгниң тарихи, муһәммәдийә, яқуббәгниң башқуруш түзүми һәққидә баян вә башқилар.
6 - Килассик шаирларниң шеир - Ғәзәллири мәсилән. Навайи, харабати, мәшрәп, әхмәт йәсәви вә башқилар.
7 - Әдәбий түс алған әсәрләр мәсилән: нурузнамә, тамақлар муназирси, китаби бәхтияр, шәһири гүлшән, йүсүп билән зиләйханиң бейтлири....
8 - Башқа һәр хил тимидики әсәрләр: мәсилән: шагиртлар үчүн әвзәлликләр, кесәл давалаш ретсиплири, ғарайибатлар, инсанийәт вә униң бәдини һәққидә икки зикир вә башқилар.
Гунар ярриң йиғип сақлиған бу материялларниң бир қисми нәшр қилинип алиқачан уйғурлар билән йүз көрүшкән болсиму, әмма көп қисми йәнила китабханиниң пинһан җазилирида тәтқиқатчиларниң тәтқиқ қилишини вә нәшрият орунлириниң нәшр қилишини күтүп ятиду. Уйғурлар, гәрчә хитай һөкүмити уйғур елини җуңго земинниң бир қисми дәп аташта чиң турсиму, шу земинниң игилири болған уйғурларниң мәдәни мираслириға игә чиқип, уларни рәтләш вә нәшр қииш ишлириға һечқачан көңөл бөлмигәнликидин шикайәт қилмақта.
Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң
Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.
Барлиқ пикир - Байанларни көрүш.