Ли пиң диң шавпиңниң төтинчи июн вәқәсини бастуруш буйруқи бәргәнликини бешарәт қилди
2004.08.18
Хитайниң сабиқ баш министири ли пиң хитай компартийисиниң рәһбири диң шавпиң туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи хатириси мунасивити билән мақалә елан қилип, диң шавпиңниң төтинчи июн вәқәсини бастурушни қарар қилғанлиқидин бешарәт бәрди.
Бу йил 8 - айниң 22 - күни, хитайниң аләмдин өткән рәһбири диң шавпиң туғулғанлиқиниң 100 йиллиқ хатирә күни. Буниң һарписида 1988 - йилидин 1998 - йилиғичә хитайниң баш министирлик вәзиписини өтигән ли пиң хитай компартийисиниң орган мәтбуати болған "әмәлийәт" журнилида " йолдаш диң шавпиңни хатириләш" темисида мақалә елан қилди. Ли пиң мақалисидә, өзиниң баш министирлиқ вәзипә өтәватқан мәзгилидә чиқарған тйәнәнмен вәқәсини бастуруш, сәнша тосмиси қурулуши елип бериш вә гуаңдуң даявән ядро електр истансиси қуруштин ибарәт һазирғичә талаш- тартиш қилиниватқан мәсилиләрдә диң шавпиңниң қәтий қоллиши вә мәслиһәтигә еришкәнликини баян қилған.
4 - Июн тйәнәнмен вәқәсини кәмдин кәм тилға алидиған ли пиң мақалисидә мундақ дәп язиду: "1989 - йили әтияздин язға өтидиған мәзгилдә, хитайда бир мәйдан қаттиқ сияси давалғуш йүз бәрди. Йолдаш диң шавпиң улуғ инқилабчи вә сиясәтчигә хас ғәйрити билән, башқа пешқәдәм йолдашлар билән бирликтә кәскин тәдбир қоллинип, у қетимқи сияси боранни бастурди. Дөләтниң узун муддәтлик муқимлиқиға капаләтлик қилди вә хитайниң кәлгүси тәрәққиятиға зөрүр болған шәртләрни һазирлап бәрди"
Ройтирс агентлиқи бир қисим анализчиларниң қаришини нәқил кәлтүрүп, ли пиңниң юқириқи ипадисини, "төтинчи июн вәқәсиниң мәсулийитини қәстән диң шавпиңға иттирип қойғанлиқ ", -дәп көрсәтти.
Америкидики хитай демократчиси вә "хитай учур мәркизи"ниң мәсул хадими чин күйде әпәндиму ли пиңниң төтинчи июн вәқәсиниң мәсулийитини диң шавпиңға артип қоюшқа уруниватқанлиқини, бирақ 4 - июн қирғинчилиқидики мәсолийитидин қечипму қутулалмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
- Ли пиң мақалисидә тәкитлигән диң шавпиңниң 4 - июн вәқәсини бастуруш буйруқини бәргәнлики әмәлийәттә һечқандақ йеңилиқ әмәс, һәммә адәм билидиған һәқиқәт. Бирақ, ли пиң мақалисидә буни алайитән тәкитләп, өзини ақлимақчи болди. 4 - Июн вәқәсигә кәлгәндә ли пиң өзиниң қандақ рол ойниғанлиқини обдан билиду. Чүнки, әйни вақитта диң шавпиңға учурларни көптүрүп йәткүзгәнму вә яки униңға вакалитән телевизорда һәйвә қилип нутуқ сөзлигәнму шу ли пиң. Шуңа, униң 4 - июн вәқәсидики образи шәкиллинип болди. Әгәр ли пиң һәқиқәтән пәқәт буйруқни амалсиз иҗра қилғучила болған болса, әйни вақитта һәргизму 4 - июн вәқәсини бастурушта унчә актиплиқ қилмиған болатти. Ли пиң диң шавпиңниң 4 - июн вәқәсини бастуруш қарарини чиқириш ирадисини күчәйткән, шундақла уни актиплиқ билән иҗра қилған, шуңа, у диң шавпиңға охшашла бир җинайәтчи. У, бу җинайәтлиридин һәргизму қечип қутулалмайду.
Төтинчи июн вәқәсидин башқа, ли пиң вәзипә өтигән мәзгилдә башланған сәншя қурулушиму нөвәттә кишиләр талаш - тартиш қиливатқан мәсилиләрниң бири. Лекин ли пиң мақалисидә, "һәммигә мәлумки диң шавпиң сәншия тосмиси қурулушидики асаслиқ қарар чиқарғучи"дәп билдүргән. Ли пиң мақалисидә йәнә, 1986 - йили русийиниң чернобил ядро електр истансисида радиоактип маддиларниң чиқип кетиш вәқәси йүз бәргәндин кийин, гваңдуңда даявән ядро електр истансисини қуруш ишлири хоңкоңлиқларниң қаршилиқиға учрап, ғулғула болуп кәткәнликини билдүрүп мундақ язған:"дәл мушу җиддий пәйттә, йолдаш диң шавпиң ениқ көрсәтмә чиқирип, мәркәзниң даявән ядроелектир истансиси қуруш ирадисиниң өзгәрмигәнликини уқтурди. Буниң билән даявән електр истансисини қуруш ишлири оңушлуқ давамлашти".
Чин күйде әпәнди ли пиңниң, мақалисидә алайитән 4 - июн вәқәси, сәншия қурулуши вә даявән ядро електр истансисидин ибарәт үч мәсилини тәкитлиши һәққидә тохтилип мундақ деди:
- Кишиләр барғансери шуни һес қиливатидуки, хитай компартийисиниң тарихта бу үч мәсилигә бәргән баһаси чоқум ағдурилиду. Ли пиңниң әлвәттә бу үч мәсилигә берилгән баһаниң узақ вақит пут тирәп туралмайдиғанлиқини билгүчилики бар. Шуңа у бу мәсилиләрни алаһидә тәкитләп, мәсулийәтниң һәммисини диң шавпиңға иттирип қоймақчи болған. Бу йәнә шуни көрситип беридуки, һазирқи хитай компартийисиниң юқири дәриҗилик әмәлдари арисидиму юқириқи мәсилиләргә барғансери гуман билән қарайдиған вәзийәт шәкилләнгән. Йәни хитай компартийисиниң бу үч мәсилини бир тәрәп қилиш усули рәт қилинишқа қарап йүзлиниватиду.
Бу йилниң бешида елан қилинған бәзи мәлуматларға қариғанда, ли пиң төтинчи июн вәқәсидики әслимилирини китаб қилип йезип чиққан болуп, бу арқилиқ өзиниң 4 - июн вәқәсидә ойниған ролини ақлимақчи болған. Бирақ хитай компартийиси бу китабни сияси җәһәттин толиму сәзгүр дәп қарап, нәшр қилишни рәт қилған. (Арзу)